32
Алтун Мозайға чоқунуш гунайи
1 Хәлиқ Мусаниң тағдин чүшмәй һаял болуп қалғинини көрүп, Һарунниң қешиға жиғилип униңға: — Сән қопуп, бизгә алдимизда йол башлап маңидиған бир илаһ ясап бәргин! Чүнки бизни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Муса дегән һелиқи кишигә немә болуп кәткәнлигини билмәймиз, — дейишти.■Рос. 7:40
2 Һарун уларға: — Хотунлириңлар билән оғул-қизлириңларниң қулақлиридики алтун зирә һалқиларни чиқирип, мениң қешимға елип келиңлар, деди.
3 Шуниң билән пүткүл хәлиқ өз қулақлиридики алтун зирә һалқиларни чиқирип Һарунниң қешиға елип кәлди. 4 У буларни уларниң қолидин елип, искинә билән қуйма бир мозайни ясатқузди. Шуниң билән улар: — Әй Исраил, сени Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиңлар мана будур! — дейишти.
5 Һарун уни көрүп униң алдида бир қурбангаһни яситип андин: «Әтә Пәрвәрдигар үчүн бир һейт өткүзүлиду», дәп елан қилди.
6 Әтиси улар сәһәр қопуп, көйдүрмә қурбанлиқларни сунуп, енақлиқ қурбанлиқлириниму кәлтүрди; андин халайиқ олтирип йәп-ичишти, қопуп әйш-ишрәт қилишти.□«қопуп әйш-ишрәт қилишти» — яки «қопуп уссул ойниғили турди». ■1Кор. 10:7
7 Шу чағда Пәрвәрдигар Мусаға: — Орнуңдин тур, тездин пәскә чүшкин! Чүнки сән Мисир зиминидин чиқирип кәлгән хәлқиң бузуқчилиққа берилип кәтти. ■Қан. 32:5 8 Мән уларға буйруған йолдин шунчә тезла чәтнәп, өзлири үчүн бир қуйма мозайни ясап, униңға чоқунуп қурбанлиқ кәлтүрүшти һәмдә: «Әй Исраил, сени Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худайиң мана шудур!», дейишти, — деди.■1Пад. 12:28
9 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Мана, бу хәлиқни көрүп қойдум; мана, улар дәрвәқә бойни қаттиқ бир хәлиқтур. ■Мис. 33:3; Қан. 9:6,13; Йәш. 48:4; Йәр. 5:3; Һош. 4:16 10 Әнди Мени тосма, Мән ғәзәп отумни уларниң үстигә чүшүрүп, уларни жутуветимән; андин сени улуқ бир әл қилимән, — деди.□«Мени тосма» — яки «мени қоюп бәр».
11 Лекин Муса Худаси Пәрвәрдигардин өтүнүп илтиҗа қилип мундақ деди: — Әй Пәрвәрдигар, немишкә сән ғәзәп отуңни Өзүң зор қудрәт вә күчлүк қол билән Мисир зиминидин чиқирип кәлгән хәлқиңниң үстигә чүшүрисән? ■Зәб. 105:19-23 12 Мисирлиқлар мазақ қилип: — Уларниң бешиға бала чүшүрүш үчүн, уларни тағларниң үстидә өлтүрүп йәр йүзидин йоқитиш үчүн, уларниң Худаси уларни елип кәтти, — дейишсунму? Өз отлуқ ғәзивиңдин йенип, Өз хәлқиңгә балаю-апәт кәлтүрүш нийитиңдин янғайсән! ■Чөл. 14:13-19. 13 Өз қуллириң Ибраһим, Исһақ вә Исраилни яд қилғин; Сән уларға қәсәм билән вәдә қилип: «Нәслиңларни асмандики юлтузлардәк көпәйтимән, Өзүм униң тоғрисида сөзлигән мошу зиминниң һәммисини нәслиңларға беримән, улар униңға мәңгү егидарчилиқ қилидиған болиду» дегән едиңғу, — деди.□«... Ибраһим, Исһақ вә Исраилни яд қилғин» — оқурмәнләрниң есидә болсунки, Яқупниң иккинчи исми «Исраил» еди. ■Яр. 12:7; 13:15; 15:18; 26:4; 28:13; Қан. 34:4
14 Шуниң билән Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң үстигә: «Балаю-апәт чүшүримән» дегән нийитидин янди.
15 Муса кәйнигә бурулуп, икки һөкүм-гувалиқ тахтийини қолиға елип тағдин чүшти. Тахтайларниң икки тәрипигә сөзләр пүтүлгән еди; у йүзигиму, бу йүзигиму пүтүклүк еди. 16 Бу тахтайлар болса Худаниң Өзиниң ясиғини, пүтүлгәнлири болса Худаниң Өзиниң пүткини еди, у тахтайларға оюлған еди.■Мис. 31:18; Қан. 9:10
17 Йәшуа хәлиқниң көтәргән чуқан-сүрәнлирини, вақирашлирини аңлап Мусаға: — Чедиргаһдин җәңниң хитаби чиқиватиду, деди.
18 Лекин у җавап берип: — Аңлиниватқан аваз нә нусрәт тәнтәниси әмәс, нә мәғлубийәтниң пәряди әмәс, бәлки нахша-күй садаси! — деди.
19 Муса чедиргаһға йеқин келип, мозайни вә җамаәтниң уссулға чүшүп кәткәнлигини көрүп шундақ дәрғәзәп болдики, тахтайларни қолидин ташлап тағниң түвидә чеқивәтти. ■Қан. 9:17 20 Андин улар ясиған мозайни отқа селип көйдүрүп, уни янчип кукум-талқан қилип, су үстигә чечип Исраилларни ичишкә мәҗбурлиди.■Қан. 9:21
21 Андин Муса Һарунға: Сән уларни шунчә еғир гунаға патқузғидәк, мошу хәлиқ саңа немә қилди? — деди.
