6
1 Балилар, Рәбдә ата-анилириңларға итаәт қилиңлар; чүнки бу дурусдур.[a] 2 «Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — бу болса өз ичигә вәдини алған биринчи әмирдур —□«Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — «Мис.» 20:12. [c]
3 «Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — дәп вәдә қилинған.□«Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — «Мис.» 20:12, «Қан.» 5:16.
4 Силәр атилар, балилириңларни хапа қилмаңлар, бәлки уларни Рәбниң тәрбийиси һәм көрсәтмисидә беқиңлар.[e]
5 Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар;□«Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар» — һәммимизниң «әйминиш вә титрәш» позитсийиси билән Худа үчүн хизмәт қилишимизға тоғра келиду. «Әйминиш вә титрәш» инсанниң алдида әмәс, Худаниң алдида болуши керәк, әлвәттә. [g] 6 пәқәт көз алдидила хизмәт қилип, адәмни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Мәсиһниң қуллириниң сүпитидә Худаниң ирадисини җан-дил билән беҗа кәлтүрүңлар, 7 адәмләргә әмәс, бәлки Рәбгә чин дилиңлардин хизмәт қилиңлар; 8 шуни билгәнки, һәр қандақ адәм бирәр яхшилиқ қилса, мәйли у қул болсун яки һөр болсун, шу иш Рәбдин униңға яниду.
9 Силәр ғоҗайинлар, қуллириңларғиму охшаш йол билән муамилә қилип, уларға һәйвә қилиштин қол үзүңлар; чүнки уларниңму вә силәрниңму ғоҗайиниңлар әрштидур, Униңда һәр қандақ адәмниң йүз-хатирисини қилиш дегәнниң йоқлуғини билисиләр.[h]
10 Ахирда, қериндашлар, Рәбдә вә Униң күч-қудритидә күчләндүрлүңлар; 11 Иблисниң һейлә-нәйрәңлиригә тақабил турушуңлар үчүн Худаниң пүткүл савут-яриғини кийивелиңлар; [i] 12 чүнки елишидиғинимиз әт вә қан егилири әмәс, бәлки һөкүмранлар, һоқуқдарлар, бу дуниядики қараңғулуқни башқурғучи дунияви әмирләр, йәни әршләрдә туруватқан рәзил роһий күчләрдур.[j] 13 Мошу вәҗидин өзүңларға Худаниң пүтүн савут-яриқини елип артиңларки, рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр. □«рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр» — «рәзиллик күни» бәлким рәзиллик үстүнлүкни егиләйдиған күн, Шәйтанниң күчи зор намайән қилинидиған күнни көрситиду. Йәнә келип у «һазирқи заман»ниң өзини көрситиши мүмкин. Ахир берип «Мәсиһниң күни» «рәзиллик күни»ни түгәштүриду. [l] 14-15 Әнди чиң туруңлар — һәқиқәт бәлвеғини белиңларға бағлап, мәйдәңләргә һәққанийлиқ савутини кийип, путуңларға хатирҗәм-енақлиқ хуш хәвирини йәткүзүшкә тәйярлиқ чоруғини кийип, йәрни чиң дәссәп туруңлар. [m] 16 Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар; униң билән силәр рәзил болғучиниң барлиқ от оқлирини өчүриветәләйдиған болисиләр. □«...Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» — яки «...Һәммидин муһими иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» яки «Буларниң һәммисиниң үстигә, иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар». 17 Һәмдә бешиңларға ниҗатниң дубулғисини кийип, Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар; □«Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ. [p] 18 һәммә вақит-пәсилдә Роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар; дәл бу ишта қәтъий һошияр туруп барлиқ муқәддәс бәндиләр үчүн һәр тәрәплимә дуа-илтиҗалар қилиңлар; □«һәммә вақит-пәсилдә роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ. [r] 19 мән үчүнму дуа қилиңларки, — еғиз ачқинимда маңа сөзләр кәлсун, хуш хәвәрниң сирини дадиллиқ билән ашкарә қилай. [s] 20 Мән дәл шу ишқа зәнҗирләр билән бағланған әлчимән; шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, хуш хәвәр йәткүзүштә дадиллиқ билән сөз қилишимға дуа қилиңлар.[t]
21 Әнди мениң тоғрамдики ишлардин, мениң қандақ өтүватқанлиғимдин хәвәрлинишиңлар үчүн, сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар болған Тикикус силәргә һәммә ишларни мәлум қилиду. [u] 22 Мениң уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң ишлиримиздин хәвәрдар болушиңлар вә униң көңлүңларға тәсәлли вә илһам бериши үчүндур.[v]
23 Қериндашларға хатирҗәмлик, муһәббәт һәм иман-ишәш ХудаАта вә Рәб Әйса Мәсиһдин болғай!
24 Рәб Әйса Мәсиһни өлмәс-чиримас сөйгү билән сөйгүчиләргә меһри-шәпқәт яр болғай!
<- Әфәсуслуқларға 5
Әфәсуслуқларға
a
-
Кол. 3:20.
- b «Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — «Мис.» 20:12.
- c Мис. 20:12; Қан. 5:16; 27:16; Мат. 15:4; Мар. 7:10.
- d «Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — «Мис.» 20:12, «Қан.» 5:16.
- e Қан. 6:7,20; Зәб. 77:4; Пәнд. 19:8; 29:17.
- f «Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар» — һәммимизниң «әйминиш вә титрәш» позитсийиси билән Худа үчүн хизмәт қилишимизға тоғра келиду. «Әйминиш вә титрәш» инсанниң алдида әмәс, Худаниң алдида болуши керәк, әлвәттә.
- g Кол. 3:22; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18.
- h Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Кол. 3:25; 4:1; 1Пет. 1:17.
- i Кол. 3:12; 1Тес. 5:8.
- j Әф. 2:2.
- k «рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр» — «рәзиллик күни» бәлким рәзиллик үстүнлүкни егиләйдиған күн, Шәйтанниң күчи зор намайән қилинидиған күнни көрситиду. Йәнә келип у «һазирқи заман»ниң өзини көрситиши мүмкин. Ахир берип «Мәсиһниң күни» «рәзиллик күни»ни түгәштүриду.
- l 2Кор. 10:4.
- m Йәш. 59:17; Луқа 12:35; 2Кор. 6:7; 1Пет. 1:13.
- n «...Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» — яки «...Һәммидин муһими иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» яки «Буларниң һәммисиниң үстигә, иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар».
- o «Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.
- p Йәш. 59:17; 1Тес. 5:8; Ибр. 4:12; Вәһ. 2:16.
- q «һәммә вақит-пәсилдә роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ.
- r Луқа 18:1; Рим. 12:12; Кол. 4:2; 1Тес. 5:17.
- s Рос. 4:29; 2Тес. 3:1.
- t 2Кор. 5:20.
- u Рос. 20:4; Кол. 4:7; Тит. 3:12.
- v 2Тим. 4:12.