Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
36
Кризис — Асурийә падишасиниң бесип кириши
1 Һәзәкияниң он төртинчи жили шундақ болдики, Асурийә падишаси Сәннахериб Йәһуданиң барлиқ қәлъә-қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип чиқип, уларни ишғал қилди. 2Пад. 18:13; 2Тар. 32:1 2 Андин Асурийә падишаси «Раб-Шакәһ» дегән сәрдарни чоң бир қошун билән Лақиш шәһиридин Йерусалимға әвәтти. У Кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолда, жуқури көлчәкниң нориниң бешиға келип турди.«Раб-Шакәһ» — бәлким Асурийәниң падишасиниң баш мәслиһәтчисиниң адәттики унвани болуши мүмкин. «Кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолда, жуқури көлчәкниң нориниң беши» — мошу җай әслидә дәл Йәшая Аһаз падиша билән көрүшүп, Асурийәниң таҗавузи тоғрилиқ агаһландурған җай (7-бапни көрүң).  


Асурийә империйәси - миладийәдин илгирил 650-жили
3 Шуниң билән Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, ординиң диванбеги болған Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги болған Йоаһлар униң йениға кәлди 4-5 вә Раб-Шакәһ уларға мундақ деди: —
Силәр Һәзәкияға: — «Улуқ падиша, йәни Асурийә падишаси саңа мундақ деди, дәңлар: —
«Сениң мошу ишәнгән таянчиң зади немити?
Сән: (у пәқәт гәпла, халас!) —
«Уруш қилиш тәдбир-мәслиһитимиз һәм күчимиз бар» — дәйсән; сән зади кимгә тайинип маңа қарши өктә қописән? «Сән: (у пәқәт гәпла, халас!) — «Уруш қилиш тәдбир-мәслиһитимиз һәм күчимиз бар» — дәйсән; сән зади кимгә тайинип маңа қарши өктә қописән?» — мошу гепигә қариғанда, Асурийәдикиләрниң Йәшаяниң «Пәқәт Пәрвәрдигарға тайинишимиз керәк» дегән бешарәтлиридин хәвири бар еди. 6 Мана, сән йериқи бар әшу қомуш һаса, йәни Мисирға тайинисән! Бириси униңға йөләнсә, униң қолиға санҗип кириду; мана Мисир падишаси Пирәвнгә таянғанларниң һәммиси шундақ болиду!Әз. 29:6, 7
7 Әгәр сән маңа: «Биз Худайимиз болған Пәрвәрдигарға тайинимиз» — десәң, Һәзәкия өзи Йәһудадикиләргә вә Йерусалимдикиләргә: «Силәр пәқәт Йерусалимдики мошу ибадәтгаһ алдидила Пәрвәрдигарға ибадәт қилишиңлар керәк» дәп, шу Пәрвәрдигарға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Улар әшу Пәрвәрдигарниң жуқури җайлири әмәсмиди?«Һәзәкия ...: «Силәр пәқәт Йерусалимдики мошу ибадәтгаһ алдидила Пәрвәрдигарға ибадәт қилишиңлар керәк» дәп, шу Пәрвәрдигарға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Улар әшу Пәрвәрдигарниң жуқури җайлири әмәсмиди?» — Муса пәйғәмбәргә вәһий қилинған қанунға асасән, Исраиллар пәқәт Йерусалимдики ибадәтханидики қурбангаһтила қурбанлиқ қилишқа болатти. Әслидә Һәзәкия мошу пәрманға асасән: (1) бутпәрәслик қилидиған қурбангаһларни һәм (2) хата йол билән «Пәрвәрдигарға атап» қурулған, ибадәт қилишқа беғишланған «жуқури җайлар»ни йоқатқан. Раб-Шакәһ шу гәп билән уни аңлиғучи Исраилларни қаймуқтурмақчи еди, әлвәттә.
8 Әнди ғоҗам Асурийә падишаси билән бир тохтамға кәл: — «Әгәр сәндә атқа минәлигидәк әскәрлириң болса, мән саңа икки миң атни бекарға берәй!» «Әгәр сәндә атқа минәлигидәк әскәрлириң болса, мән саңа икки миң атни бекарға берәй!» — бу кинайилик гәп, әлвәттә. Адәттики чағларда Йәһудада атлар наһайити аз еди. Уруш вақтида техиму азлап кетәтти. Атлиқ әскәрләр әмәс, һәтта аддий әскәрләрму наһайити аз еди. 9 Сәндә ундақлар болмиса, ғоҗамниң әмәлдарлириниң әң кичиги болған бир ләшкәр бешини қандақму чекиндүрәләйсиләр?! Сән җәң һарвулири вә атларни елиш үчүн Мисирға тайинисән техи!
