31
Ибадәт җайини ясиғучи устиларниң таллиниши
1 Пәрвәрдигар Худа Мусаға мундақ деди: —
2 Мана, Мән Өзүм Йәһуда қәбилисидин болған Хурниң нәвриси, уриниң оғли Бәзаләлни исмини атап чақирдим; □«исмини атап чақирдим» — мошу сөзләр Худаниң мәлум бир кишини мәлум муһим бир иш үчүн алаһидә таллап чақирғанлиғини көрситиду. «Йәш.» 45:3, 4ни көрүң.
«Бәзаләл» — мәнаси «Худаниң сайисидә» яки «Худаниң башпанаһида». ■Мис. 35:30; 1Тар. 2:20 3 уни Худаниң Роһи билән толдуруп, униңға даналиқ, әқил-парасәт, илим-һекмәт егилитип, уни һәртүрлүк ишни қилишқа қабилийәтлик қилип, 4 түрлүк-түрлүк һүнәрләрни қилалайдиған, йәни алтун, күмүч вә мис ишлирини қилалайдиған, 5 яқутларни кесип-оялайдиған, уларни зиннәт буюмлириға орниталайдиған, яғачларға нәқиш чиқиралайдиған, һәр хил һүнәр ишлирини қамлаштуралайдиған қилдим.
«Бәзаләл» — мәнаси «Худаниң сайисидә» яки «Худаниң башпанаһида». ■Мис. 35:30; 1Тар. 2:20 3 уни Худаниң Роһи билән толдуруп, униңға даналиқ, әқил-парасәт, илим-һекмәт егилитип, уни һәртүрлүк ишни қилишқа қабилийәтлик қилип, 4 түрлүк-түрлүк һүнәрләрни қилалайдиған, йәни алтун, күмүч вә мис ишлирини қилалайдиған, 5 яқутларни кесип-оялайдиған, уларни зиннәт буюмлириға орниталайдиған, яғачларға нәқиш чиқиралайдиған, һәр хил һүнәр ишлирини қамлаштуралайдиған қилдим.
6 Шуниңдәк мана, Мән йәнә Дан қәбилисидин Аһисамақниң оғли Оһолиябни униңға ярдәмчиликкә тайинлидим, шундақла Мән саңа буйруған һәммә нәрсиләрни ясисун дәп, барлиқ пәм-парасәтлик кишикәрниң көңлигә техиму әқил-парасәт ата қилдим; 7 шуниң билән улар җамаәт чедирини, һөкүм-гувалиқ сандуғини, униң үстидики кафарәт тәхтини, чедириниң һәммә әсваплирини, 8 ширә билән униң қача-қучилирини, сап алтундин ясилидиған чирақдан билән униң барлиқ әсваплирини, хушбуйгаһни, 9 көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи билән униң барлиқ әсваплирини, жуюш деси билән униң тәглигини ясалайдиған, 10 хизмәт кийимлири, йәни каһинлиқ хизмитидә кийилидиған, Һарун каһинниң муқәддәс кийимлири вә униң оғуллириниң каһинлиқ кийимлирини тоқуялайдиған, □«хизмәт кийимлири» — яки «каһинлиқ хизмәт кийимлири». 11 мәсиһләш мейи вә муқәддәс җайға тәйярлинидиған есил дора-дәрмәкләрдин хушбуйни ясалайдиған болди. Мән саңа әмир қилғиним бойичә улар барлиқ ишни беҗа кәлтүриду.
Шабат күни, йәни «дәм елиш күни»ни тутуш керәк
12 Пәрвәрдигар Мусаға әмир қилип мундақ деди: —
13 Сән Исраилларға әмир қилип уларға: — «Силәр Мениң шабат күнлиримни чоқум тутуңлар; чүнки булар силәрниң өзүңларни пак-муқәддәс қилғучиниң Мән Пәрвәрдигар екәнлигини билишиңлар үчүн Мән билән силәрниң оттураңлардики бир нишанә-бәлгү болиду. 14 Шабат күни силәргә муқәддәс қилип бекитилгини үчүн, уни тутуңлар; кимки уни бузса, өлүм җазасиға тартилмиса болмайду; бәрһәқ, кимки у күнидә һәр қандақ ишни қилса, өз хәлқи арисидин үзүп ташлансун. ■Мис. 20:8; Қан. 5:12; Әз. 20:12 15 Алтә күн ичидә иш қилинсун; лекин йәттинчи күни Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс күн болуп, арам алидиған шабат күни болиду; кимки шабат күнидә бирәр иш қилса, өлүм җазасиға тартилмиса болмайду. 16 Исраиллар шабат күнини тутуши керәк; улар әбәдий әһдә сүпитидә уни әвлаттин әвлатқичә тутсун. 17 Бу Мән билән Исраилларниң оттурисида әбәдий бир нишанә-бәлгү болиду; чүнки Пәрвәрдигар алтә күн ичидә асман билән зиминни яритип, йәттинчи күнидә арам елип раһәт тапқан еди», — дегин.■Яр. 1:31; 2:2, 3; Мис. 20:11
18 Худа Синай теғида Мусаға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, икки һөкүм-гувалиқ тахтийини униңға тапшурди. Тахтайлар таштин болуп, сөзләр Худаниң бармиғи билән уларға пүтүлгән еди.■Мис. 32:16
- Мисирдин чиқиш
- a
-
«исмини атап чақирдим» — мошу сөзләр Худаниң мәлум бир кишини мәлум муһим бир иш үчүн алаһидә таллап чақирғанлиғини көрситиду. «Йәш.» 45:3, 4ни көрүң. «Бәзаләл» — мәнаси «Худаниң сайисидә» яки «Худаниң башпанаһида».
- ~3~ «хизмәт кийимлири» — яки «каһинлиқ хизмәт кийимлири».
■31:14 Мис. 20:8; Қан. 5:12; Әз. 20:12
■31:17 Яр. 1:31; 2:2, 3; Мис. 20:11
- ~3~ «хизмәт кийимлири» — яки «каһинлиқ хизмәт кийимлири».