11
Хәлиқниң Худаниң әһдисини көзгә илмиғанлиғи
1 Йәрәмияға Пәрвәрдигардин кәлгән сөз мундақ еди: 2 — Бу әһдиниң сөзлиригә қулақ селиңлар; шундақла Йәһуда кишилиригә, Йерусалимда туруватқанларға уларни йәткүзүңлар, □«Бу әһдиниң сөзлиригә қулақ селиңлар» — бу бешарәт (11:1-17)ниң асас темиси (жуқуриқи мавзуйимиздәк) — «хәлиқниң Худаниң әһдисини көзгә илмиғанлиғи». Бешарәт бәлким Йосия падиша һөкүм сүргән вақтида ибадәтханидин тепилған «Тәврат-қанунниң бир қисми» билән мунасивәтлик. У Тәвратниң қисми бәлким «Қанун шәрһи» еди, китап Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраил билән түзгән әһдини тәкрарлайду вә тәкитләйду. «2Пад.» 22-23-бапларни, «2Тар.», 34-35-бапларни көрүң. 3 — сән Йәрәмия уларға мундақ ейтқин: —
— Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Бу әһдиниң сөзлиригә ким бойсунмиса у ләнәттә қалиду; ■Қан. 27:26; Гал. 3:10 4 Мән бу әһдини ата-бовилириңларни Мисир зиминидин, йәни төмүр тавлайдиған хумдандин қутқузуп чиқарған күнидә уларға тапилап: «Авазимға қулақ селип, бу сөзләргә, йәни Мән силәргә тапшурған барлиқ әмирләргә әмәл қилиңлар; шундақ қилғиниңларда, силәр Мениң хәлқим болисиләр, Мән силәрниң Худайиңлар болимән; ■Лав. 26:3,12; Қан. 4:20 5 шундақ болғинида Мән ата-бовилириңларға: «Силәргә сүт һәм бал еқип туридиған бир зимин тәқдим қилимән» дәп ичкән қәсәмни әмәлгә ашуримән» — дегән едим. Силәр бүгүнки күндә дәл шу зиминда туруватисиләр!
Мән болсам җававән «Амин, Пәрвәрдигар!» — дедим.□«Мән болсам җававән «Амин, Пәрвәрдигар!» — дедим» — оқурмәнләргә аянки, «Амин» дегән сөз «шундақ болсун!» дегән мәнидә. Мошу йәрдә Йәрәмия Пәрвәрдигарниң әһдисигә бойсунмиған барлиқ кишиләрни (3-айәттә) ләнәткә қалдуридиғанлиғиға қошулушни билдүриду. ■Қан. 7:12
6 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Йәһуданиң шәһәрлиридә, Йерусалимниң кочилирида бу сөзләрни җакала: — Бу әһдиниң барлиқ сөзлиригә қулақ селип әмәлгә ашуруңлар! □«Бу әһдиниң барлиқ сөзлиригә қулақ селип әмәлгә ашуруңлар!» — бешарәт (11:1-17)ниң асас темиси тоғрисидики 2-айәттики изаһатни көрүң. 7 Чүнки Мән ата-бовилириңларға Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған күнидин бүгүнки күнгичә «Мениң авазимға қулақ селиңлар!» дәп җекиләп агаһландуруп келиватимән; Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уларни агаһландуруп кәлдим. ■Йәр. 7:13,25 8 Лекин улар һеч аңлимиған яки қулақ салмиған; уларниң һәр бири рәзил көңүллиридики җаһиллиққа әгишип маңған; шуниң билән Мән бу әһдидики барлиқ сөзләрни уларниң бешиға чүшүрдүм; Мән буларниң һәммисини уларға тапилиғанмән, лекин улар һеч әмәлгә ашурмиған.■Йәр. 3:17; 7:24,26; 9:14
9 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Йәһудадикиләр вә Йерусалимда туруватқанларниң арисида бир сүйқәст байқалди; 10 улар сөзлиримни аңлашни рәт қилған ата-бовилириниң қәбиһликлиригә қайтип кәтти; уларниң ибадитидә болайли дәп башқа илаһларға әгишип кәтти. Исраил җәмәти һәм Йәһуда җәмәти ата-бовилири билән түзгән әһдәмни бузди.
