Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
10
Мәсиһниң бир қетимлиқ қурбанлиғи
1 Тәврат қануни кәлгүсидә елип келинидиған гөзәл ишларниң өз әйнини әмәс, бәлки уларниң көләңгисинила сүрәтләп бәргәчкә, у тәләп қилинған, жилмужил сунулуп келиватқан охшаш қурбанлиқлар арқилиқ Худаға йеқинлашмақчи болғанларни һәргизму мукәммәл қилалмайду.Кол. 2:17; Ибр. 8:5. 2 Болмиса, мошу қурбанлиқларниң сунулуши ахирлишатти, чүнки ибадәт қилғучилар пак қилинип, виҗдани йәнә өз гуналири түпәйлидин азапланмайтти. 3 Һалбуки, мошу қурбанлиқлар жилмужил өз гуналирини өзлиригә әслитип туриду. 4 Чүнки буқа вә өшкиләрниң қени гуналарни һәргиз елип ташлалмайду.Лав. 16:14; Чөл. 19:4; Ибр. 9:13. 5 Шуниң үчүн, У дунияға кәлгәндә мундақ дегән: —
«Нә қурбанлиқ, нә атиған ашлиқ һәдийәлири болса Сениң тәләп-арзуюң әмәс,
Бирақ Сән Мән үчүн бир тән тәйярлап бәрдиң;«Шуниң үчүн, У дунияға кәлгәндә мундақ дегән: —» — «У» — Мәсиһни көрситиду.  Зәб. 39:7; Йәш. 1:11; Йәр. 6:20; Ам. 5:21.
6 Нә көйдүрмә қурбанлиқлар, нә гуна қурбанлиғидинму сөйүнмидиң;
7 Шуңа җавап бәрдимки — «Мана Мән кәлдим!
— Қанун дәстуруңда Мән тоғрилиқ пүтүлгәндәк —
И Худа, ирадәңни әмәлгә ашуруш үчүн кәлдим».«....Шуңа җавап бәрдимки — «Мана Мән кәлдим! — қанун дәстуруңда Мән тоғрилиқ пүтүлгәндәк — И Худа, ирадәңни әмәлгә ашуруш үчүн кәлдим»» — (5-7-айәт) «Зәб.» 39:7-10 (кона грек «Септуагинт» (LXX) тәрҗимисидин). Бу айәтләрдә Тәвраттики төрт хил асасий қурбанлиқ (инақлиқ яки тәшәккүр қурбанлиқлири (рәһмәт қурбанлиқлири), ашлиқ һәдийәлири, көйдүрмә вә гунани тилигүчи қурбанлиқлар) тилға елиниду.
Демисәкму, Мәсиһ бу сөзләрни Өзи дунияға келишидин 1000 жилчә бурун Өз Роһи арқилиқ Зәбурда Давут пәйғәмбәрниң ағзидин бешарәт сүпитидә алдин-ала ейтиду.
  Зәб. 39:8, 9
 
8 У жуқурида: «Нә қурбанлиқ, нә ашлиқ һәдийәлири, нә көйдүрмә қурбанлиқлар нә гунани тилигүчи қурбанлиқлар Сениң тәләп-арзуюң әмәс, Сән улардинму сөйүнмидиң» (бу қурбанлиқлар Тәврат қануниниң тәливи бойичә сунулуши керәк еди) дегинидин кейин 9 йәнә: «Сениң ирадәңни әмәлгә ашуруш үчүн кәлдим» дегән. Демәк, Худа кейинкисини күчкә егә қилиш үчүн, алдинқисини әмәлдин қалдуриду. «Демәк, Худа кейинкисини күчкә егә қилиш үчүн, алдинқисини әмәлдин қалдуриду» — «алдинқиси» бәлким (1) жуқурида тилға елинған кона әһдигә мунасивәтлик қурбанлиқларни яки (2) кона әһдиниң өзини көрситиду; «кейинкиси» (яки «иккинчиси») болса (3) Әйса Мәсиһниң бирдин-бир қурбанлиғи яки (4) 9-айәттә көрситилгән «Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш»ни көрситиду. Бизниңчә (1) вә (4) алди-кәйни айәтләргә мувапиқтур. Йеңи әһдиниң түп мәхсити вә ахирқи нәтиҗиси «Худаниң ирадисигә әмәл қилиш»дин ибарәттур. Бу ирадә Мәсиһниң бизни гунадин қутқузидиған қурбанлиқ өлүмини өз ичигә алиду, әлвәттә.