22 Һарун җавап берип: — Ғоҗамниң ғәзәп-аччиғи туташмиғай! Бу хәлиқниң қандақ екәнлигини, уларниң зәзилликкә майил екәнлигини убдан билисән. ■1Юһ. 5:19 23 Улар маңа: — «Бизгә алдимизда йол башлап маңидиған бир илаһни ясап бәргин; чүнки бизни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Муса дегән шу адәмгә немә болғинини билмәймиз», деди. 24 Мән уларға: «Кимдә алтун болса шуни чиқирип бәрсун» десәм, улар маңа тапшуруп бәрди; мән уни отқа ташливидим, мана, бу мозай чиқти, — деди.□«чиқирип бәрсун» — ибраний тилида «үзүп бәрсун».
25 Муса хәлиқниң қандақсигә тизгинсиз болуп кәткәнлигини көрди; чүнки Һарун уларни дүшмәнлириниң алдида мәсқирә объекти болушқа өз мәйлигә қоювәткән еди. 26 Муса чедиргаһниң кириш еғизиға берип, шу йәрдә туруп: — Кимки Пәрвәрдигарниң тәрипидә болса мениң йенимға кәлсун! — деди. Шуни девиди, Лавийларниң һәммиси униң қешиға жиғилди.
27 У уларға: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Һәр бир киши өз қиличини янпишиға есип, чедиргаһниң ичигә кирип, бу четидин у четигичә кезип жүрүп, һәр бири өз қериндишини, өз дост-бурадирини, өз хошнисини өлтүрсун!» — деди.□«бу четидин у четигичә» — ибраний тилида «бу кириш еғизидин у кириш еғизиға».
28 Шуниң билән Лавийлар Мусаниң буйруғини бойичә иш көрди; шу күни хәлиқниң ичидин үч миң киши өлтүрүлди.
29 Андин Муса: — Һәр бириңлар бүгүн өзүңларни Пәрвәрдигарға хас болушқа атидиңлар; чүнки һәр бириңлар һәтта өз оғлуңлар һәм қериндишиңларниму айимидиңлар; шуниң билән бүгүн бәхит-бәрикәтни үстүңларға чүшүрдуңлар, деди.□«Пәрвәрдигарға хас болушқа атидиңлар» — ибраний тилида «Пәрвәрдигар үчүн қоллириңларни толдуруңлар» — демәк, улар өзлирини униң хизмитигә беғишлиди.
30 Әтиси Муса хәлиққә сөз қилип: — Силәр дәрвәқә наһайити еғир бир гуна садир қилдиңлар. Әнди мана, мән Пәрвәрдигарниң алдиға чиқимән; гунайиңлар үчүн кафарәт кәлтүрәләймәнмекин, — деди.
31 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң алдиға йенип берип: — Һәй...! Бу хәлиқ дәрвәқә еғир бир гуна садир қилип, өзлиригә алтундин илаһларни ясапту! 32 Лекин әнди Сән уларниң гунайини әпу қилишқа униғайсән..., унимисаң, исмимни Өзүң язған дәптириңдин өчүрүвәткин! — деди.
33 Пәрвәрдигар Мусаға җавап берип: — Кимки Мениң алдимда гуна қилған болса, униң етини Өз дәптиримдин өчүрүветимән.
34 Әнди сән берип, Мән саңа ейтқан җайға хәлиқни башлап барғин. Мана, Мениң Пәриштәм алдиңда маңиду. Лекин уларға җаза беридиған күнүм кәлгәндә, уларға гунайи үчүн җаза беримән, деди.□«уларға җаза беридиған күнүм» — ибраний тилида «Мән уларни йоқлиған күнидә». «Худаниң йоқлиши» — У йеқин келип җазасини чүшүриду яки болмиса бәхит-бәрикитини кәлтүриду. «Тәбирләр»ниму көрүң.
35 Бу сөздин кейин Пәрвәрдигар хәлиқниң Һарунниң қоли билән мозайни қуйдуруп ясатқини үчүн уларни ваба билән җазалиди.
- Мисирдин чиқиш
- b «қопуп әйш-ишрәт қилишти» — яки «қопуп уссул ойниғили турди».
■32:9 Мис. 33:3; Қан. 9:6,13; Йәш. 48:4; Йәр. 5:3; Һош. 4:16
- g «Мени тосма» — яки «мени қоюп бәр».
- ~10~ «... Ибраһим, Исһақ вә Исраилни яд қилғин» — оқурмәнләрниң есидә болсунки, Яқупниң иккинчи исми «Исраил» еди.
- ~16~ «чиқирип бәрсун» — ибраний тилида «үзүп бәрсун».
- ~17~ «бу четидин у четигичә» — ибраний тилида «бу кириш еғизидин у кириш еғизиға».
- ~18~ «Пәрвәрдигарға хас болушқа атидиңлар» — ибраний тилида «Пәрвәрдигар үчүн қоллириңларни толдуруңлар» — демәк, улар өзлирини униң хизмитигә беғишлиди.
- ~19~ «уларға җаза беридиған күнүм» — ибраний тилида «Мән уларни йоқлиған күнидә». «Худаниң йоқлиши» — У йеқин келип җазасини чүшүриду яки болмиса бәхит-бәрикитини кәлтүриду. «Тәбирләр»ниму көрүң.
■32:1
-
Рос. 7:40