11 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларниң үстигә һеч қутулалмас апәт чүшүримән; улар Маңа пәряд көтириду, лекин Мән уларни аңлимаймән. ■Пәнд. 1:28; Йәш. 1:15; Йәр. 14:12; Әз. 8:18; Мик. 3:4 12 Андин Йәһуданиң шәһәрлири вә Йерусалимда туруватқанлар исриқ йеқип чоқунған бутларни издәп уларға пәряд көтириду; лекин апәт чүшкән вақтида улар буларни һеч қутқузмайду. 13 Чүнки шәһәрлириң қанчә көп болғансери, бутлириң шунчә көп болди, и Йәһуда; Йерусалимниң кочилири қанчә көп болғансери, силәр «жиркиничлик болғучи»ға шунчә қурбангаһларни қурдуңлар, йәни Баалға исриқ йеқиш үчүн қурбангаһларни бәрпа қилдиңлар.■Йәр. 2:28
14 Әнди сән, и Йәрәмия, бу хәлиқ үчүн дуа қилма, улар үчүн һеч пәряд яки тилавәт қилма; чүнки апәт бешиға чүшүши билән улар Маңа нида қилған вақтида Мән уларни аңлимаймән.■Йәр. 7:16; 14:11
15 — Мениң сөйүмлүк хәлқимниң өйүмдә турушиға немә һәққи? Чүнки көпинчиңлар өзүңларниң рәзил мәхсәтлиригә йетишкә орунисиләр; силәр рәзиллигиңлар әмәлгә ашқанда хурсән болсаңлар, ундақта «муқәддәс гөшләр» мошу асийлиғиңларни силәрдин елип ташлаламду? □«муқәддәс гөшләр» — қурбанлиқлардики гөшләр, әлвәттә. Оқурмәнләр айәтниң башқа көп хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин, лекин умумий мәнаси тәрҗимимиздикидәк болиду. 16 Пәрвәрдигар исмиңни «Япйешил, мол мевилик, барақсан зәйтун дәриғи» дәп атиған еди; лекин Пәрвәрдигар дәрәққә шавқунлайдиған зор бир отни салиду вә шахлири йоқ қилиниду. 17 Чүнки сени тиккән самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар саңа қарап күлпәт бекитип җакалиған; сәвәви, Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти өзиниң мәнпәәтини көзләп рәзиллик қилип, Баалға исриқ йеқип, Мениң ғәзивимни кәлтүрди.■Йәр. 2:21
Йәрәмияға қилинидиған сүйқәстни Пәрвәрдигар униңға аян қилиду
18 «Пәрвәрдигар маңа хәвәр йәткүзди, шуниң билән мән чүшәндим; У маңа уларниң қилмишлирини аян қилди; 19 мән болсам худди боғузлашқа йетиләп маңған көнүк пақландәк едим; мән әсли уларниң маңа қарап: «Дәрәқни мевиси билән йоқитайли, униң исми қайта әскә һеч кәлтүрүлмисун, уни тирикләр зиминидин үзүп ташлайли» дегән қәстлирини һеч билмәйттим; 20 лекин Сән, и адил һөкүм Чиқарғучи, адәмниң виҗдан-қәлбини Синиғучи, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Сениң уларниң үстигә чүшүридиған қисасиңни өз көзүм билән көрүшкә несип қилғайсән; чүнки дәвайимни Саңила аян қилип тапшурдум».■1Сам. 16:7; 1Тар. 28:9; Зәб. 7:10; 25:2; Вәһ. 2:23
21 Шуниң билән Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Пәрвәрдигарниң намида бешарәт бәрмә, болмиса җениң қолимизда түгишиду» — дәп саңа доқ қилип жүргән Анатоттики адәмләр җениңни издәп жүриду. Әнди улар тоғрисида мундақ сөзүм бар: — 22 — бу ишқа қарап самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ деди: — Мана, Мән уларни җазалаймән; жигитләр қилич билән өлиду, оғул-қизлири болса қәһәтчилик билән өлиду. 23 Улардин һеч бир қалдиси қалмайду; чүнки Мән улар җазалинидиған жилида, шу Анатоттики адәмләр үстигә апәт чүшүримән.
- Йәрәмия
- a
-
«Бу әһдиниң сөзлиригә қулақ селиңлар» — бу бешарәт (11:1-17)ниң асас темиси (жуқуриқи мавзуйимиздәк) — «хәлиқниң Худаниң әһдисини көзгә илмиғанлиғи». Бешарәт бәлким Йосия падиша һөкүм сүргән вақтида ибадәтханидин тепилған «Тәврат-қанунниң бир қисми» билән мунасивәтлик. У Тәвратниң қисми бәлким «Қанун шәрһи» еди, китап Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраил билән түзгән әһдини тәкрарлайду вә тәкитләйду. «2Пад.» 22-23-бапларни, «2Тар.», 34-35-бапларни көрүң.
- d «Мән болсам җававән «Амин, Пәрвәрдигар!» — дедим» — оқурмәнләргә аянки, «Амин» дегән сөз «шундақ болсун!» дегән мәнидә. Мошу йәрдә Йәрәмия Пәрвәрдигарниң әһдисигә бойсунмиған барлиқ кишиләрни (3-айәттә) ләнәткә қалдуридиғанлиғиға қошулушни билдүриду.
- ~6~ «Бу әһдиниң барлиқ сөзлиригә қулақ селип әмәлгә ашуруңлар!» — бешарәт (11:1-17)ниң асас темиси тоғрисидики 2-айәттики изаһатни көрүң.
■11:8 Йәр. 3:17; 7:24,26; 9:14
■11:11 Пәнд. 1:28; Йәш. 1:15; Йәр. 14:12; Әз. 8:18; Мик. 3:4
- ~12~ «муқәддәс гөшләр» — қурбанлиқлардики гөшләр, әлвәттә. Оқурмәнләр айәтниң башқа көп хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин, лекин умумий мәнаси тәрҗимимиздикидәк болиду.
■11:20 1Сам. 16:7; 1Тар. 28:9; Зәб. 7:10; 25:2; Вәһ. 2:23