3
«Жуқиридики ишларға интилип издиниңлар»
1 Силәр Мәсиһ билән тәң тирилдүрүлгән болсаңлар, әнди жуқуридики ишларға интилип издиниңлар; Мәсиһ шу йәрдә Худаниң оң йенида олтириду.[a] 2 Көңүл-зеһниңларни йәрдики ишларға әмәс, бәлки жуқуриқи ишларға қоюңлар; 3 чүнки силәр өлгәнсиләр, вә һаятиңлар Мәсиһ билән биллә Худада йошурун туриду.[b] 4 Амма һаятимиз болған Мәсиһ ашкариланған чағда, шуан силәр униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинидиған болисиләр.□«амма һаятимиз болған Мәсиһ ашкариланған чағда, шуан силәр униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинидиған болисиләр» — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. [d]
5 Шуңа йәргә тәвә ишларни қилғучи һәр қандақ әзалириңларни, йәни бузуқлуқ, напаклик, иплас һессиятлар, рәзил хаһишлар вә нәпсанийәтчилик (у бутпәрәсликкә баравәрдур)ни өлүмгә мәһкүм қилиңлар;□«йәргә тәвә болған ишларни қилғучи һәр қандақ әзалириңлар...» — әсли грек тилида «йәргә тәвә болған әзалириңлар...». «йәргә тәвә» дегәнниң мәнаси «бу рәзил дунияға тәвә» дегәнликтур. [f] 6 чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсиз пәрзәнтләргә чүшиду.□«чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсиз пәрзәнтләргә чүшиду» — «итаәтсиз пәрзәнтләр» дегән ибарә инсанниң әсли түп тәбиитидә итаәтсизликниң барлиғини, итаәтсиз Адәм атиниң пәрзәнтлири екәнлигини көрситиду. Лекин «итаәтсиз пәрзәнтләр» болса Худаниң шәпқити билән Худаниң Өзиниң пәрзәнтлиригә айлиниду (5, 7-айәтни көрүң). [h] 7 Силәр булар арисида яшиған вақтиңларда, бундақ ишлардиму маңғансиләр.[i]
8 Амма һазир силәр мошуларниңму һәммисини өзүңлардин селиветиңлар — йәни ғәзәп, қәһр-сәпра, яман нийәтләр, төһмәт, ағзиңлардин чиқидиған иплас сөзләрниму силиветиңлар.[j] 9 Бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар; чүнки силәр кона адәмни қилмишлири билән селивәткәнсиләр, [k] 10 вә йеңи адәмни кийгәнсиләр; йеңи адәм болса өзини Яратқучиниң сүрәт-образи бойичә толуқ билиштә дайим йеңилимақта; □«вә йеңи адәмни кийгәнсиләр; йеңи адәм болса өзини Яратқучиниң сүрәт-образи бойичә толуқ билиштә дайим йеңилимақта» — «кона адәм» (9-айәт) Адәм атидин мирас қилинған гунакар һаятни көрситиду; «йеңи адәм» болса Мәсиһдә болған йеңи һаятни көрситиду. [m] 11 униңда һеч қандақ юнанлиқ яки Йәһудий, сүннәтлик яки сүннәтсиз, ят мәдинийәтлик, Скит, қул яки һөрләр мәвҗут әмәстур; бәлки Мәсиһ һәммидур, вә һәммидидур.□«униңда һеч қандақ юнанлиқ яки Йәһудий, сүннәтлик яки сүннәтсиз, ят мәдинийәтлик, ... мәвҗут әмәстур» — «ят мәдәнийәтлик» — грек тилида «сақаллиқ» дейилиду; чүнки греклар адәттә сақал қоймайтти. Бу сөз адәттә грек яки латин тилини сөзләлмәйдиғанларни көрситәтти; адәттә греклар вә латинлар ундақ кишиләрни кәмситип «сақаллиқ» дегән сөзни «явайи адәмләр» дегән сәлбий мәнидә ишлитәтти. «... ят мәдинийәтлик, Скит, қул яки һөрләр мәвҗут әмәстур; бәлки Мәсиһ һәммидур, вә һәммидидур» — «Скитлар» адәттә Оттура Асиядики көчмән хәлиқниң умумий нами еди. [o]
