48
Яқупниң Әфраим вә Манассәһкә хәйрлик дуа қилиши
1 Бу ишлардин кейин бириси Йүсүпкә: — Мана атаң кесәл болуп қапту, дәп хәвәр бәрди. У икки оғли Манассәһ билән Әфраимни биллә елип барди. 2 Бириси Яқупқа: — Мана оғлуң Йүсүп қешиңға келиватиду, дәп хәвәр беривиди, Исраил күчәп қопуп кариватта олтарди.
3 Яқуп Йүсүпкә: — Һәммигә Қадир Тәңри маңа Қанаан зиминидики Луз дегән җайда аян болуп, мени бәрикәтләп ■Яр. 17:1. 4 маңа: Мана, Мән сениң нәслиңни көпәйтип, сени интайин зор көпәйтимән, сәндин бир түркүм хәлиқ чиқиримән; бу зиминни сәндин кейинки нәслиңгә әбәдий мирас қилип беримән, дәп ейтқан еди.■Яр. 28:3; 35:11. 5 Әнди мән Мисирға келиштин илгири саңа Мисир зиминида туғулған икки оғлуң мениң һесаплиниду; Әфраим билән Манассәһ болса, худди Рубән билән Шимеонға охшаш, һәр иккиси мениң оғуллирим болиду.□«һәр иккиси мениң оғуллирим болиду» — кейин Манассәһ вә Әфраимдин болған қәбилиләр Исраилниң он икки қәбилисидин иккиси һесапланди. ■Яр. 41:50; 46:20. 6 Улардин кейин тапқан балилириң өзүңниң болиду; улар кәлгүсидә мирасқа еришкәндә акилириниң нами астида болиду.□«улар кәлгүсидә мирасқа еришкәндә акилириниң нами астида болиду» — демәк, әгәр Йүсүпниң кейин оғуллири болса, Манассәһниң қәбилиси яки Әфраимниң қәбилисиниң бир әзаси һесаплинип, шу қәбилиниң бир қисми сүпитидә тегишлик мирас алалайтти. 7 Маңа кәлсәк, Падандин келиватқинимда Раһилә Қанаан зиминида йол үстидә Әфратқа аз қалғанда мени ташлап өлүп кәтти. Мән уни шу йәрдә, йәни Әфратқа (йәни Бәйт-Ләһәмгә) баридиған йолда дәпнә қилдим, — деди.□«мени ташлап өлүп кәтти» — яки «мени һәсрәткә қалдуруп өлүп кәтти». «мән уни (Раһиләни) шу йәрдә, йәни Әфратқа баридиған йолда дәпнә қилдим» — Раһилә Йүсүпниң өз аниси, әлвәттә. Бәлким анисиниң өлүми тоғрилиқ тәпсилатлар униң есидә анчә қалмиған болуши мүмкин еди. ■Яр. 35:19.
8 Андин Исраил Йүсүпниң оғуллириға қарап: — Булар кимдур, — дәп сориди.
9 Йүсүп атисиға җававән: — Булар болса Худа маңа бу йәрдә бәргән оғуллиримдур, — деди. У: — Уларни алдимға йеқин кәлтүргин, мән уларға бәхит-бәрикәт тиләй, — деди.
10 Әнди Исраилниң көзлири қерилиғидин ғувалишип яхши көрәлмәйтти. Шуңа Йүсүп уларни униң алдиға йеқинрақ кәлтүрди; у уларни сөйүп қучағлиди. 11 Андин Исраил Йүсүпкә: — Мән сениң йүзүңни көрәләймән дәп һеч ойлимиған едим; лекин Худа мени сениң балилириңниму көрүшкә несип қилди, — деди.
12 Йүсүп балиларни Яқупниң тизлириниң арилиғидин елип, йүзини йәргә тәккүзүп тазим қилди.□«Яқупниң» — ибраний тилида «униң». 13 Андин Йүсүп бу иккиләнни Исраилниң алдиға йеқин елип келип, Әфраимни оң қоли билән тутуп Исраилниң сол қолиға удуллап турғузди; Манассәһни сол қоли билән тутуп Исраилниң оң қолиға удуллап турғузди. 14 Лекин Исраил оң қолини узитип, кәнҗи балиси Әфраимниң бешиға қойди, сол қолини Манассәһниң бешиға қойди. Манассәһ тунҗиси болсиму, у икки қолини қайчилап тутуп шундақ қойди. 15 У Йүсүпкә бәхит-бәрикәт тиләп: — Атилирим Ибраһим билән Исһақ Худа дәп билип йүзи алдида маңған, мени пүткүл өмрүмдә бу күнгичә падичидәк йетәкләп беқип кәлгән Худа,■Ибр. 11:21. 16 Маңа һәмҗәмәт болуп мени һәммә бала-қазадин қутғузған Пәриштә бу икки оғулни бәрикәтлисун; улар мениң исмим вә атилирим болған Ибраһим вә Исһақниң исимлири билән атилип, йәр йүзидә көп авуғай! — деди.□«...һәмҗәмәт болуп ... қутқузған» — ибраний тилида «гоел» дегән пеил билән ипадилиниду. Мошу йәрдә «гоел» дегән пеил Тәвратта биринчи қетим ишлитилиду. «Аюп» 19:25 вә изаһатини вә «Тәбирләр»ниму көрүң. ■Яр. 31:42; 32:1.
