Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
46
«Шабат күн»лири вә «йеңи ай»лар
1 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ички һойлиниң шәриққә қарайдиған дәрвазиси алтә «иш күни»дә етиклик болиду; бирақ шабат күнидә у ечилиду; вә «йеңи ай» болған күнлиридә у ечилиду. «шабат күни» — оқурмәнләрниң есидә барки, «шабат күни» шәнбә күни, дәм елиш күнидур. 2 Шаһзадә сирттин шу дәрвазиниң далининиң йоли билән кириду, у кириш еғизиниң кешәк теми түвидә туриду; каһинлар болса униң үчүн көйдүрмә қурбанлиғини, енақлиқ қурбанлиқлирини суниду; у дәрвазиниң босуғисида сәҗдә қилиду андин чиқиду; бирақ дәрваза кәчкичә етилмәйду. 3 Зиминдики хәлиқму шабат күнлиридә вә «йеңи ай»ларда шу дәрвазиниң кириш еғизиниң түвидә туруп Пәрвәрдигар алдида сәҗдә қилиду.
4 Шабат күнидә шаһзадә Пәрвәрдигарға сунған қурбанлиқ болса алтә беҗирим пахлан, бир беҗирим қочқар болиду. 5 Буларға қошулидиған ашлиқ һәдийәләр қочқарға бир әфаһ, пахланларға болса чаминиң йетишичә болиду; һәр бир әфаһ унға у бир хин зәйтун мейини қошуп суниду.
6 «Йеңи ай»ниң күнидә у сунған қурбанлиқ яш бир беҗирим топақ, алтә пахлан, бир қочқар болиду; уларниң һәммиси беҗирим болиду. 7 Буларға ашлиқ һәдийәләрни қушуп суниду; топаққа бир әфаһ, қочқарға бир әфаһ, пахланларға чаминиң йетишичә болиду; һәр бир әфаһ унға бир хин зәйтун мейини қошуп суниду. 8 Шаһзадә киргәндә, дәрвазиниң далини билән кириду, вә шу йол билән чиқиду.
9 Зиминдики хәлиқ һейт күнлиридә бекитилгән «ибадәт сорун»лириға Пәрвәрдигар алдиға киргәндә, сәҗдә қилишқа шималий дәрвазидин киргән киши җәнубий дәрвазидин чиқиду; җәнубий дәрвазидин киргән киши шималий дәрвазидин чиқиду; у киргән дәрвазидин чиқмайду, бәлки удулиға меңип чиқиду. 10 Хәлиқ киргәндә шаһзадә улар билән биллә кириду; улар чиққанда, биллә чиқиду.
11 Һейт-байрамларда вә «ибадәт сорун»лирида болса, у қошумчә сунған ашлиқ һәдийәләр топаққа бир әфаһ, қочқарға бир әфаһ, пахланларға болса чаминиң йетишичә болиду; һәр бир әфаһ унға у бир хин зәйтун мейини қошуп суниду. 12 Шаһзадә Пәрвәрдигарға халис көйдүрмә қурбанлиқни яки халис енақлиқ қурбанлиқлирини сунмақчи болса, әнди шәриққә қарайдиған дәрваза униң үчүн ечилиду; шабат күнидә қилғандәк, у өз көйдүрмә қурбанлиғини вә енақлиқ қурбанлиқлирини суниду; у қайтип чиқиду; чиққандин кейин дәрваза етилиду.
 
13 Һәр күндә сән Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә бир яшлиқ беҗирим пахланни сунисән; сән һәр әтигини тәйярлап берисән. 14 Һәр әтигәндә сән униңға қошуп ашлиқ һәдийә, йәни ундин алтидин бир әфаһ вә унни майлашқа зәйтун мейидин үчтин бир һин тәйярлайсән; бу Пәрвәрдигарға әбәдий бәлгүлимә билән бекитилгән ашлиқ һәдийә болиду. 15 Улар һәр әтигәндә пахланни, униң ашлиқ һәдийәсини зәйтун мейи билән әбәдий көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә суниду.
 