12 Шуңа, Худаниң талливалғанлириға, пак-муқәддәс вә сөйүнгәнләргә лайиқ, адәмгә ич ағритидиған бағирларни, меһриванлиқ, кичик пеиллиқ, мөминлик вә сәвир-тақәтликни кийивелиңлар; □«Шуңа, Худаниң талливалғанлириға, пак-муқәддәс вә сөйүнгәнләргә лайиқ ... кичик пеиллиқ, мөминлик вә сәвир-тақәтликни кийивелиңлар» — Тәврат-Инҗилда «мөминлик»ниң «ювашлиқ иман-ишәш билән» дегәндәк алаһидә мәнаси бардур. Мөмин адәм өзиниң һоқуқлири яки имтиязлирини бекитиш үчүн күрәш қилмайду; чүнки у Худа алдида иман билән тоғра маңған болса, Худа мошу ишларни өзигә капаләт қилған дәп хатирҗәмликтә туриду. Бу сөз тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң. [q] 13 бир-бириңларға йол қоюңлар, наразилиқ иш болса бир-бириңларни кәчүрүм қилиңлар; Мәсиһ силәрни қандақ кәчүрүм қилған болса силәрму шундақ қилиңлар. [r] 14 Мошу ишларниң үстигә камил бирликниң риштиси болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар. □«... камил бирликниң риштиси болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар» — яки «... камил риштә болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар». [t] 15 Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлбиңларда һөкүм сүрсун (силәр бир тән болуп бу хатирҗәмликтә болушқа чақирилған екәнсиләр) вә шундақла рәхмәт ейтишларда болуңлар.□«Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлбиңларда һөкүм сүрсун» — бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
16 Мәсиһниң сөз-каламини өзүңларда байлиқ һасил қилип турғузуңлар, барлиқ даналиқ билән бир-бириңларға үгитиңлар, җекиләңлар, чин қәлбиңларда зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшиларни яңритип Худани чирайлиқ мәдһийиләңлар; □«... чин қәлбиңларда зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшиларни яңритип Худани чирайлиқ мәдһийиләңлар» — «зәбур-нәғмиләр» бәлким сазға тәңкәш қилинип ейтилидиған нахшилар; «мәдһийә күйлири» бәлким сазсиз нахшилар; «роһий нахшилар» бәлким стихийиликтин, өзлигидин, Муқәддәс Роһниң илһами билән ейтилған нахшиларни көрситиду («1Кор.» 14:15ниму көрүң). 17 вә һәммә ишларда, сөз болсун, әмәл болсун, һәммисини Рәб Әйсаниң намида қилип, униң арқилиқ ХудаАтиға рәхмәт ейтиңлар.[w]
Аилидикиләргә болған җекиләшләр
18 Силәр аяллар, Рәбдә болған сүпитиңларға лайиқ өз әрлириңларға бойсунуңлар; [x] 19 силәр әрләр, өз аяллириңларға муһәббәт көрситиңлар; уларға аччиқ қилмаңлар.[y]
20 Силәр балилар, ата-анаңларға һәммә ишларда итаәт қилиңлар; чүнки бундақ қилиш Рәбдә болған гөзәл иштур.[z]
21 Силәр атилар, балилириңларниң көңлигә азар бәрмәңлар; ундақ қилсаңлар көңли яра болиду.
22 Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға һәммә ишта итаәт қилиңлар; пәқәт көз алидидила хизмәт қилип, инсанларни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Рәбдин әйминип чин көңлүңлардин иш көрүңлар.□«силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға һәммә ишта итаәт қилиңлар» — «әттин болған ғоҗайиниңлар» дегини, йәнә «силәрниң әрштә болған ғоҗайиниңларму бар» дәп пуритиду. [bb]
23 Немә ишни қиливатқан болсаңлар, униңда инсанлар алдида әмәс, бәлки Рәб алдида қилғандәк җан-дил билән униңға ишләңлар; 24 чүнки мирасниң инъамиға Рәбдин муйәссәр қилинғанлиғиңларни билисиләр; чүнки силәр Рәб Мәсиһниң ибадәт-қуллуғидидурсиләр. 25 Амма ким һәққанийсизлиқ қилса қилған һәққанийсизлиғи өз бешиға чүшиду; бу ишта һеч қандақ йүз-хатирә қилиниш йоқтур.
- Колоссиликләргә
- a
-
Әф. 1:20.
- b Рим. 6:2; 8:24; 2Кор. 5:7.
- c «амма һаятимиз болған Мәсиһ ашкариланған чағда, шуан силәр униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинидиған болисиләр» — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
- d Фил. 3:21; 1Юһа. 3:2.
- e «йәргә тәвә болған ишларни қилғучи һәр қандақ әзалириңлар...» — әсли грек тилида «йәргә тәвә болған әзалириңлар...». «йәргә тәвә» дегәнниң мәнаси «бу рәзил дунияға тәвә» дегәнликтур.
