Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
42
1 Қараңлар, мана Мән йөләйдиған Өз қулумға!
Җенимниң хошаллиғи болған Мениң таллиғиним;
Мән Өз Роһумни униң вуҗудиға қондуримән,
Шуниң билән у әлләргә һөкүм-һәқиқәтни йәткүзүп бериду.«Өз қулум , йәни Пәрвәрдигарниң қули» — шүбһисизки, Худаниң «ят әлләр»гә беғишлиған, уларни бутпәрәсликтин қутқузидиған җававидур. Мошу айәттики «Қараңлар, мана...» дегәнни, 41-бап 29-айәттики «Җавап бәргидәк һеч ким йоқ» қатарлиқлар билән селиштурушимиз керәк. Қариғанда, Худа таллиған мошу мулайим, муһәббәтлик киши әл-жутларға Худаниң сөзини елип келиду. «У әлләргә һөкүм-һәқиқәт йәткүзүп бериду» — «һөкүм-һәқиқәт» (ибраний тилида «мишпат») елип бериш» дегәнлик болуп, үч мәнини өз ичигә алиду: — (1) жуқуриқи 41-баптики (Худа бутлар билән муһакимә қилған) «сот»тики «һөкүм-һәқиқәт», йәни «Худа дегән тирик һәм бирдур, бутлар йоқтин болған нәрсә» дегән һәқиқәтни елип келиштин ибарәт. Һәқиқәтсизләр һәқиқәткә еришиду; (2) Худаниң «һәққаний қул»и Худаниң адил қанун-пәрманлириниң хәвирини йәткүзүп, чүшәндүрүп бериду; (3) хаталиқни түзитиш, увал болғанларға адаләтни жүргүзиду.  Йәш. 11:2; Мат. 3:17; 17:5; Юһ. 3:34; Әф. 1:6
2 У нә вақирап-җақиримайду, нә чуқан көтәрмәйду нә авазини кочиларда аңлатмайду.«У нә вақирап-җақиримайду, нә чуқан көтәрмәйду нә авазини кочиларда аңлатмайду» — буниң мәнаси, бәлким «У давраң салмайду», «У өз-өзини елан қилмайду».
3 Таки у ғәлибә билән тоғра һөкүмләрни чиқарғичә,
Янҗилған қомушни сундурмайду,
Түтәп өчәй дәп қалған пиликни өчүрмәйду;«тоғра һөкүмләр» — яки «һөкүм-һәқиқәт» тоғрилиқ 42:1дики изаһатни көрүң.
4 Һөкүм-һәқиқәтни йәр йүзидә тиклимигичә,
У һалсизланмайду, көңли янмайду;
Аралларму униң пәрман-қанунини тәлмүрүп кутиду.«У һалсизланмайду, көңли янмайду...» — «һалсизланмайду» вә «көңли янмайду» дегән сөзләр ибраний тилида 3-айәттики «түтәп өчәй дәп қалған» һәм «янҗилған» дегәнләр билән йилтиздаштур. «аралларму униң пәрман-қанунини тәлмүрүп кутиду» — һазир (Йәшая китавидики мошу йәргичә) «Пәрвәрдигарниң қули» тоғрилиқ шундақ хәвиримиз бар: —
(1) Худа уни пәвқулъаддә яхши көриду, униңдин зор хошаллиқ алиду.
(2) Худаниң Роһи униң үстигә келип туриду.
(3) У талаш-тартиш қилмайдиған, кәмтәр, кичик пеиллиқ адәм болиду.
(4) У интайин мулайим адәм болуп, һәтта «үмүт йоқ» болғидәк «янҗилған қомуш» яки «түтәп өчәй дәп қалған пилик»киму меһри-шәпқәт көрситиду.
(5) У дунияға кәлгәндә, Худаниң һәқиқәтлирини, тоғра һөкүмлирини пүтүн дунияға йәткүзмигичә һәргиз йолдин янмайду.
(6) Пүтүн дуния, һәтта әң чәт җайлардикиләр униңға үмүт бағлап, униң сөз-һөкүмлиригә тәшна болиду.