10 Мән әнди мошу зиминни һалак қилиш үчүн Пәрвәрдигарсиз кәлдимму? Пәрвәрдигар дәрвәқә маңа: «Мошу зиминни һалак қилишқа чиққин!» — деди!»»
11 Елиаким, Шәбна вә Йоаһ Раб-Шакәһгә: —
«Пеқирлириға арамий тилида сөзлисилә; биз буни чүшинимиз. Бизгә ибраний тилида сөзлимисилә, гәплири сепилда турғанларниң қулиқиға кирмисун!» — деди.«Пеқирлириға арамий тилида сөзлисилә» — һазирки Сурийәниң кона исми «Арам» еди. Кона заманда «Сурийә тили» «арамий тили» дейиләтти. Асурийәму арамий тилини ишлитәтти.
12 Бирақ Раб-Шакәһ: —
«Ғоҗам мени мошу гәпни ғоҗаңларға вә силәргила ейтишқа әвәткәнму? Мошу гәпни силәр билән бирликтә сепилда олтарғанларға дейишкә әвәткән әмәсму? Чүнки улар силәр билән бирликтә өз поқини йегүчи һәм өз сүйдүгини ичкүчи болиду!» — деди.«... Улар силәр билән бирликтә өз поқини йегүчи һәм өз сүйдүгини ичкүчи болиду!» — шәһәр муһасиригә чүшүп, ачарчилиқ вә уссузлуқта қалғанда адәмләр дәрвәқә мошундақ қилиши мүмкин.  2Пад. 18:27
13 Андин Раб-Шакәһ ибраний тилида жуқури аваз билән: — «Улуқ падиша, йәни Асурийә падишасиниң сөзлирини аңлап қоюңлар!» — дәп вақириди.
14 «Падиша мундақ дәйду: —
«Һәзәкия силәрни алдап қоймисун! Чүнки у силәрни қутқузалмайду.
15 Униң силәрни: — «Пәрвәрдигар бизни җәзмән қутқузиду; мошу шәһәр Асурийә падишасиниң қолиға чүшүп кәтмәйду» дәп Пәрвәрдигарға таяндурушиға йол қоймаңлар!». 16 Һәзәкияға қулақ салмаңлар; чүнки Асурийә падишаси мундақ дәйду: —
«Мән билән сүлһилишип, мән тәрәпкә өтүңлар; шундақ қилсаңлар һәр бириңлар өзүңларниң үзүм бариңидин һәм өзүңларниң әнҗир дәриғидин мевә йәйсиләр, һәр бириңлар өз су көлчигиңлардин су ичисиләр; 17 та мән келип силәрни буғдайлиқ һәм шараплиқ бир зиминға, нени бар һәм үзүмзарлири бар бир зиминға, — зиминиңларға охшаш бир зиминға апирип қойғичә йәп-ичивериңлар!«мән келип силәрни буғдайлиқ һәм шараплиқ бир зиминға, — зиминиңларға охшаш бир зиминға апирип қойғичә йәп-ичивериңлар!» — мошу гәпләр чирайлиқ болғини билән мәнаси ениқки: — «Мениң әсирлирим, қуллирим болисиләр!» дегәнлик. Жуқирида ейтқинимиздәк, Асурийә падишаси учиға чиққан һейлигәр алдамчи еди.
18 Һәзәкияниң силәргә: — «Пәрвәрдигар бизни қутқузиду» дәп ишәндүрүшигә йол қоймаңлар! Әл-жутларниң илаһ-бутлириниң бири өз зиминини Асурийә падишасиниң қолидин қутқузғанму? 19 Хамат вә Арпад дегән жутларниң илаһ-бутлири қени? Сәфарваим шәһириниң илаһ-бутлири қени? Улар Самарийәни мениң қолумдин қутқузғанму?! 20 Мошу әл-жутларниң илаһ-бутлиридин өз зиминини қутқузған зади ким бар? Шундақ екән, Пәрвәрдигар Йерусалимни мениң қолумдин қутқузаламду?»».
21 Аңлиғучилар сүкүт қилип униңға җававән һеч қандақ бир сөз қилмиди; чүнки падишаниң буйруғи шуки: —
«Униңға җавап бәрмәңлар».
22 Андин Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги Йоаһлар кийим-кечәклирини житишип, Һәзәкияниң йениға келип, Раб-Шакәһниң гәплирини униңға уқтурди.