2
Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң Исраилға тәнбиһ бериши
1 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Гилгалдин Бокимға келип: — Мән силәрни Мисирдин чиқирип, ата-бовилириңларға қәсәм қилип бәргән зиминға елип келип: «Мән силәр билән қилған әһдәмни әбәткичә бекар қилмаймән; □«Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — «тәбирләр»ни көрүң. [b] 2 Лекин силәр бу зиминниң хәлқи билән һеч қандақ әһдә бағлимаңлар, бәлки уларниң қурбангаһлирини бузуп ташлишиңлар керәк» — дегән едим; лекин силәр Мениң авазимға қулақ салмидиңлар. Бу силәрниң немә қилғиниңлар?! [c] 3 Шуңа Мән шу чағда силәргә: «Шундақ қилсаңлар уларни силәрниң алдиңлардин қоғливәтмәймән; улар биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду, уларниң илаһлири силәргә тор-қапқан болиду» — дәп агаһландурдум, — деди.□«улар биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду» — яки «улар силәрни қилтақларға чүшүриду». [e]
4 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси барлиқ Исраилларға буларни дегәндә, улар үн селип жиғлап кетишти. 5 Шуниң билән бу җайниң нами «Боким» дәп қоюлди; улар шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқларни сунди.□«Боким» — мәнаси «жиғлиғучилар». «... улар шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқларни сунди» — бу ишқа қариғанда, «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» аян болған чағда, шу йәрләрдә қурбанлиқ қилса болатти. Адәттә пәқәт Худа бекиткән җайдила қурбанлиқ сунушқа болатти («Қан.» 12:5-14ни көрүң).
Йәшуа пәйғәмбәрниң дәвридин кейин болған ишлар
6 Йәшуа хәлиқни тарқитиветивиди, Исраиллар һәр қайсиси өзлиригә мирас қилинған зиминни егиләш үчүн қайтип кетишти. [g] 7 Йәшуаниң пүткүл һаят күнлиридә, шундақла Йәшуадин кейин қалған, Пәрвәрдигарниң Исраил үчүн қилған һәммә карамәт әмәллирини убдан билгән ақсақалларниң пүткүл һаят күнлиридиму Исраил хәлқи Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуп турди. 8 Әнди Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди. 9 Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди. □«Тимнат-Сераһ» — яки «Тимнат-Һәрәс». 10 Бу дәвирдикиләрниң һәммиси өлүп өз ата-бовилириға қошулуп кәтти; улардин кейин Пәрвәрдигарниму тонумайдиған, шундақла униң Исраил үчүн қилған әмәллирини билмигән бир дәвир пәйда болди.
Исраилниң гунани үзлүксиз тәкрарлиши
11 Шуниңдин тартип Исраил Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип Баал-бутларниң ибадитигә киришти. 12 Улар өзлирини Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни ташлап, әтрапидики таипиләрниң илаһлиридин болған ят илаһларға әгишип, уларға баш уруп, Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди. 13 Улар Пәрвәрдигарни ташлап, Баал вә Ашәраһларниң қуллуғиға киришти. □««Ашәраһлар» яки Ашәраһ бутлар» — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким аял бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин.
14 Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға тутишип, харап қилинсун дәп, у уларни талан-тараҗ қилғучиларниң қолиға ташлап бәрди, йәнә әтрапидики дүшмәнлириниң қолиға тапшуруп бәрди; шуниң билән улар дүшмәнлириниң алдида баш көтирәлмиди. [j] 15 Улар қәйәргә бармисун, Пәрвәрдигарниң қоли уларни апәт билән урди, худди Пәрвәрдигарниң дегинидәк, вә Пәрвәрдигарниң уларға қәсәм қилғинидәк, улар толиму азаплиқ һаләткә чүшүп қалди. [k] 16 Андин Пәрвәрдигар уларниң арисидин батур һакимларни турғузди, улар Исраилларни талан-тараҗ қилғучиларниң қолидин қутқузуп чиқти.
