Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
66
Худаниң җавави — давами
1 «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Асманлар Мениң тәхтим,
Зимин болса аяқлиримға тәхтипәримдур,
Әнди Маңа қандақ өй-имарәт ясимақчисиләр?
Маңа қандақ йәр арамгаһ болалайду?«Зимин болса аяқлиримға тәхтипәримдур» — «тәхтипәр» падиша тәхткә олтарғанда аяқлирини дәссәткән кичик орундуқ. «Әнди Маңа қандақ өй-имарәт ясимақчисиләр? Маңа қандақ йәр арамгаһ болалайду?» — биринчи айәт бәлким Худаниң 64-бап, 11-айәттики соалға беридиған асасий җавави. Худа «ибадәтхана»ни анчә муһим дәп қаримисиму, инсанлар Өзигә атап салған ибадәтханини чоқум кәмситиду дегили болмайду (20- һәм 2-айәткә қариғанда, кәлгүсидики «миң жиллиқ сәлтәнити»дә бир «муқәддәс ибадәтхана» болиду; бирақ Худаниң нәзири (2-айәткә асасән) һеч қандақ өй-имарәттә әмәс, бәлки Өзидин қорқидиған мөмин бәндилиридә туриду.  1Пад. 8:27; 2Тар. 6:18; Рос. 7:48,49; 17:24
2 Буларниң һәммисини Мениң қолум яратқан, улар шундақ болғачқила барлиққа кәлгән әмәсмиди? — дәйду Пәрвәрдигар, —
Лекин Мән нәзиримни шундақ бир адәмгә салимән:
— Мөмин-кәмтәр, роһи сунуқ,
Сөзлиримни аңлиғанда қорқуп титрәк басидиған бир адәмгә нәзиримни салимән.
3 Кала сойған киши адәмниму өлтүриду,
Қозини қурбанлиқ қилған киши иштниң бойнини сундуруп өлтүриду;
Маңа һәдийә тутқучи чошқа қениниму тутуп бәрмәкчидур;
Дуасини әслитишкә хушбуй яққучи мәбудқиму мәдһийә оқуйду;
Бәрһәқ, улар өзи яқтуридиған йоллирини таллиған,
Көңли жиркиничлик нәрсилиридин хурсән болиду.«Кала сойған киши адәмниму өлтүриду, ... дуасини әслитишкә хушбуй яққучи мәбудқиму мәдһийә оқуйду; бәрһәқ, улар өзи яқтуридиған йоллирини таллиған, көңли жиркиничлик нәрсилиридин хурсән болиду» — мошу айәттики кишиләр көрүнүштә Худаға ибадәт қилиду; улар кала-қозини союп қурбанлиқ қилиду, «ашлиқ һәдийә» қилиду, хушбуйниму Худаға атап яқиду; бирақ бундақ қилишлири билән тәң улар қатиллиқ қилиду, хурапий ишларни қилиду (итниң бойнини сундуруш), бутларға чоқунуп һарам қурбанлиқларниму қилиду.
4 Шуңа Мәнму уларниң күлпәтлирини таллаймән;
Улар дәл қорқидиған вәһимиләрни бешиға чүшүримән;
Чүнки Мән чақирғинимда, улар җавап бәрмиди;
Мән сөз қилғинимда, улар қулақ салмиди;
Әксичә нәзиримдә яман болғанни қилди,
Мән яқтурмайдиғанни таллиди».Пәнд. 1:24; Йәш. 65:12; Йәр. 7:13
5 «И Пәрвәрдигарниң сөзи алдида қорқуп титрәйдиғанлар,
Униң дегинини аңлаңлар: —
«Силәрни намимға садиқ болғанлиғиңлар түпәйлидин чәткә қаққанлар болса,
Йәни силәрдин нәпрәтлинидиған қериндашлириңлар силәргә: —
«Қени Пәрвәрдигарниң улуқлуғи аян қилинсун,
Шуниң билән шатлиғиңларни көрәләйдиған болимиз!» — деди;
Бирақ шәрмәндиликтә қалғанлар өзлири болиду.Йәш. 5:19
6 Аңлаңлар! — шәһәрдин кәлгән чуқан-сүрәнләр!
Аңлаңлар! — ибадәтханидин чиққан авазни!
Аңлаңлар! — Пәрвәрдигар Өз дүшмәнлиригә яманлиқлирини қайтуруватиду!» «Аңлаңлар! — шәһәрдин кәлгән чуқан-сүрәнләр! Аңлаңлар! — ибадәтханидин чиққан авазни! Аңлаңлар! — Пәрвәрдигар Өз дүшмәнлиригә яманлиқлирини қайтуруватиду!» — бу бешарәт Йәшаяниң кейинки дәвридики Йерусалим, җүмлидин ибадәтханиниң вәйран қилинишини (миладийәдин илгәрки 586-жили) һәм бәлким ахирқи заманлардики охшап кетидиған бир ишниму көрситиду.