5 Асманларни яритип уларни кәргән,
Йәр-зиминни һәм униңдин чиққанларни яйған,
Униңда туруватқан хәлиққә нәпәс,
Униң үстидә меңиватқанларға роһ бәргүчи Тәңри Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
6 Мәнки Пәрвәрдигар сени һәққанийлиқ билән шуниңға чақирғанмәнки,
— Сениң қолуңни тутимән,
Сени қоғдап сақлаймән,
Һәм сени хәлиққә әһдә сүпитидә,
Әлләргә бир нур қилип беримән;«Һәм сени хәлиққә әһдә сүпитидә, әлләргә бир нур қилип беримән» — «хәлиқ» Тәвратта адәттә Исраилни көрситиду, «әлләр» «Исраилдин башқа хәлиқләр»ни, «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду.
7 Қариғу көзләрни ечишқа,
Зиндандин мәһбусларни,
Түрмидә қараңғулуқ ичидә олтарғанларни қутқузушқа сени әвәтимән.«Қариғу көзләрни ечишқа, зиндандин мәһбусларни, түрмидә қараңғулуқ ичидә олтарғанларни қутқузушқа сени әвәтимән» — бу айәтләрдин «Пәрвәрдигарниң қули» тоғрисида шуларниму көрүмизки: —
(7) У Худаниң зор ярдимигә егә болиду;
(8) ундақ қилғанда униң өзи бир «әһдә» болиду һәм өзи «нур» болиду.
(9) Бу әһдиниң мәзмуни болса (5-айәт Худаниң дуниядики барлиқ хәлиқләрниң ғемидә болғанлиғини көрсәткәндәк) хәлиқләрниң көзлирини ечип уларни әркинликкә чиқириштин ибарәт болиду.
(10) Худа уни (Мәсиһни) әһдә сүпитидә җаһандики барлиқ хәлиққә һәдийә қилғандәк «бериду».
8 Мән Пәрвәрдигардурмән; Мениң намим шудур;
Шан-шәривимни башқа бирисигә,
Маңа тәвә болған мәдһийини ойма мәбудларға бәрмәймән.Йәш. 48:11
9 Мана, алдинқи ишлар болса әмәлгә ашурулған;
Силәргә йеңи ишларни җакалаймән;
Улар техи йүз бәрмигичә,
Мән уларни силәргә баян қилимән.«Мана, алдинқи ишлар болса әмәлгә ашурулған; силәргә йеңи ишларни җакалаймән...» — «алдинқи ишлар» бәлким 41-бап, 1-4-айәттики, «таҗавузчи»ниң ишлирини көрситиши мүмкин. «Йеңи ишлар» болса Пәрвәрдигарниң һәққаний қули» тоғрилиқтур. «Таҗавузчи» вә «Пәрвәрдигарниң қули»ни селиштурсақ, таҗавузчи вәйранчилиқ қилиду, әл-жутлар униңдин қорқуп патипарақ болуп кетиду, бутпәрәслик техиму күчийиду; «Пәрвәрдигарниң қули» болса хәқләргә рәһим қилиду, адәмни сақайтиду, әл-жутларни, йәни «ят әлләр»ни Худаға қаритип униң нуриға йетәкләйду.
10 — Пәрвәрдигарға йеңи нахша ейтиңлар,
И деңизда жүргәнләр һәм униң ичидики һәммә мәвҗудатлар,
Араллар һәм уларда турғанларму,
Җаһанниң чәт-чәтлиридин Уни мәдһийиләңлар!«деңизда жүргәнләр» — ибраний тилида «деңизға чүшкәнләр» — «Зәб.» 106:23ни көрүң.  Зәб. 32:3
11 Дала һәм униңдики шәһәрләр,
Кедар қәбилисидикиләр турған кәнтләр авазини көтәрсун,
Селадикиләр жуқури авазда нахша ейтсун,
Тағларниң чоққилиридин тәнтәнә қилсун!«Кедар қәбилисидикиләр... Селадикиләр...» — «Кедар қәбилиси» әрәбләрниң бир қәбилиси еди. «Села» болса Едомниң бир шәһири (Села қорам таш үстигә селинған — мәнаси «қорам таш»). Жуқириқи 34-бапта дейилгәндәк, Едом Худаниң сөзигә қарши турғини билән, Едомдин Худаға товва қилип һәқиқий ибадәт қилидиғанлар болиду.