17 Шундақтиму, улар өз һакимлириға қулақ салмиди; әксичә улар ят илаһларға әгишип бузуқлуқ қилип, уларға баш уруп чоқунди; ата-бовилириниң маңған йолидин, йәни Пәрвәрдигарниң әмирлиригә итаәт қилиш йолидин тезла чиқип кәтти; улар һеч итаәт қилмиди. 18 Пәрвәрдигар қачаники улар үчүн батур һакимларни турғузса, Пәрвәрдигар һаман шу батур һаким билән биллә болатти, батур һакимниң һаят күнлиридә уларни дүшмәнлириниң қолидин қутқузуп чиқатти; чүнки уларни харлап әзгәнләр түпәйлидин көтирилгән аһ-зарларни аңлиған Пәрвәрдигар уларға ичини ағритатти.
19 Лекин батур һаким өлүп кетиши биләнла, улар арқисиға йенип, ят илаһларға әгишип, уларниң қуллуғиға кирип, уларға баш урушуп, өзлирини ата-бовилиридинму зиядә булғайтти; улар нә шу қилмишлиридин тохтимайтти, нә өз җаһил йолидин һеч янмайтти. [l] 20 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қаттиқ туташти, У: — «Бу хәлиқ Мән уларниң ата-бовилириға тапилиған әһдәмни бузуп, авазимға қулақ салмиғини үчүн, 21 буниңдин кейин Мән Йәшуа өлгәндә бу жутта қалдурған таипиләрдин һеч бирини уларниң алдидин қоғливәтмәймән; [m] 22 буниңдики мәхсәт, Мән шулар арқилиқ Исраилниң уларниң ата-бовилири тутқандәк, Мән Пәрвәрдигарниң йолини тутуп маңидиған-маңмайдиғанлиғини синаймән» — деди.
23 Шуниң билән Пәрвәрдигар шу таипиләрни қалдуруп, уларни нә дәрһалла зиминидин мәһрум қилип қоғливәтмиди нә Йәшуаниң қолиғиму тапшуруп бәрмигән еди.□«Шуниң билән Пәрвәрдигар шу таипиләрни қалдуруп, уларни ... нә Йәшуаниң қолиғиму тапшуруп бәрмигән еди» — бу айәтләр, йәни 10-23-айәтләр «Батур Һакимлар» дегән китапниң қисқа йәкүнидин ибарәттур.
- Батур Һакимлар
- a
-
«Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — «тәбирләр»ни көрүң.
- b Яр. 17:7; Мис. 23:20-22; Қан. 29:13, 14
- c Қан. 7:2; 12:3
- d «улар биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду» — яки «улар силәрни қилтақларға чүшүриду».
- e Мис. 23:33; 34:12; Қан. 7:16; Йә. 23:13
- f «Боким» — мәнаси «жиғлиғучилар». «... улар шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқларни сунди» — бу ишқа қариғанда, «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» аян болған чағда, шу йәрләрдә қурбанлиқ қилса болатти. Адәттә пәқәт Худа бекиткән җайдила қурбанлиқ сунушқа болатти («Қан.» 12:5-14ни көрүң).
- g Йә. 24:28
- h «Тимнат-Сераһ» — яки «Тимнат-Һәрәс».
- i ««Ашәраһлар» яки Ашәраһ бутлар» — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләрдур. Дәрәқләр бәлким аял бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин.
- j Зәб. 43:13-15; Йәш. 50:1
- k Лав. 26; Қан. 28
- l Һак. 3:12
- m Йә. 23:13
- n «Шуниң билән Пәрвәрдигар шу таипиләрни қалдуруп, уларни ... нә Йәшуаниң қолиғиму тапшуруп бәрмигән еди» — бу айәтләр, йәни 10-23-айәтләр «Батур Һакимлар» дегән китапниң қисқа йәкүнидин ибарәттур.