 
Исраилниң йеңидин туғулуши
7 — Толғиғи тутмайла у бошиниду;
Ағриғи тутмайла, оғул бала туғиду!Вәһ. 12:1-6
8 Кимниң мошундақ иш тоғрилиқ хәвири барду?
Ким мошундақ ишларни көрүп баққан?
Зимин бир хәлиқни бир күн ичидила туғидиған иш барму?
Дәқиқә ичидила бир әлниң туғулуши мүмкинму?
Чүнки Зионниң әндила толғиғи тутушиға, у оғул балилирини туғди!«Кимниң мошундақ иш тоғрилиқ хәвири барду? ... Зимин бир хәлиқни бир күн ичидила туғидиған иш барму? Дәқиқә ичидила бир әлниң туғулуши мүмкинму? Чүнки Зионниң әндила толғиғи тутушиға, у оғул балилирини туғди!» — мошу 7- һәм 8-айәттә ейтилған ишлар бирақла Йерусалимниң вәйран қилинишидин (6-айәт) ахирқи заманда «Зион-исраил товва қилип йеңидин туғулуши» әмәлгә ашурулуп, уларниң Худаниң алдида һәқиқий «Өз хәлқим» болушиға атлап өтиду.
9 Бирисини бошиниш һалитигә кәлтүргән болсам, Мән балини чиқарғузмай қаламтим? — дәйду Пәрвәрдигар,
Мән Өзүм туғдурғучи турсам, балиятқуни етиветәмдимән? — дәйду Худайиң.
10 Йерусалим билән биллә шат-хурамлиқта болуңлар;
Уни сөйгүчиләр, униң үчүн хошаллиниңлар!
Униң үчүн қайғу-һәсрәт чәккәнләр,
Униң билән биллә шатлиқ билән шатлиниңлар!
11 Чүнки силәр униң тәсәлли беридиған әмчәклиридин емип қанаәтлинисиләр;
Чүнки силәр қанғичә ичип чиқисиләр,
Униң шан-шәривиниң зорлуғидин көңлүңлар хурсән болиду».«униң шан-шәривиниң зорлуғидин көңлүңлар хурсән болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «униң шәрәплик бағир-көксидин көңлүңлар хурсән болиду».
12 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мән униңға ташқан дәриядәк арам-хатирҗәмликни,
Тешип кәткән еқимдәк әлләрниң шан-шәрәплирини сунуп беримән;
Силәр емисиләр,
Силәр янпашқа елинип көтирилисиләр,
Етәктә әкилитилисиләр.Йәш. 49:22; 60:4
13 Худди ана балисиға тәсәлли бәргәндәк,
Мән шундақ силәргә тәсәлли беримән;
Силәр Йерусалимда тәсәллигә егә болисиләр.
14 Силәр буларни көргәндә көңлүңлар шатлиниду,
Сүйәклириңлар юмран от-чөптәк яшнап кетиду;
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң қоли Өз қуллириға аян қилиниду,
У дүшмәнлиригә қәһрини көрситиду.
15 Чүнки ғәзивини қәһр билән,
Тәнбиһини от ялқунлири билән чүшүрүши үчүн,
Мана, Пәрвәрдигар от билән келиду,
У җәң һарвулири билән қуюндәк келиду.
16 Чүнки от билән һәм қилич билән Пәрвәрдигар барлиқ әт егилирини сорақ қилип җазалайду;
Пәрвәрдигар өлтүргәнләр нурғун болиду.
17 «Бағчилар»ға кириш үчүн пакизлинип,
Өзлирини айрим тутуп,
Оттурида турғучиниң гепигә киргәнләр,
Шундақла чошқа гөшини, жиркиничлик болғанни, җүмлидин чашқанларни йәйдиғанлар болса җимиси тәң түгишиду — дәйду Пәрвәрдигар.««Бағчилар»ға кириш үчүн пакизлинип,...» — бәлким бутпәрәслик һәрикәтлиригә қатнишиш үчүн, мошу «пакизлиниш» ишлирини қилиду. «Оттурида турғучи» — бәлким бутпәрәсликтә йетәкчилик «пир» рольини алғучи.
18 Чүнки уларниң қилғанлири һәм ойлиғанлири Мениң алдимдидур;
Бирақ барлиқ әлләр, һәммә тилда сөзләйдиғанларниң жиғилидиған вақти келиду;
Шуниң билән улар келип Мениң шан-шәривимни көриду; «Чүнки уларниң қилғанлири һәм ойлиғанлири Мениң алдимдидур» — бу айәтниң биринчи йеримини тәрҗимә қилиш тәс. Алимлар пәқәт униң мәнасини тәрҗимә қилғинимиздәк пәрәз қилиду.