12 Улар Пәрвәрдигарни улуқлисун,
Униң мәдһийилири араллардиму җакалансун.
13 Пәрвәрдигар палвандәк чиқиду,
Батур ләшкәрдәк отлуқ муһәббитини қозғайду;
У вақирайду, бәрһәқ ширдәк һөкирәйду;
Дүшмәнлири үстигә зор күч-қудритини көрситиду.
14 — «Мән әбәдил-әбәт сүкүттә туруп кәлдим;
Җим туруп өзүмни бесивелип кәлдим;
Бирақ һазир толғиғи тутқан аялдәк инчиқлап товлаймән;
Һәм һасираймән һәм иңраймән!«Мән әбәдил-әбәт сүкүттә туруп кәлдим; җим туруп өзүмни бесивелип кәлдим; бирақ һазир толғиғи тутқан аялдәк инчиқлап товлаймән; һәм һасираймән һәм иңраймән!» — «йеңи ишлар» йәни Униң «һәққаний қули»ниң дунияға келиши, шундақла нурғун адәмләрни гуналириниң асарәтлиридин қутқузушни өз ичигә алиду. Худа бу «йеңи ишлар»ни әмәлгә ашуруш үчүн, һамилдар аялниң толғиғи тутқандәк болиду (10-17-айәтләр толуқ бир бөлүмдур).
Демисәкму, мошу «йеңи ишлар» Худаға нисбәтән пүткүл аләмдин муһимдәк туриду; чүнки У асман-зиминни бир сөз биләнла яратқан; бирақ мошу ишларни У тәшналиқ билән узун, йәни әбәдил-әбәт күтүп кәлгән һәм уларни туғдуруш үчүн еғир җапа һәм азап тартқандәк қилиду. Мошу интайин сирлиқ иштур! «һәм һасираймән һәм иңраймән» — икки ишниң тәң қилинидиғанлиғини билдүриду.
15 Мән тағларни һәм дөңләрни чөлдәритимән,
Уларниң һәммә йешиллиқлирини қурутиветимән;
Дәрияларни аралларға айландуруветимән;
Көлчәкләрниму қағҗиритимән.
16 Қариғуларни өзи билмигән бир йол билән апирип қойимән,
Уларни улар билмигән йолларда йетәкләймән;
Уларниң алдида қараңғулуқни нур,
Әгир-тоқай йәрләрни түптүз қилимән.
Мән мошу ишларни қилмай қалмаймән,
Улардин һеч ваз кәчмәймән.«Қариғуларни өзи билмигән бир йол билән апирип қойимән... Мән мошу ишларни қилмай қалмаймән, Улардин һеч ваз кәчмәймән» — 15- вә 16-айәткә қариғанда, «йеңи ишлар» дунияға кәлгәндә, бәзи кишләр үчүн азаплиқ болиду; йәр-зимин астин-үстүн болуп кетиду; шуниң билән тәң Худа башқа бир нәччә «қариғулар» (бәлким, гунайини, җүмлидин бутпәрәсликни тонуп йетидиғанлар) үчүн муһтаҗлирини тәминләйдиған мәхсус шараитларни яритип бериду.
17 Ойма мәбудларға таянғанлар,
Қуйма мәбудларға: «Силәр илаһлиримиздур» дегәнләр болса,
Улар йолдин яндурулмай қалмайду,
Қаттиқ шәрмәндә қилиниду.Зәб. 96:7; Йәш. 1:29; 44:11; 45:16
18 — «Аңлаңлар, и гаслар!
Қариғулар, көрүш үчүн қараңлар!
19 Мениң қулумдин башқа йәнә ким қариғу?
Мениң әвәткән «әлчим»дин башқа йәнә ким гас?
Ким Мән билән әһдиләшкәндәк шунчә қариғуду?
