Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site

Юһанна «2»

1
«Расул Юһанна язған иккинчи мәктуп»
1-2 Мәнки ақсақалдин Худа тәрипидин талланған ханимға вә униң әзиз балилириға салам! Мән силәрни һәқиқәттә сөйимән вә ялғуз мәнла әмәс, йәнә һәқиқәтни тонуғанларниң һәммиси биздә яшаватқан вә шундақла әбәткичә бизгә яр болидиған һәқиқәтни дәп силәрни сөйиду.«Мәнки ақсақалдин (Худа тәрипидин) талланған ханимға вә униң әзиз балилириға салам!» — «ақсақал» мошу йәрдә «җамаәтниң ақсақили» яки пәқәт «мән қеридин...» дегән мәнидила ишлитилиду. «Худа тәрипидин талланған ханим» — «ханим» һәқиқий бир аял ханимни көрситиши мүмкин, болмиса мәлум бир җамаәтни көрситишиму мүмкин. «Кириш сүз»имиздә ейтқинимиздәк биз уни һәқиқий мөтивәр етиқатчи ханимни көрситиду, дәп қараймиз.
«Әзиз балилири» дегән (1) җисаманий балилири; (2) «роһий балилири»; (3) һәм җисманий һәм роһий балилирини көрситиши мүмкин. Биз 3-пикиргә майилмиз («роһий балилири» болса бу ханимниң гувалиғи вә вастиси билән Худаниң йолиға киргәнләрни көрситиду. «Кириш сөз»имизни, 9-айәтни, «3Юһ. » 4-айәтниму көрүң). «Мәнки ақсақалдин... салам!» — барлиқ хәтлиригә охшаш, расул Юһанна өзиниң ким екәнлигини беваситә көрсәтмәйду.
3 Худаатидин вә Атиниң Оғли Рәб Әйса Мәсиһдин шапаәт, рәһим-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә һәқиқәт вә меһир-муһәббәт ичидә болғай!«рәһим-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә һәқиқәт вә меһир-муһәббәт ичидә болғай!» — бәзи кона көчүрмиләрдә «рәһим-шәпқәт вә хатирҗәмлик бизләргә һәқиқәт вә меһир-муһәббәт ичидә болғай!» дәп пүтүлгән.
4 Балилириңниң арисида биз Атидин әмир тапшурувалғандәк һәқиқәттә маңғанларни көргиним үчүн интайин хурсән болдум.
 
