27
Шәкәмдә жиғилиш — бәхит-бәрикәт вә ләнәтлик ишлар
1 Муса вә Исраилниң ақсақаллири хәлиққә буйруп мундақ деди: —
«Мән бүгүн силәргә тапилиған бу барлиқ әмирни тутуңлар. 2 Иордан дәриясидин өтүп Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминға киргән күндә, силәр чоң-чоң ташларни тикләп уларни һак билән ақартиңлар; ■Йә. 4:1 3 андин ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә вәдә қилғинидәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған, сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға киришиңлар үчүн дәриядин өткиниңләрдә, бу қанунниң һәммә сөзлирини шу ташларға пүтүп қоюңлар. 4 Силәр Иордан дәриясидин өтүп, мениң бүгүнки әмрим бойичә шу ташларни Ебал теғида тикләп, уларни һак билән ақартиңлар. 5 Силәр шу йәрдә Пәрвәрдигар Худайиңлар үчүн төмүр әсвап тәгмигән ташлардин қурбангаһ ясаңлар; ■Мис. 20:25; Йә. 8:31 6 Пәрвәрдигар Худайиңларниң бу қурбангаһи ойулмиған, пүтүн ташлардин ясалсун; униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқларни Худайиңлар Пәрвәрдигарға атап сунуңлар, 7 вә шу йәрдә енақлиқ қурбанлиқлириниму сунуңлар, улардин йәп Пәрвәрдигар Худайиңларниң һозурида шатлиниңлар. 8 Силәр шу ташлар үстигә бу қанунниң һәммә сөзлирини ениқ пүтүп қоюңлар».
9 Андин Муса билән Лавий каһинлар пүткүл Исраилға сөз қилип: «Әй Исраил, шүк туруп аңлаңлар! Силәр бүгүн Пәрвәрдигар Худайиңларниң хәлқи болдуңлар. 10 Әнди Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, мән бүгүн силәргә тапилиған униң әмирлири вә бәлгүлимилиригә әмәл қилиңлар» — дейишти.
11 Шу күни Муса хәлиққә әмир қилип мундақ деди: —
12 Силәр Иордан дәриясидин өткәндин кейин, булар, йәни Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар, Йүсүп билән Биняминлар Гәризим теғиниң үстидә туруп, хәлиққә бәхит-бәрикәт тилисун. ■Қан. 11:29 13 Булар, йәни Рубән, Гад, Ашир, Зәбулун, Дан билән Нафтали Ебал теғиниң үстидә ләнәт оқушқа турсун.
Әһдидә көрситилгән ләнәтлик ишлар
14 У вақитта Лавийлар Исраилларниң һәммисигә жуқури аваз билән: —
15 «Кимки һүнәрвәнниң қоли билән бирәр ойма яки қуйма мәбудни ясап чиқса (Пәрвәрдигар алдида жиркиничлик иштур!), уни йошурунчә тикләп қойса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.□«ләнәткә қалсун» — мошу сөзниң мошу йәрдики асасий уқуми хәлиқниң ләнитигә қалғанлиғи әмәс, бәлки «Худа ләнәт қилди», «Худаниң җазасиға учрайдиған» дегән уқумни билдүриду.
16 «Кимки ата-анисини көзгә илмиса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
17 «Кимки хошнисиниң пасил тешини йөткисә ләнәткә қалсун», дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
18 «Кимки бир корни йолдин аздурса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
19 «Кимки мусапир, житим-йесир вә тул хотун тоғрисидики һөкүмни бурмилиса, ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
20 «Кимки атисиниң хотуни билән ятса, атисиниң йотқинини ачқан болғачқа ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: Амин! — десун.□«атисиниң йотқинини ачқан...» — бу сөзләр тоғрилиқ 22:30ни вә изаһатини көрүң.
21 «Кимки һайван билән мунасивәт қилса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: Амин! — десун.
22 «Кимки атисиниң қизи яки анисиниң қизи болған өз һәмшириси билән ятса ләнәткә қалсун» — дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: Амин! — десун.
23 «Кимки қейинаниси билән ятса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: Амин! — десун.
24 «Кимки хошнисини пайлап туруп йошурун өлтүрсә ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
25 «Кимки гунасиз адәмни өлтүрүп униң қени үчүн һәқ алса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
26 «Кимки бу қанунниң сөзлиригә көңүл бөлмәй, униңға әмәл қилишта чиң турмиса, ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.■Гал. 3:10
- Қанун шәрһи
■27:2