Ким Пәрвәрдигарниң қулидәк шунчә қариғуду?«мән билән әһдиләшкәндәк» — яки «Мән билән енақ қилинғандәк». «...Ким Мән билән әһдиләшкәндәк шунчә қариғуду? Ким Пәрвәрдигарниң қулидәк шунчә қариғуду?» — бир соал туғулидуки, мошу айәттә дейилгән «Мениң қулум» жуқуриқи «хошаллиғим болған қулум»му яки башқисиму? Тезла көримизки, у әмәс, бәлки Исраилниң өзи болиду (мәсилән, 22-айәтни көрүң). Худа 18-айәттә, Өзи тәрипидин сақайтилған (16-айәт), әсли бутпәрәс «қариғу» болған әл-жутларни («ят әлләрни») өзиниң «қариғу» хәлқини, йәни Исраилни нәзиригә елишқа чақириду. Демәк, Исраил тәрипидин кәмситилип «қариғу» дәп һесапланғанлар көрәләйдиған болиду, бирақ (пәйғәмбәрләр арқилиқ) Худаниң нурини қобул қилған Исраиллар болса, асийлиқ қилип қариғу болуп қалди.
20 Сән нурғун ишларни көргиниң билән,
Бирақ нәзириңгә һеч алмайсән;
Униң қулиқи ечилғини билән,
У аңлимайду».Рим. 2:2-11
21 Пәрвәрдигар Өз һәққанийлиғи үчүн лайиқ көрдики,
Тәврат-қанунини улуқ һәм шан-шәрәплик дәп көрсәтти.«Пәрвәрдигар Өз һәққанийлиғи үчүн лайиқ көрдики, Тәврат-қанунини улуқ һәм шан-шәрәплик дәп көрсәтти» — Худа Исраилға Муса пәйғәмбәр арқилиқ муқәддәс қанун-пәрманни бәргән. Шуңа улар бутпәрәсликкә толған дуния арисида бирдин-бир Худаға ибадәт қилидиған хәлиқ болуп, зор имтиязға еришкән еди. Худаниң мәхсити, улар арқилиқ «Мениң қулум» һәм «үлгә» сүпитидә, мошу нурини пүткүл дунияға йәткүзмәкчи. Бирақ Исраиллар Униң шу мәхситини һеч әтиварлимай, көп җәһәттин Униңдин йүз өригән.
22 Бирақ шулар болса олҗа елинған һәм булаң-талаң қилинған бир хәлиқтур;
Уларниң һәммиси ора-қапқанта тутулған,
Гүндиханиларда қамилип ғайип болиду;
Улар ғәниймәт болиду,
Һеч ким қутқузмайду;
Улар олҗа болиду,
Һеч ким: «Қайтуруп бериш!» демәйду.«Бирақ шулар болса олҗа елинған һәм булаң-талаң қилинған бир хәлиқтур... улар олҗа болиду, һеч ким: «Қайтуруп бериш!» демәйду» — әгәр Исраил Худаниң сөзигә киргән болса, нурғун әлләр уларға беқинди болатти. Бирақ Униң сөзигә кирмигәндин кейин, әһвали дәл униң әкси болди.
23 Бирақ араңларда ким буниңға қулақ салсун?
Ким буларни аңлап кәлгүси заманларға көңүл қойсун?«Бирақ араңларда ким буниңға қулақ салсун? Ким ... көңүл қойсун?» — мошу гәпкә қариғанда, һәтта Худаниң тәрбийилик җазаси бешиға чүшкәндин кейинму аңлиғучи қулиқи, көридиған көзлири барлар йәнила аз болса керәк.
24 Әнди ким Яқупни олҗа қилған?
Ким Исраилни булаңчиларға тапшуруп бәргән?
Буни қилғини болса, биз гуна қилип кәмситкән Пәрвәрдигар әмәсму?
Чүнки улар Униң йоллирида меңишни халимайтти;
Яки Униң қануниға итаәт қилмайтти.
25 Шуңа У улар үстигә ғәзәп-қәһрини,
Урушниң зораванлиғини төкүп чүшүрди;
Булар униң әтрапиға от туташтурди;
Бирақ у тонуп йәтмиди;
Булар уни көйдүрди, бирақ у һеч савақ алмиди.