Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
4
Йәһудийларниң ярлиқ түпәйлидин қайғуға чөмүши вә роза тутуши
1 Мордикай болуватқан ишлардин хәвәр тапқандин кейин егинлирини житип, үстигә бөз артип, вә усти-бешиға күл чечип, шәһәрниң оттурисиға чиқип наһайити қаттиқ вә әләмлик пәряд көтәрди. 2 У орда дәрвазиси алдиға келип тохтап қалди; чүнки боз йепинған һәр қандақ адәмниң орда дәрвазисидин киришигә рухсәт йоқ еди. 3 Падишаһниң әмри вә ярлиғи йәткүзүлгән һәр қайси өлкиләрдә Йәһудийлар арисида қаттиқ налә-пәряд көтирилди; улар роза тутуп, көз йеши қилип, жиға-зерә қилди; нурғун кишиләр боз йепинип күлдә еғинап йетишти.
 
Мордикайниң Әстәрдин падишадин рәһим тилишини тәләп қилиши
4 Әстәрниң хизмитидә болған дедәклири вә һәрәмъағилири бу ишни униңға ейтивиди, ханишниң көңли интайин еғир болди; Мордикайниң бозни ташлап, кийивелишиға кийим-кечәк чиқартип бәрди, лекин Мордикай қобул қилмиди. 5 Шуниң билән Әстәр өзиниң хизмитидә болушқа падиша тайинлап әвәткән һәрәмъағилиридин Һатақ исимлиқ бирини чақирип, уни Мордикайниң қешиға берип, бу ишниң зади қандақ иш екәнлигини, немә сәвәптин болуватқанлиғини тиң-тиңлап келишкә әвәтти. 6 Шуниң билән Һатақ орда дәрвазиси алдидики мәйданға келип Мордикай билән көрүшти. 7 Мордикай бешиға кәлгән һәммә ишни, Һаман Йәһудийларниң нәслини қурутуветиш үчүн падишаниң ғәзнилиригә тапшурушқа вәдә қилған күмүчниң санини қалдурмай ейтип бәрди. 8 Мордикай йәнә Һатаққа Шушанда җакаланған, Йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики ярлиқниң көчүрмисини Әстәрниң көрүп беқишиға йәткүзүп беришкә тапшурди һәмдә униңға Әстәргә әһвални чүшәндүрүп, ордиға кирип падиша билән көрүшүп өз хәлқи үчүн падишадин өтүнүп илтиҗа қилип беқишқа үндәшни тапилиди. 9 Һатақ қайтип келип Мордикайниң гәплирини Әстәргә йәткүзди. 10 Әстәр Һатаққа Мордикайға ейтидиған гәпләрни тапшуруп, уни Мордикайниң йениға йәнә әвәтти: —
11 «Падишаһниң барлиқ хизмәткарлири вә һәр қайси өлкә хәлиқлири, мәйли әр болсун аял болсун, чақиртилмай туруп ички һойлиға, падишаниң һозуриға өз мәйличә кирсә, падиша униңға илтипат көрситип алтун һасисини тәңләп өлүмдим кәчүрүм қилмиса, ундақта у кишигә нисбәтән бешиға чүшидиған бирла қанун-бәлгүлимә бардур: — у өлүм җазасини тартиду. Һазир мениң падиша билән көрүшүшкә чақиртилмиғинимға оттуз күн болди».
12 Әстәрниң сөзлири Мордикайға йәткүзүлүвиди, 13 Мордикай муну гәпләрни Әстәргә йәткүзүшни һавалә қилди: —
«Сән көңлүңдә мән ордида яшаватимән, шуңа барлиқ башқа Йәһудийлардин бехәтәр болуп қутулимән, дәп хиял әйлимә. 14 Әгәр бу чағда сән җим турувалсаң, Йәһудийларға башқа тәрәптин мәдәт вә ниҗат чиқиши мумкин; лекин у чағда сән өз ата җәмәтиң билән қошулуп йоқитилисән. Ким билсун, сениң ханишлиқ мәртивисигә еришкиниң дәл бүгүнки мошундақ пәйт үчүн болғанму?».«...сән өз ата җәмәтиң билән қошулуп йоқитилисән» — әгәр Худа Йәһудийларни башқа йол билән қутқузса, Әстәрниң әһвали бәрибир наһайити хәтәрлик болатти. Чүнки шу чаққичә ордидикиләрдин хелә көп адәмләр униң Мордикайға туққан вә шундақла Йәһудий миллитидин екәнлигини билгән болуши мүмкин еди.
15 Әстәр Мордикайға мундақ дәп җавап қайтурди: — 16 «Сән берип, Шушандики барлиқ Йәһудийларни жиққин; мениң үчүн роза тутуп, үч кечә-күндүз һеч йемәңлар, һеч ичмәңлар; мән һәм дедәклиримму шундақ роза тутимиз. Андин кейин мән қанунға хилаплиқ қилип падишаниң һозуриға киримән, маңа өлүм кәлсә, өләй!».
17 Шуниң билән Мордикай у йәрдин кетип, Әстәрниң тапилиғинидәк қилди.