Демәк, бу bашқа-башқа көзқарашлар арисидики пәрқләр анчә чоң әмәс.
10 Худаниң бу ирадиси бойичә Әйса Мәсиһниң тениниң бир йолила қурбан қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, Худаға аталдуқ.«Әйса Мәсиһниң тениниң бир йолила қурбан қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, Худаға аталдуқ» — «гунадин паклинип, Худаға аталдуқ» грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду: «муқәддәсләштүрүлдуқ» яки «пак-муқәддәс қилиндуқ». Инҗил бойичә «муқәддәс» дегән сөзниң икки мәзмуни бар: (1) гунадин пакланған; (2) Худаға алаһидә аталған.  Ибр. 9:12.
11 Һәр каһин һәр күни ибадәт хизмитидә туриду, шундақла гуналарни һәргиз сақит қилалмайдиған охшаш хилдики қурбанлиқларни Худаға қайта-қайта суниду. 12 Бирақ, бу каһин болса гуналар үчүн бирла қетимлиқ мәңгү инавәтлик бир қурбанлиқни сунғандин кейин, Худаниң оң йенида олтарди; «Бирақ, бу каһин болса гуналар үчүн бирла қетимлиқ мәңгү инавәтлик бир қурбанлиқни сунғандин кейин, Худаниң оң йенида олтарди» — оқурмәнләргә аян болидуки, кона әһдә дәвридә каһинларниң хизмитиниң айиғи йоқ еди, шуниң билән дайим «туратти» (өрә туратти, ибадәт чедирида орундуқ йоқ еди). Лекин Әйса биз үчүн өзини бирла қурбанлиқ сунғандин кейин «олтарди».  Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Әф. 1:20; Кол. 3:1; Ибр. 1:13. 13 У шу йәрдә «дүшмәнлири Өз айиғи астида тәхтипәр қилинғичә» күтиду. «У шу йәрдә «дүшмәнлири Өз айиғи астида тәхтипәр қилинғичә» күтиду» — 2:13 вә «Зәб.» 109ни көрүң. 14 У мошу бирла қурбанлиқ билән Худаға атап пак-муқәддәс қилинғанларни мәңгүгә мукәммәл қилди. 15 Муқәддәс язмиларда пүтүлгәндәк, Муқәддәс Роһму бу һәқтә бизгә гувалиқ бериду. Чүнки У авал: —
16 «У күнләрдин кейин, Мениң улар билән түзидиған әһдәм мана шуки, дәйду Пәрвәрдигар;
Мән Өз тәврат-қанунлиримни уларниң зеһин-әқлигиму салимән,
Һәмдә уларниң қәлбигиму пүтимән» дегәндин кейин, У йәнә: —Йәр. 31:31-34; Рим. 11:27; Ибр. 8:8.
17 «Уларниң гуналири вә итаәтсизлигирини мәңгүгә есимдин чиқириветимән» — дегән.«...Уларниң гуналири вә итаәтсизлигирини мәңгүгә есимдин чиқириветимән» — (16-17-айәт) «Йәр.» 31:31-34.  Йәр. 31:33,34.
18 Әнди шу йолда гуналар кәчүрүм қилинған екән, гуналар үчүн қурбанлиқ қилишниң һаҗитиму қалмайду.
 
Әнди Худаға йеқинлишайли!
