10
Әқил беридиған бәзи һекмәтләр
1 Худди өлүк чивинләр әттарниң әтирини сеситиветидиғандәк, азраққинә ахмақлиқ таразида даналиқ вә иззәт-һөрмәттинму еғир тохтайду.
2 Даналиқниң көңли оңға майил, ахмақниңки солға.□«Даналиқниң көңли оңға майил» — қурални тутуп, өзини қоғдаш тәрипидур.
3 Ахмақ киши һәтта йолда меңиватқандиму, униң әқли кам болғачқа, у ахмақ екәнлигини һәммигә аян қилиду.
4 Һөкүмдарниң саңа аччиғи кәлсә, орнуңдин истепа бәрмә; чүнки тинич-сәвричанлиқ хата-сәһвәнликтин болған зор хапилиқни тиничлитиду.
5 Қуяш астида яман бир ишни көрдумки, у һөкүмдардин чиққан бир хата иштур — 6 ахмақлар жуқури мәнсәптә, шуниң билән тәң байлар пәс орунда олтириду; □«ахмақлар» — ибраний тилида «ахмақлиқ» дәп елинған. 7 мән қулларниң атқа мингәнлигини, әмирләрниң қуллардәк пиядә маңғанлиғини көрдум.□«мән қулларниң атқа мингәнлигини... көрдум» —Пәләстиндә кона заманларда атқа миниш пәқәт абройлуқ кишиләргила мәнсуп еди.
Турмушта учрайдиған хәтәрләргә даналиқ керәк
8 Орини колиған киши униңға жиқилиши мүмкин; тамни бузған кишини илан чеқиши мүмкин; □«тамни бузған киши...» — яки «читни бузған киши...». [e] 9 ташларни йөткигән киши таш тәрипидин ярилиниши мүмкин; отун яридиған киши хәвпкә учрайду.
10 Палта гал болса, бириси тиғини билимисә, палтини күчәп чепишқа тоғра келиду; бирақ даналиқ адәмни утуқ-мувәппәқийәткә ериштүриду.
11 Илан ойнитилмай туруп, иланчини чақса, иланчиға немә пайда?□«иланчи» — нәй челип иланни ойнатқучи адәм. «иланчини чақса,..» — яки «хәқни чақса...».
Данишмәнләр вә ахмақларниң иш-сөзлири
12 Дана кишиниң сөзлири шәпқәтликтур; бирақ ахмақниң ләвлири өзини жутиду. 13 Сөзлириниң беши ахмақлиқ, айиғи рәзил тәлвиликтур; 14 амма ахмақ йәнила гәпни көпәйтиду. Бирақ һеч ким кәлгүсини билмәйду; униңдин кейинки ишларни ким униңға ейталисун?
15 Ахмақлар җапаси билән өзлирини упритиду; чүнки улар һәтта шәһәргә баридиған йолниму билмәйду.
Ахмақ һөкүмдарларниң чатақлири
16 И зимин, падишасиң бала болса, әмирлириң сәһәрдә зияпәт өткүзсә, һалиңға вай![g]
17 И зимин, падишасиң мөтивәрниң оғли болса вә әмирлириң кәйп үчүн әмәс, бәлки өзини қувәтләш үчүн мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!□«...өзини қувәтләш үчүн мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә,...» — яки, «...өзини тутуп мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә,...». «...вә әмирлириң кәйп үчүн әмәс... зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...вә әмирлириң мәс болуш үчүн әмәс, бәлки салмақлиқ билән өз вақтида зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!».
Йәнә һекмәтләр
18 Һорунлуқтин өйниң торуси ғулай дәп қалиду; қолларниң бошлуғидин өйдин ямғур өтиду.
19 Зияпәт күлкә үчүн тәйярлинар, шарап һаятни хуш қилар; лекин пул һәммә ишни һәл қилар!
20 Падишаға ләнәт қилма, һәтта оюңдиму тиллима; һоҗраңдиму байларни тиллима; чүнки асмандики бир қуш авазиңни таритиду, бир қанат егиси бу ишни аян қилиду.[i]
- Һекмәт топлиғучи
- a
-
«Даналиқниң көңли оңға майил» — қурални тутуп, өзини қоғдаш тәрипидур.
- b «ахмақлар» — ибраний тилида «ахмақлиқ» дәп елинған.
- c «мән қулларниң атқа мингәнлигини... көрдум» —Пәләстиндә кона заманларда атқа миниш пәқәт абройлуқ кишиләргила мәнсуп еди.
- d «тамни бузған киши...» — яки «читни бузған киши...».
- e Пәнд. 26:27
- f «иланчи» — нәй челип иланни ойнатқучи адәм. «иланчини чақса,..» — яки «хәқни чақса...».
- g Йәш. 3:3, 4; Һош. 13:11; Ам. 6:4
- h «...өзини қувәтләш үчүн мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә,...» — яки, «...өзини тутуп мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә,...». «...вә әмирлириң кәйп үчүн әмәс... зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...вә әмирлириң мәс болуш үчүн әмәс, бәлки салмақлиқ билән өз вақтида зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!».
- i Мис. 22:28