18
Сапалчидин алған савақ
1 Бу сөз Пәрвәрдигардин Йәрәмияға келип, мундақ дейилди: —
2 «Орнуңдин тур, сапалчиниң өйигә чүшкин, Мән саңа сөзлиримни аңлитимән».
3 Шуңа мән сапалчиниң өйигә чүштум; вә мана, сапалчи ғалтәк үстидә бир нәрсини ясаватқан еди. 4 У сеғиз лайдин ясаватқан қача туруп-туруп қоли астида бузулатти. Шу чағда сапалчи шу лайдин өзи лайиқ көргән башқа бир қачини ясайтти.
5 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: — 6 «И Исраил җәмәти, бу сапалчи қилғандәк Мән саңа қилалмамдим? — дәйду Пәрвәрдигар. — Мана, сеғиз лайниң сапалчиниң қолида болғиниға охшаш, силәр Мениң қолумдисиләр, и Исраил җәмәти. [a] 7 Бәзидә Мән мәлум бир әл, мәлум бир мәмликәт тоғрилиқ, йәни униң жулунуши, бузулуши вә һалак қилиниши тоғрилиқ сөзләймән; [b] 8 шу чағ Мән агаһландурған шу әл яманлиғидин товва қилип янса, Мән уларға қилмақчи болған яманлиқтин янимән. 9 Мән йәнә бәзидә мәлум бир әл, мәлум бир мәмликәт тоғрилиқ, йәни униң қурулуши вә тикип өстүрүлүши тоғрилиқ сөзләймән; 10 шу чағ шу әл көз алдимда яманлиқ қилип авазимни аңлимиса, Мән йәнә уларға вәдә қилған, уларни бәрикәтлимәкчи болған яхшилиқтин янимән.
11 Әнди һазир Йәһудадикиләргә вә Йерусалимда туруватқанларға мундақ дегин: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән силәргә яманлиқ тәйярлаватимән, силәргә қарши бир план түзиватимән; шуңа һәр бириңлар рәзил йолуңлардин йениңлар, йоллириңларни вә қилмишлириңларни түзитиңлар.[c]
12 — Лекин улар: «Яқ! Хам хиял қилма! Биз өз планлиримизға әгишиверимиз, өз рәзил көңлимиздики җаһиллиғимиз бойичә қиливеримиз» — дәйду.□«Яқ! Хам хиял қилма!» — ибраний тилида «Яқ! Үмүт йоқ!». [e]
13 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әлләр арисидин: «Ким мошундақ ишни аңлап баққан?!» дәп сораңлар. «Пак қиз» Исраил дәһшәтлик жиркиничлик ишни қилған! [f] 14 Ливан қарлири айдаладики қиялиқтин йоқап кетәмду? Униң жирақтин чүшкән муздәк сулири қуруп кетәмду? 15 Лекин Мениң хәлқим болса Мени унтуған; улар йоқ бир нәрсиләргә хушбуй яқиду; мана, булар уларни яшаватқан йолидин, йәни қедимдин болған йоллардин путлаштуруп, көтирилип түз қилинмиған бир йолда маңдурған. [g] 16 Шуниң билән уларниң зиминини дәһшәт басидиған һәм дайим кишиләр уш-уш қилидиған объект қилиду; униңдин өтүватқанларниң һәммисини дәһшәт бесип, бешини чайқишиду. □«... уларниң зиминини дәһшәт басидиған һәм дайим кишиләр уш-уш қилидиған объект қилиду; униңдин өтүватқанларниң һәммисини дәһшәт бесип, бешини чайқишиду» — бу һәрикәтләр (уш-уш қилиш, башни қайқишиш) бәлким һәйран болғанлиғи, яки мазақ қилғанлиғини билдүриду. [i] 17 Мән худди шәриқтин чиққан шамалдәк уларни дүшмән алдида тарқитиветимән; Мән балаю-апәт күнидә уларға йүзүмни әмәс, бәлки арқамни қилимән».□«шәриқтин чиққан шамал» — Қанаанда (Пәләстиндә), адәттә һәммини қурутидиған, чаң-топа тарқитидиған дәһшәтлик шамал болиду. [k]
Йәрәмия өзигә зиянкәшлик қилғучиларниң яманлиғини өз бешиға чүшүрүшини тиләйду