19 Шуниң үчүн, әй қериндашлар, Әйсаниң қени арқилиқ әң муқәддәс җайға киришкә җүръәтлик болуп, Юһ. 10:9; 14:6; Рим. 5:2; Әф. 2:13; 3:12. 20 (У бизгә ечип бәргән, ибадәтханиниң пәрдисидин (йәни, Униң әт-тенидин) өтидиған шу жипйеңи, һаятлиқ йоли билән) 21 шундақла Худаниң аилисини башқуридиған бизниң улуқ каһинимиз болғанлиғи билән, «шундақла Худаниң аилисини башқуридиған бизниң улуқ каһинимиз болғанлиғи билән, ...» — «Худаниң аилиси» етиқатчи җамаәтни көрситиду. 22 диллиримиз виҗдандики булғунушлардин сепилиш билән пакланған вә бәдинимиз сап су билән жуюлғандәк тазиланған һалда етиқатниң толуқ җәзм-хатирҗәмлиги вә сәмимий қәлб билән Худаға йеқинлишайли! «диллиримиз виҗдандики булғунушлардин сепилиш билән пакланған» — мошу сөзләр йеңи әһдә астидики етиқатчиларниң әһвали билән кона әһдә астидикиләрниң әһвалиниң селиштурмисини көздә тутиду — кона әһдә астидикиләр каһин тәрипидин қурбанлиқ қанлири сепилиши арқилиқ «гуналири йепилған» яки «кафарәт қилинған». Әнди йеңи әһдә астидикиләрниң диллири Әйсаниң қурбанлиқ қени сепилиш билән, виҗданида һеч қандақ булғинишлар қалмайду. «бәдинимиз сап су билән жуюлғандәк тазиланған һалда етиқатниң толуқ җәзм-хатирҗәмлиги вә сәмимий қәлб билән Худаға йеқинлишайли!» — мошу ибариләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  Әз. 36:25. 23 Әнди етирап қилған үмүтүмиздә тәврәнмәй чиң турайли (чүнки вәдә Бәргүчи болса сөзидә турғучидур) 24 вә меһир-муһәббәт көрситиш вә гөзәл иш қилишқа бир-биримизни қандақ қозғаш вә риғбәтләндүрүшни ойлайли. 25 Бәзиләр адәт қиливалғандәк, җамаәттә җәм болуштин баш тартмайли, бәлки бир-биримизни җекиләп-илһамландурайли; болупму шу күниниң йеқинлашқанлиғини байқиғиниңларда, техиму шундақ қилайли.«болупму шу күниниң йеқинлашқанлиғини байқиғиниңларда, техиму шундақ қилайли» — «шу күн» Мәсиһниң бу дунияға қайтип келидиған күнини көрситиду, әлвәттә. Инҗилни язғучиларниң нәзиридә пәқәт бир күн, йәни «шу күн»ла көздә тутулиду.
Грек тилида 19-25-айәтләр бирла җүмлә билән ипадилиниду.
26 Һәқиқәтни тонушқа несип болғандин кейин, йәнила қәстән гуна өткүзүвәрсәк, у чағда гуналар үчүн сунулидиған башқа бир қурбанлиқ болмас, Чөл. 15:30; Мат. 12:31; Ибр. 6:4; 2Пет. 2:20; 1Юһа. 5:16. 27 бәлки бизгә қалидиғини пәқәт сорақ, шундақла Худа билән қаршилишидиғанларни йәп түгитишкә тәйяр туридиған ялқунлуқ отни қорқунуч ичидә күтүшла, халас. «бәлки бизгә қалидиғини пәқәт сорақ, шундақла Худа билән қаршилишидиғанларни йәп түгитишкә тәйяр туридиған ялқунлуқ отни қорқунуч ичидә күтүшла, халас» — бу муһим айәт үстидә йәнә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. 28 Әнди Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қанунини көзгә илмиған һәр қандақ киши икки яки үч гувачиниң испати болса, кәңчилик қилинмайла өлтүрүләтти. Чөл. 35:30; Қан. 17:6; 19:15; Мат. 18:16; 2Кор. 13:1. 29 Ундақта, бир киши Худаниң Оғлини дәпсәндә қилса, Худаниң әһдисиниң қениға, йәни өзини пак қилған қанға напак дәп қариса, шәпқәт қилғучи Роһни һақарәт қилса, буниңдин техиму еғир җазаға лайиқ һесаплиниду, дәп ойлимамсиләр?