17 Йүсүп атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғинини көрүп көңлидә хапа болди; шуңа у атисиниң қолини тутуп, Әфраимниң бешидин елип Манассәһниң бешиға йөткимәкчи болуп, □«Йүсүп атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғинини көрүп көңлидә хапа болди» — ибраний тилида «атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғини Йүсүпниң көзлиригә яман иштәк көрүнди». 18 атисиға: — Әй ата, бундақ қилмиғин; чүнки мана, тунҗиси будур; оң қолуңни униң бешиға қойғин! — деди.
19 Лекин атиси рәт қилип: — Билимән, и оғлум, билимән; униңдинму бир қовм чиқип, өзиму улуқ болиду, амма дәрһәқиқәт униң иниси униңдин техиму улуқ болиду; униң нәслидин наһайити көп қовмлар пәйда болиду, — деди.■Рут 4:11,12.
20 Шуниң билән шу күни у бу иккисини бәрикәтләп: — Кәлгүсидә Исраиллар бәхит-бәрикәт тилигәндә: «Худа сени Әфраим билән Манассәһдәк улуқ қилсун!» дәйдиған болиду, деди. Бу тәриқидә у Әфраимни Манассәһтин үстүн қойди.■Йәр. 31:20.
21 Андин Исраил Йүсүпкә йәнә: — Мана, мән өлимән; лекин Худа силәр билән биллә болуп, силәрни ата-бовилириңларниң зиминиға қайтуруп бариду. 22 Мән саңа қериндашлириңниңкидин бир үлүш йәрни артуқ бәрдим; шу йәрни өзүм қилич вә оқяйим билән Аморийларниң қолидин тартивалған едим.□«Мән саңа ... бир үлүш йәрни артуқ бәрдим» — дегән сөзләрниң йәнә мүмкин болған икки мәнаси бар: — (1) «саңа... әшу «яғлиқ район» (көп зәйтун мейини чиқидиған зимин)ни тәқдим қилдим,...» яки (2) «саңа... Шәкәм дегән йәрни ... тәқдим қилдим» (34-бапни көрүң). Әмәлийәттә үч мәна охшашла тоғра болуши мүмкин. ■Йә. 13:7; 16:1; 17:1; 24:8.
- Яритилиш
- c «һәр иккиси мениң оғуллирим болиду» — кейин Манассәһ вә Әфраимдин болған қәбилиләр Исраилниң он икки қәбилисидин иккиси һесапланди.
- e «улар кәлгүсидә мирасқа еришкәндә акилириниң нами астида болиду» — демәк, әгәр Йүсүпниң кейин оғуллири болса, Манассәһниң қәбилиси яки Әфраимниң қәбилисиниң бир әзаси һесаплинип, шу қәбилиниң бир қисми сүпитидә тегишлик мирас алалайтти.
- f «мени ташлап өлүп кәтти» — яки «мени һәсрәткә қалдуруп өлүп кәтти». «мән уни (Раһиләни) шу йәрдә, йәни Әфратқа баридиған йолда дәпнә қилдим» — Раһилә Йүсүпниң өз аниси, әлвәттә. Бәлким анисиниң өлүми тоғрилиқ тәпсилатлар униң есидә анчә қалмиған болуши мүмкин еди.
- ~8~ «Яқупниң» — ибраний тилида «униң».
- ~10~ «...һәмҗәмәт болуп ... қутқузған» — ибраний тилида «гоел» дегән пеил билән ипадилиниду. Мошу йәрдә «гоел» дегән пеил Тәвратта биринчи қетим ишлитилиду. «Аюп» 19:25 вә изаһатини вә «Тәбирләр»ниму көрүң.
- ~12~ «Йүсүп атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғинини көрүп көңлидә хапа болди» — ибраний тилида «атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғини Йүсүпниң көзлиригә яман иштәк көрүнди».
- ~15~ «Мән саңа ... бир үлүш йәрни артуқ бәрдим» — дегән сөзләрниң йәнә мүмкин болған икки мәнаси бар: — (1) «саңа... әшу «яғлиқ район» (көп зәйтун мейини чиқидиған зимин)ни тәқдим қилдим,...» яки (2) «саңа... Шәкәм дегән йәрни ... тәқдим қилдим» (34-бапни көрүң). Әмәлийәттә үч мәна охшашла тоғра болуши мүмкин.
■48:22 Йә. 13:7; 16:1; 17:1; 24:8.
■48:3
-
Яр. 17:1.