19 Вә Мән уларниң арисида бир карамәт бәлгүни тикләймән;
Һәм улардин қечип қутулғанларни әлләргә әвәтимән;
Нам-шөһритимни аңлимиған, шан-шәривимни көрүп бақмиған Таршишқа, Ливийәгә, оқячилиқта даңқи чиққан Лудқа, Тубал, Гретсийәгә һәм жирақ чәтләрдики аралларға уларни әвәтимән;
Улар әлләр арисида Мениң шан-шәривимни җакалайду.«улардин қечип қутулғанларни әлләргә әвәтимән» — «улардин» дегәнлик: (1) 16-айәттә ейтилған җазалиридин («от һәм қилич»тин) яки (2) «ят әлләр арисидин» дегән мәнини билдүриду. «һәм улардин қечип қутулғанарни әлләргә әвәтимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «һәм қечип һаят қалғанлардин бәзилирини (ят) әлләргә әвәтимән». «Таршиш»...«Луд»... «Тубал»... — шүбһисизки, мошу жутларниң исимлири пүтүн дуниядики жутларға вәкиллик қилиду. «Таршиш» үчүн 60-бап, 9-айәттики изаһатни көрүң; «Луд» болса бәлким шималий Африқида; Тубал бәлким һазирдики Русийәни көрситиду (бәлким Русийәниң кона пайтәхти «Тоболск» билән мунасивити бар).
Немишкә «Луд» тоғрилиқ «оқячилиқта даңқи чиққан» дейилиду? Пәризимизчә, Худа әвәткән әлчиләрниң хизмитиниң хәтәри бар, дәп көрсәтмәкчи.
20 Шуниң билән Исраиллар «ашлиқ һәдийә»ни пакиз қачиларға қоюп Пәрвәрдигарниң өйигә елип кәлгәндәк,
Шулар болса, Пәрвәрдигарға атап беғишлиған һәдийә сүпитидә қериндашлириңларниң һәммисини әлләрдин елип келиду;
Уларни атларға, җәң һарвулириға, сайивәнлик һарву-зәмбилләргә, қечирларға һәм нар төгиләргә миндүрүп муқәддәс теғимға, йәни Йерусалимға елип келиду, — дәйду Пәрвәрдигар.«Шулар болса, Пәрвәрдигарға атап беғишлиған һәдийә сүпитидә қериндашлириңларниң һәммисини әлләрдин елип келиду» — бизниңчә «шулар» Худаниң хуш хәвирини қобул қилған «ят әлләр»ни көрситиду. Улар хошал болуп, Худаниң шапаитини қайтуруш үчүн, зиянкәшликкә учриған, тарқилип кәткән Йәһудийларниң өз жути Йерусалимға қайтишиға ярдәм қилишимиз керәк дәп һәр хил васитиләр билән сәпәрдә уларға йөләнчүк болиду.
21 Һәм Мән улардин бәзилирини каһинлар һәм Лавийлар болушқа таллаймән — дәйду Пәрвәрдигар.«каһинлар» — «каһинлар»ниң хәлиққә вәкил болуп уларниң қурбанлиқлирини ибадәтханидики қурбангаһ үстидә көйдүрүш хизмити бар еди. «Лавийлар» — каһинларниң ярдәмчилири. Демәк, мошу «Йәһудий әмәс»ләр Исраил ичидә интайин имтиязлиқ орунда вә вәзипидә болиду.
22 Чүнки Мән яритидиған йеңи асманлар һәм йеңи зимин Өзүмниң алдида дайим турғандәк,
Сениң нәслиң һәм исмиң туруп сақлиниду.«йеңи асманлар һәм йеңи зимин» — бу тема тоғрилиқ 65:17-айәттики изаһатни көрүң  Йәш. 65:17; 2Пет. 3:13; Вәһ. 21:1
23 Һәм шундақ болидуки, йеңи айму йеңи айда,
Шабат күниму шабат күнидә,
Барлиқ әт егилири Мениң алдимға ибадәт қилғили келиду — дәйду Пәрвәрдигар.«шабат күни» — «дәм елиш муқәддәс күни» йәни шәнбә күни. Жуқириқи 56-бап, 2-айәттики изаһатни көрүң. «Барлиқ әт егилири Мениң алдимға ибадәт қилғили келиду» — пүткүл инсанийәт қилған мошу ибадәт ичидә, Йерусалимда өткүзүлгән ибадәт болса бәлким вәкил болғанлар арқилиқ өткүзүлиду. Җәсәтләргә гувачи болғанлар (24-айәт) мошу вәкилләр болуши керәк.
24 — Шуниң билән улар сиртқа чиқип,
Маңа асийлиқ қилған адәмләрниң җәсәтлиригә қарайду;
Чүнки уларни йәватқан қурутлар өлмәйду;
Уларни көйдүрүватқан от өчмәйду;
Улар барлиқ әт егилиригә жиркинчлик билиниду.

<- Йәшая 65
  • Йәшая
  • a