30 Чүнки Тәвратта «Интиқам Мениңкидур, кишиниң қилмишлирини өз бешиға өзүм яндуримән, дәйду Пәрвәрдигар» вә «Пәрвәрдигар Өз хәлқини сораққа тартиду» дегүчини билимиз. «Интиқам Мениңкидур, кишиниң қилмишлирини өз бешиға өзүм яндуримән, дәйду Пәрвәрдигар» ... «Пәрвәрдигар Өз хәлқини сораққа тартиду»» — бу сөзләр «Қан.» 32:35 вә 36дин елинған.  Қан. 32:35, 36; Рим. 12:19. 31 Мәңгү һаят Худаниң қоллириға чүшүп җазалиниш нәқәдәр дәһшәтлик иш-һә!
32 Әнди силәр йорутулуштин кейин, азап-оқубәтлик, қаттиқ күрәшләргә бәрдашлиқ бәргән әшу бурунқи күнләрни есиңларда тутуңлар. «Әнди силәр йорутулуштин кейин, азап-оқубәтлик, қаттиқ күрәшләргә бәрдашлиқ бәргән әшу бурунқи күнләрни есиңларда тутуңлар» — мошу азап-оқубәт чекиши етиқатта чиң түрғанлиғи түпәйлидин, әлвәттә. 33 Бәзи вақитларда рәсва қилинип һақарәтләш вә харлинишларға учридиңлар вә бәзи вақитларда мошундақ муамилиләргә учриғанларға дәрддаш болдуңлар. 34 Чүнки силәр һәм мәһбусларниң дәрдигә ортақ болдуңлар һәм мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму есил һәм йоқап кәтмәйдиған бақий тәәллуқатқа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән бу ишни қобул қилдиңлар. «чүнки силәр һәм мәһбусларниң дәрдигә ортақ болдуңлар» — бу мәһбуслар етиқат үчүн зинданда ятқан. «һәм мал-мүлкүңлар буланғандиму,... хошаллиқ билән бу ишни қобул қилдиңлар» — «мал-мүлкүңлар буланғанда» — мошу ишниң тарихий тәпсилатлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.  Мат. 5:12; Рос. 21:33. 35 Шуниң үчүн, җасаритиңларни йоқатмаңлар, униңдин интайин зор инъам болиду.
36 Чүнки Худаниң ирадисигә әмәл қилип, Униң вәдә қилғиниға муйәссәр болуш үчүн, сәвир-чидам қилишиңларға тоғра келиду. Луқа 21:19. 37 Чүнки муқәддәс язмиларда Худа мундақ дегән: —
«Пәқәт азғинә вақиттин кейинла»,
«Кәлгүчи дәрвәқә йетип келиду,
У кечикмәйду.«Пәқәт азғинә вақиттин кейинла»... Кәлгүчи дәрвәқә йетип келиду, У кечикмәйду» — «Йәш.» 26:20, «Һаб.» 2:3.  Һаб. 2:2-3; Һаг. 2:7; 1Пет. 1:6; 5:10.
38 Бирақ һәққаний болғучи етиқат билән яшайду;
Лекин у кәйнигә чекинсә,
Җеним униңдин сөйүнмәйду».«Бирақ һәққаний болғучи етиқат билән яшайду» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Мениң һәққаний адимим етиқат билән яшайду» дейилиду. «Бирақ һәққаний болғучи етиқат билән яшайду; лекин у кәйнигә чекинсә, җеним униңдин сөйүнмәйду»» — «Һаб.» 2:4.  Һаб. 2:4; Рим. 1:17; Гал. 3:11. 39 Һалбуки, биз болсақ кәйнигә чекинип һалак болидиғанлардин әмәс, бәлки етиқат билән өз җенимизни егилигәнләрдиндурмиз.«... Биз болсақ кәйнигә чекинип һалак болидиғанлардин әмәс, бәлки етиқат билән өз җенимизни егилигәнләрдиндурмиз» — мошу айәттә «җан» җисманий тәрәп әмәс, бәлки роһий тәрәптики һаятни көрситиду.