Һәқиқәттә чиң туруш, сахтилиқтин һези болуш
5 Әнди, һөрмәтлик ханим, мән сәндин бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли, дәп өтүнимән. Мениң саңа йезип өтүнгиним йеңи бир әмир әмәс, бәлки дәсләптин тартип биздә бар әмирдурЮһ. 13:34; 15:12; Әф; 5:2; 1Тес. 4:9; 1Пет. 4:8; 1Юһа. 2:7; 3:23; 4:21. 6 (меһир-муһәббәт шуки, униң әмирлиригә әмәл қилип меңиштур). Мана бу әмир силәр бурундин тартип аңлап келиватқандәк, униңда меңишиңлар үчүн силәргә тапиланғандур.«Мана бу әмир силәр бурундин тартип аңлап келиватқандәк, униңда меңишиңлар үчүн силәргә тапиланғандур» — көздә тутулған әмир чоқум алдинқи 5-айәттә тилға елинған «бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли».  Юһ. 15:10. 7 Чүнки нурғун алдамчилар дунияниң җай-җайлирида чиқти. Улар Әйсаниң дунияға инсаний тәндә кәлгән Мәсиһ екәнлигини етирап қилмайду. Бундақлар дәл алдамчи вә дәҗҗалдур.«Чүнки нурғун алдамчилар дунияниң җай-җайлирида чиқти» — немишкә «чүнки» дәйду? Бизниңчә 5-7-айәт билән бағлиқтур. Алдамчилар, сахта тәлим бәргүчиләр вә сахта пәйғәмбәрләр тәрипидин алдинип қелишиниң алдини елиштики бирдин-бир йол 5-7-айәттә тилға елинғандәк Худаниң һәмраһлиғида меһир-муһәббәт ичидә яшаштур. «Улар Әйсаниң дунияға инсаний тәндә кәлгән Мәсиһ екәнлигини етирап қилмайду» — «инсаний тәндә» (яки «инсан тенидә») грек тилида «әттә» билән билдүрилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «Улар Әйса Мәсиһниң дунияға инсан тенидә кәлгәнлигини етирап қилмайду».  Мат. 24:5,24; 2Пет. 2:1; 1Юһа. 4:1. 8 Биз вә өзүңлар сиңдүргән әҗирни йоқитип қоймай, бәлки толуқ инъамға егә болушуңлар үчүн, өзүңларға агаһ болуңлар.«Биз вә өзүңлар сиңдүргән әҗирни йоқитип қоймай, бәлки толуқ инъамға егә болушуңлар үчүн, өзүңларға агаһ болуңлар» — «биз вә өзүңлар сиңдүргән әҗир» бәлким Юһанна, шу ханим вә униң балилири билән биллә Худаниң йолида ишләп, хуш хәвәр йәткүзүп, башқиларни Худаниң йолиға башлаш әҗирини көрситиду. Шу сахта тәлим бәргүчиләр уларниң Худа үчүн чиқарған мевисини йоқатмақчи, әлвәттә. 9 Кимки Мәсиһниң тәлимидин һалқип чиқип, униңда чиң турмиса, Худа униңға егә болмайду. Лекин Униң тәлимидә чиң турғучи болса, Ата һәм Оғул униңға егә болиду. «Кимки Мәсиһниң тәлимидин һалқип чиқип, униңда чиң турмиса, Худа униңға егә болмайду» — «тәлимдин һалқип чиқип» грек тилида «илгири бесип» дегән билән ипадилиниду. Бу бир кинайилик, һәҗвий гәптур. Мәсиһниң тәлимидин һеч қандақ сөз-едийиләр «илгири турмайду», әлвәттә. Мәсиһниң тәлимидин һалқип һәр қандақ башқа сөз-едийиләргә өтүш һеч қандақ «илгириләш» әмәстур, әлвәттә. «Лекин Униң тәлимидә чиң турғучи болса, Ата һәм Оғул униңға егә болиду» — «Мәсиһниң тәлими... Униң тәлими...» — һәм Мәсиһ Өзи бәргән тәлим һәм расуллар Униң тоғрилиқ бәргән тәлимниму тәң көрситиду. 10 Әгәр бириси Униң тәлимини елип кәлмәй силәрниң йениңларға кәлсә, уни өйүңларға башлимаңлар һәм униңға саламму бәрмәңлар. «Әгәр бириси униң тәлимини елип кәлмәй силәрниң йениңларға кәлсә, уни өйүңларға башлимаңлар һәм униңға саламму бәрмәңлар» — «Униң тәлими» грек тилида «мошу тәлим» дегән сөз билән ипадилиниду; у «Мәсиһниң тәлими». 9-айәтни көрүң. «уни өйүңларға башлимаңлар һәм униңға саламму бәрмәңлар» — оқурмәнләрниң есидә барки «салам» (ибраний тилида «шалом», грек тилида «хаир») дегән сөз «Саңа тинич-хатирҗәмлик тиләймән» дегән мәнидә. Шуңа мошундақ сахта тәлим бәргүчиләргә «салам» ейтишқа болмайду. Юһаннаниң бу дегини уларға әдәпсизлик қилиш керәк дегәнлик әмәс, әлвәттә, бәлки уларға салам беришниң орниға сахта тәлими үчүн тәнбиһ беришиңларға тоғра келиду, дегәнликтур.  Рим. 16:17; 2Тим. 3:5; Тит. 3:10. 11 Чүнки ундақ адәмгә салам бәргән киши униң рәзил әмәллиригә шерик болғучидур.«Чүнки ундақ адәмгә салам бәргән киши униң рәзил әмәллиригә шерик болғучидур» — «салам» тоғрилиқ жуқуриқи изаһатни көрүң.
12 Силәргә пүтидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин қәғәз билән сияһни ишләткәндин көрә, хошаллиғимизниң толуп тешиши үчүн йениңларға берип дидар көрүшүп сөзлишишни арзу қилимән. 13 Худа тәрипидин талланған һәдәңниң балилиридин саңа салам!«Худа тәрипидин талланған һәдәңниң балилиридин саңа салам!» — «һәдәңниң балилири» расул Юһанна турған җайдики җамаәттики етиқатчиларни көрситиши мүмкин.