17
Қорам таштин чиққан су
1 Андин пүткүл Исраил җамаити қопуп, Син чөлидин чиқип, Пәрвәрдигарниң әмри бойичә сәпәр қилип, Рәфидим дегән йәргә келип чедирлирини тикти. Амма у йәрдә хәлиққә ичкили су йоқ еди. 2 Шуниң билән хәлиқ Муса билән җедәллишип: — Бизгә ичкили су бәргин! — деди. Лекин Муса уларға: — Немишкә мениң билән җедәллишисиләр? Немишкә Пәрвәрдигарни синайсиләр? — деди.■Чөл. 20:3, 4
3 Лекин хәлиқ чаңқап, су тәләп қилип, Мусадин ағринип ғотулдишип: — Сән немишкә бизни, балилиримизни вә мелимизни уссузлуқ билән өлтүрүшкә Мисирдин елип кәлдиң? — деди. 4 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарға пәряд көтирип: — Бу хәлиқни қандақ қилсам болар?! Улар һелила мени чалма-кесәк қилиши мүмкин! — деди.
5 Пәрвәрдигар Мусаға җававән: — Сән Исраилниң ақсақаллиридин бир нәччисини өзүң билән биллә елип чиқип, Нил дәриясиниң сүйини урғиниңда ишләткән һасаңни қолуңға елип хәлиқниң алдиға барғин; ■Мис. 7:20 6 Мана, Мән шу йәрдә, Һорәб теғидики қорам ташниң үстидә сениң алдиңда туримән; сән қорам ташни урғин. Буниң билән униңдин хәлиққә ичкили су чиқиду, — деди.
Муса Исраилниң ақсақаллириниң көз алдида шундақ қилди. □«Һорәб теғи» — Синай теғиниң башқа бир исми. ■Чөл. 20:9; Зәб. 77:15-16; 113:8; 1Кор. 10:4 7 Муса Исраилларниң җедәлләшкини вә уларниң «Пәрвәрдигар аримизда зади барму-йоқму?» дейишип Пәрвәрдигарни синиғини үчүн, у йәрни «Массаһ» вә «Мәрибаһ» дәп атиди.□«Массаһ» — «синаш» дегән мәнидә, «Мәрибаһ» — «җедәл-маҗра» дегән мәнидә.
Амаләкләр билән җәң қилиш
8 Шу чағда Амаләкләр келип Рәфидимдә Исраилға һуҗум қилди. ■Қан. 25:17,18 9 Муса Йәшуаға: Сән өзимиздин Амаләк билән җәң қилишқа адәм таллиғин. Мән әтә Худаниң һасисини қолумға елип дөңниң чоққисида туруп туримән, деди.□«Сән өзимиздин Амаләк билән җәң қилишқа адәм таллиғин» — яки «Сән өзимизгә адәмләрни таллап, Амаләк билән соқушқили чиққин». 10 Йәшуа Муса буйруғинидәк қилип, Амаләкләр билән җәң қилди. Муса, Һарун вә Хур дөңниң чоққисиға чиқти. 11 Шундақ болдики, Муса қолини көтирип турса, Исраил ғалип келәтти, лекин у қоллирини пәскә чүшүрүп турса, Амаләк ғалип келәтти. 12 Мусаниң қоллири еғирлишип кәтти; улар бир ташни елип келип униң астиға қойди; у униң үстидә олтарди; андин Һарун билән Хур бири бир тәрипидә, бири йәнә бир тәрипидә униң қоллирини йөләп турди; бу тәриқидә униң қоллири таки күн патқичә мәзмут турди. 13 Шундақ қилип, Йәшуа Амаләк вә униң хәлқини қиличлап набут қилди.□«қиличлап,...» — ибраний тилида «қилич биси билән уруп,...».
14 Пәрвәрдигар Мусаға: — Бир әслимә болсун дәп бу ишларни бир китапқа йезип қалдурғин, шундақла шуларни Йәшуаниң қулақлириға оқуп бәр; чүнки Мән Амаләкниң намини асманларниң астидин, һәтта адәмләрниң есидинму мутләқ өчүрүветимән, деди.■Чөл. 24:20; Қан. 25:17, 18, 19; 1Сам. 15:2, 3
15 Андин Муса бир қурбангаһни ясап, намини «Пәрвәрдигар туғумдур» дәп атиди □«Пәрвәрдигар туғумдур» — ибраний тилида «Яһвәһ-нисси». 16 вә Муса: — Яһниң тәхти алдида бир қол көтирилип: — «Пәрвәрдигар әвлаттин әвлатқичә Амаләккә қарши җәң қилиду» дейилгән еди, — деди.□«Яһ» — «Яһвәһ» (Пәрвәрдигар)ниң қисқартилма шәклидур. «Яһниң тәхти алдида бир қол көтирилип: ....» — кимниң қолиниң Худаниң тәхти алдида көтирилгәнлиги ениқ ейтилмайду; бизниңчә бу сирлиқ иш әрштә Худаниң алдида йүз бәргән болуп, қәсәм қилип «көтирилгән қол» болса «Пәрвәрдигарниң қоли» («Йәш.» 25:10, 41:20, 53:1, 66:14, «Юһ.» 12:38), йәни «Пәрвәрдигарниң Қули » болған Мәсиһ («Йәш.» 42:1, 19, 49:6, 52:13)ни көрсәтсә керәк. ■1Сам. 15:2
- Мисирдин чиқиш
- c «Һорәб теғи» — Синай теғиниң башқа бир исми.
- e «Массаһ» — «синаш» дегән мәнидә, «Мәрибаһ» — «җедәл-маҗра» дегән мәнидә.
- ~7~ «Сән өзимиздин Амаләк билән җәң қилишқа адәм таллиғин» — яки «Сән өзимизгә адәмләрни таллап, Амаләк билән соқушқили чиққин».
- ~8~ «қиличлап,...» — ибраний тилида «қилич биси билән уруп,...».
■17:14 Чөл. 24:20; Қан. 25:17, 18, 19; 1Сам. 15:2, 3
- ~10~ «Пәрвәрдигар туғумдур» — ибраний тилида «Яһвәһ-нисси».
- ~11~ «Яһ» — «Яһвәһ» (Пәрвәрдигар)ниң қисқартилма шәклидур. «Яһниң тәхти алдида бир қол көтирилип: ....» — кимниң қолиниң Худаниң тәхти алдида көтирилгәнлиги ениқ ейтилмайду; бизниңчә бу сирлиқ иш әрштә Худаниң алдида йүз бәргән болуп, қәсәм қилип «көтирилгән қол» болса «Пәрвәрдигарниң қоли» («Йәш.» 25:10, 41:20, 53:1, 66:14, «Юһ.» 12:38), йәни «Пәрвәрдигарниң Қули » болған Мәсиһ («Йәш.» 42:1, 19, 49:6, 52:13)ни көрсәтсә керәк.
■17:2
-
Чөл. 20:3, 4