- f Рим. 7:5, 23; Әф. 4:22; 5:3, 5; 1Тес. 4:5.
- g «чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсиз пәрзәнтләргә чүшиду» — «итаәтсиз пәрзәнтләр» дегән ибарә инсанниң әсли түп тәбиитидә итаәтсизликниң барлиғини, итаәтсиз Адәм атиниң пәрзәнтлири екәнлигини көрситиду. Лекин «итаәтсиз пәрзәнтләр» болса Худаниң шәпқити билән Худаниң Өзиниң пәрзәнтлиригә айлиниду (5, 7-айәтни көрүң).
- h 1Кор. 6:10; Гал. 5:19; Әф. 5:5; Вәһ. 22:15.
- i 1Кор. 6:11; Әф. 2:1; Тит. 3:3.
- j Әф. 4:22; Ибр. 12:1; Яқ. 1:21; 1Пет. 2:1.
- k Әф. 4:25.
- l «вә йеңи адәмни кийгәнсиләр; йеңи адәм болса өзини Яратқучиниң сүрәт-образи бойичә толуқ билиштә дайим йеңилимақта» — «кона адәм» (9-айәт) Адәм атидин мирас қилинған гунакар һаятни көрситиду; «йеңи адәм» болса Мәсиһдә болған йеңи һаятни көрситиду.
- m Яр. 1:26; 5:1; 9:6; Рим. 6:4; 1Кор. 11:7.
- n «униңда һеч қандақ юнанлиқ яки Йәһудий, сүннәтлик яки сүннәтсиз, ят мәдинийәтлик, ... мәвҗут әмәстур» — «ят мәдәнийәтлик» — грек тилида «сақаллиқ» дейилиду; чүнки греклар адәттә сақал қоймайтти. Бу сөз адәттә грек яки латин тилини сөзләлмәйдиғанларни көрситәтти; адәттә греклар вә латинлар ундақ кишиләрни кәмситип «сақаллиқ» дегән сөзни «явайи адәмләр» дегән сәлбий мәнидә ишлитәтти. «... ят мәдинийәтлик, Скит, қул яки һөрләр мәвҗут әмәстур; бәлки Мәсиһ һәммидур, вә һәммидидур» — «Скитлар» адәттә Оттура Асиядики көчмән хәлиқниң умумий нами еди.
- o 1Кор. 7:21,22; 12:13; Гал. 3:28; 5:6; 6:15.
- p «Шуңа, Худаниң талливалғанлириға, пак-муқәддәс вә сөйүнгәнләргә лайиқ ... кичик пеиллиқ, мөминлик вә сәвир-тақәтликни кийивелиңлар» — Тәврат-Инҗилда «мөминлик»ниң «ювашлиқ иман-ишәш билән» дегәндәк алаһидә мәнаси бардур. Мөмин адәм өзиниң һоқуқлири яки имтиязлирини бекитиш үчүн күрәш қилмайду; чүнки у Худа алдида иман билән тоғра маңған болса, Худа мошу ишларни өзигә капаләт қилған дәп хатирҗәмликтә туриду. Бу сөз тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң.
- q Әф. 4:32; 6:11; 1Тес. 1:4.
- r Мат. 6:14; Мар. 11:25; Әф. 4:32.
- s «... камил бирликниң риштиси болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар» — яки «... камил риштә болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар».
- t Юһ. 13:34; 15:12; Әф. 4:3; 5:2; Кол. 2:2; 1Тес. 4:9; 1Юһа. 3:23; 4:21.
- u «Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлбиңларда һөкүм сүрсун» — бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
- v «... чин қәлбиңларда зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшиларни яңритип Худани чирайлиқ мәдһийиләңлар» — «зәбур-нәғмиләр» бәлким сазға тәңкәш қилинип ейтилидиған нахшилар; «мәдһийә күйлири» бәлким сазсиз нахшилар; «роһий нахшилар» бәлким стихийиликтин, өзлигидин, Муқәддәс Роһниң илһами билән ейтилған нахшиларни көрситиду («1Кор.» 14:15ниму көрүң).
- w Әф. 5:20; 1Тес. 5:18.
- x Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:22; Тит. 2:5; 1Пет. 3:1.
- y Әф. 5:25.
- z Әф. 6:1.
- aa «силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға һәммә ишта итаәт қилиңлар» — «әттин болған ғоҗайиниңлар» дегини, йәнә «силәрниң әрштә болған ғоҗайиниңларму бар» дәп пуритиду.
- bb Әф. 6:5; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18.