18 Кишиләр: «Келиңлар, Йәрәмияға қәст қилайли; чүнки я каһинлардин қанун-тәрбийә, я данишмәнләрдин әқил-несиһәт я пәйғәмбәрләрдин сөз-бешарәт кәмлик қилмайду. Келиңлар, тилимизни бир қилип униң үстидин шикайәт қилайли, униң сөзлиридин һеч қайсисиға қулақ салмайли» — дейишти.□«Келиңлар, Йәрәмияға қәст қилайли; чүнки я каһинлардин қанун-тәрбийә, я данишмәнләрдин әқил-несиһәт я пәйғәмбәрләрдин сөз-бешарәт кәмлик қилмайду» — улар Йәрәмияни қәстләп өлтүрүшкә банә-сәвәп тапмақчи еди. Көрүнәрликки, шу чағдики Тәврат-қанун үгитидиған каһинлар, «данишмәнләр» вә аталмиш «пәйғәмбәрләр» Йәрәмияниң сөзи тоғрилиқ сүкүт қилатти яки уларға зит сөзләрни қилатти. Улар: «Биз бәрибир диний адәмләрмиз, диний әрбабларниң сөзини аңлаватимиз» дәп Худаниң сөзини рәт қилип Йәрәмияни өлтүрүшни қәстләйтти. [m]
19 — И Пәрвәрдигар, маңа қулақ салғайсән; маңа қаршилишидиғанларниң дәватқанлирини аңлиғайсән. 20 Яхшилиққа яманлиқ қилиш боламду? Чүнки улар җеним үчүн ора колиған; мән уларға яхши болсун дәп, ғәзивиңни улардин яндуруш үчүн Сениң алдиңда дуа қилип турғанлиғимни есиңдә тутқайсән. 21 Шуңа балилириңни қәһәтчиликкә тапшурғайсән, қиличниң бисиға елип бәргәйсән; аяллири балилиридин җуда қилинип тул қалсун; әрлири ваба-өлүм билән йоқалсун, жигитләр җәңдә қиличлансун. [n] 22 Уларниң үстигә басмичиларни елип кәлгиниңдә өйлиридин налә-пәряд аңлансун; чүнки улар мени тутушқа ора колиған, путлирим үчүн қисмақларни йошурун салған. 23 Әнди Сән, и Пәрвәрдигар, уларниң мени қәтл қилишқа болған қәстлириниң һәммисини убдан билисән; уларниң қәбиһликлирини кәчүрмигәйсән, уларниң гуналирини көзүң алдидин юмиғайсән; бәлки улар Сениң алдиңда жиқитилсун; ғәзивиң чүшкән күнидә уларни бир тәрәп қилғайсән.
- Йәрәмия
- a
-
Йәш. 45:9; 64:8; Рим. 9:20
- b Йәр. 1:10
- c 2Пад. 17:13; Йәр. 7:3; 25:5; 26:13; 35:15
- d «Яқ! Хам хиял қилма!» — ибраний тилида «Яқ! Үмүт йоқ!».
- e Йәр. 2:25
- f Йәр. 2:10
- g Йәр. 2:32; 3:21; 6:16; 13:25
- h «... уларниң зиминини дәһшәт басидиған һәм дайим кишиләр уш-уш қилидиған объект қилиду; униңдин өтүватқанларниң һәммисини дәһшәт бесип, бешини чайқишиду» — бу һәрикәтләр (уш-уш қилиш, башни қайқишиш) бәлким һәйран болғанлиғи, яки мазақ қилғанлиғини билдүриду.
- i Йәр. 12:11; 19:8; 49:13; 50:13
- j «шәриқтин чиққан шамал» — Қанаанда (Пәләстиндә), адәттә һәммини қурутидиған, чаң-топа тарқитидиған дәһшәтлик шамал болиду.
- k Йәш. 27:8; 29:6; Йәр. 4:11,12,13; 13:24
- l «Келиңлар, Йәрәмияға қәст қилайли; чүнки я каһинлардин қанун-тәрбийә, я данишмәнләрдин әқил-несиһәт я пәйғәмбәрләрдин сөз-бешарәт кәмлик қилмайду» — улар Йәрәмияни қәстләп өлтүрүшкә банә-сәвәп тапмақчи еди. Көрүнәрликки, шу чағдики Тәврат-қанун үгитидиған каһинлар, «данишмәнләр» вә аталмиш «пәйғәмбәрләр» Йәрәмияниң сөзи тоғрилиқ сүкүт қилатти яки уларға зит сөзләрни қилатти. Улар: «Биз бәрибир диний адәмләрмиз, диний әрбабларниң сөзини аңлаватимиз» дәп Худаниң сөзини рәт қилип Йәрәмияни өлтүрүшни қәстләйтти.
- m Йәр. 9:7; Мал. 2:7
- n Зәб. 108:10