Мираслар тоғрилиқ бәзи бәлгүлимиләр
16 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Шаһзадә өз мирасидин оғуллириниң бирисигә соға қилған болса, әнди у йәнә әшу оғлиниң өз оғул-әҗдатлири үчүн болиду; мирас йоли бойичә у уларниң егилиги болиду. 17 Бирақ у өз мирасидин униң хизмәткарлириниң биригә соға бәргән болса, у униңки «халас қилиш жили»ғичә болиду; шу чағда у шаһзадигә қайтурулиду; шаһзадиниң мираси әсли өз оғуллириғила мәнсуп болиду. «халас қилиш жили» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, «халас қилиш жили» яки «бурға челиш жили» һәр 49 жилда бир болиду, әшу жилида һәр адәмниң қәрзи халас қилиниду, башқиларға сетилған мирас-зиминлар өз егиси яки униң әвлатлириға қайтурулиду. («Лав.» 25-бапни көрүң). 18 Вә шаһзадә хәлиққә җәбир-зулум селип, уларни мирасидин һайдивәтмәйду; у оғуллириға өз егилигидин мирас тәқсим қилиду; шуниң билән Мениң хәлқим өз егилигидин тарқитилмайду.
 
Каһинларниң қурбанлиқлардин алған гөшни пишириши
19 Андин һелиқи киши мени шималға қарайдиған, каһинлар үчүн болған муқәддәс «кичик ханилар»ға дәрвазиниң йенидики кириш йоли билән апарди; мана, униң ғәрип тәрипидә мәхсус бир җай бар еди; 20 у маңа: «Бу каһинлар итаәтсизлик қурбанлиқлирини вә гуна қурбанлиқлирини қайнитидиған һәм ашлиқ һәдийәләрни пиширидиған җайдур; бу җайни бекитиштики мәхсәт, хәлиқниң бу ашларниң пак-муқәддәслигигә тегип кетип зиянға учримаслиғи үчүн, улар бу ашларни сиртқи һойлиға елип чиқмайду. «Бу каһинлар итаәтсизлик қурбанлиқлирини вә гуна қурбанлиқлирини қайнитидиған һәм ашлиқ һәдийәләрни пиширидиған җайдур... хәлиқниң бу ашларниң пак-муқәддәслигигә тегип кетип зиянға учримаслиғи үчүн, улар бу ашларни сиртқи һойлиға елип чиқмайду» — оқурмәнләрниң есидә болидуки, каһинларниң көйдүрмә қурбанлиқлардин сирт, һәр хил қурбанлиқлардин вә «һәдийә»ләрдин бир үлүшни елип йейиш һоқуқи бар еди. Уларниң рәсмий кирими болмиғачқа, бу үлүшләр уларниң җенини бақатти. Хәлиқ қурбанлиқлири вә үлүшлирини Худаға атап сунғандин кейин, «муқәддәс» дәп һесаплинип, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанунда аддий пухраларниң уларни йейиши яки уларға тегиши мәнъий қилинған. Биз «қошумчә сөз»имиздиму бу қурбанлиқлар үстидә тохтилимиз. 21 У мени сиртқи һойлиға апирип, мени һойлиниң төрт булуңидин өткүзди; мана, һойлиниң һәр бир булуңида кичик һойла бар еди. 22 Һойлиниң төрт булуңида, узунлуғи қириқ гәз, кәңлиги оттуз гәз болған тосма тамлиқ һойлилар бар еди; бу төрт һойлиниң өлчәмлири охшаш еди. 23 Бу төрт һойла ичидә әтрапида таш тахтайлиқ тәкчә бар еди; тәкчә астида һәммә әтрапида қазан қайнитидиған от қалайдиған җайлири бар еди.
24 У маңа: «Булар «гөш қайнитиш өйлири», мошу йәрләрдә өйниң хизмитидә болғанлар хәлиқниң қурбанлиқлирини қайнитиду» — деди.«мошу йәрләрдә өйниң хизмитидә болғанлар хәлиқниң қурбанлиқлирини қайнитиду — «қурбанлиқларни қайнитиш» тоғрилиқ «Лав.» 7:31-36, 8:31-айәтләрни көрүң. Лавийлар вә каһинларниң хәлиқ апарған «енақлиқ қурбанлиғи»лар, «гуна қурбанлиғи»лар вә «итаәтсизлик қурбанлиғи»лардин парчә гөш елип йейиш һоқуқи бар еди. Бу уларниң қурбанлиқни союп сунушидики «иш һәққи» еди.