11
Онинчи апәт — пүтүн Мисирдики тунҗа балиларниң өлүши. Мусаниң Пирәвнгә ейтқан ахирқи сөзлири
1 Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Йәнә бир апәтни Пирәвнниң үстигә вә Мисирниң үстигә чүшүримән. Андин у силәрни бу йәрдин кетишкә йол қойиду вә у силәрни һәммә нәрсилириңлар билән қошуп қоюп берип, бу йәрдин мутләқ қоғлап чиқириду. □«Йәнә бир апәтни Пирәвнниң үстигә вә Мисирниң үстигә чүшүримән...» — бу сөзләрни Муса техи Пирәвнниң алдидин чиқмай туруп Пәрвәрдигар униңға ейтқан болса керәк (8-айәтни көрүң). 2 Әнди сән хәлиққә тапилап: — Һәр бириңлар, әр кишиләрниң һәр бири өз хошнисидин, аял кишиләрниң һәр бири өз хошнисидин күмүч буюмларни, алтун буюмларни сорап алсун, дегин, — деди □«хәлиққә тапилап...» — ибраний тилида «хәлиқниң қулақлириға сөз қилип...». ■Мис. 3:22; 12:35 3 (Пәрвәрдигар хәлқини мисирлиқларниң алдида илтипат тапқузди. Шуниңдәк Муса дегән бу адәм Мисир зиминида Пирәвнниң әмәлдарлириниң нәзиридә болсун, пухраларниң нәзиридә болсун, наһайити улуқ зат болди).■Мис. 12:36 4 Андин Муса йәнә: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән йерим кечидә чиқип Мисирни кезип чиқимән. ■Мис. 12:29 5 Шу вақитта тәхттә олтириватқан Пирәвнниң тунҗа оғлидин тартип ярғунчақ тартидиған дедәкниң тунҗа оғлиғичә, шундақла барлиқ чарпайларниң тунҗилири, йәни Мисирдики барлиқ тунҗа җан егилири өлиду. ■Мис. 12:12 6 Бу сәвәптин пүткүл Мисир зиминида қаттиқ бир пәряд көтирилиду; униңдин илгири шундақ пәряд болуп бақмиған еди, мундин кейинму бундақ пәряд аңланмайду. 7 Лекин Исраилларға, мәйли адәмлири, мәйли һайванатлириға болсун, һәтта бир тал иштму қавап қоймайду. Буниңдин Пәрвәрдигарниң мисирлиқлар билән Исраилни пәриқләндүридиғанлиғини билисиләр».
8 — Шуниң билән бу әмәлдарлириңниң һәммиси алдимға келип, маңа тазим қилип: «Сили өзлири вә силигә әгәшкән барлиқ қовмлири чиқип кетишкәйла!» дәп ейтиду, андин чиқип кетимән» — деди-дә, қаттиқ ғәзәп билән Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти.□«Шуниң билән бу әмәлдарлириңниң һәммиси алдимға келип, маңа тазим қилип: .. андин чиқип кетимән» — деди-дә, қаттиқ ғәзәп билән Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти» — 1-8 айәттә хатириләнгәнләр Муса билән Пирәвнниң оттурисида болған җедәл (10-бапта хатирилгән)ниң давами болса керәк. ■Мис. 12:30
9 Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисир зиминида Мениң карамәт мөҗизилиримниң көпләп көрситилиши үчүн Пирәвн силәргә қулақ салмайду, — дегән еди.
10 Муса билән Һарун бу карамәт мөҗизиләрниң һәммисини Пирәвнниң алдида көрситип болди; лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилип қойғини үчүн у Исраилларни униң зиминидин кәткили қоймиди.■Мис. 9:16; Рим. 9:17
- Мисирдин чиқиш
- a
-
«Йәнә бир апәтни Пирәвнниң үстигә вә Мисирниң үстигә чүшүримән...» — бу сөзләрни Муса техи Пирәвнниң алдидин чиқмай туруп Пәрвәрдигар униңға ейтқан болса керәк (8-айәтни көрүң).
- b «хәлиққә тапилап...» — ибраний тилида «хәлиқниң қулақлириға сөз қилип...».
- ~7~ «Шуниң билән бу әмәлдарлириңниң һәммиси алдимға келип, маңа тазим қилип: .. андин чиқип кетимән» — деди-дә, қаттиқ ғәзәп билән Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти» — 1-8 айәттә хатириләнгәнләр Муса билән Пирәвнниң оттурисида болған җедәл (10-бапта хатирилгән)ниң давами болса керәк.