Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
6
1 Бу пәйттә Сулайман: — Пәрвәрдигар тум қараңғулуқ ичидә туримән, дәп ейтқан еди; 2 Лекин, и Пәрвәрдигар, мән Сениң үчүн бир һәйвәтлик макан болсун дәп, Сән мәңгү туридиған бир өйни ясидим, деди.«һәйвәтлик макан» — йәнә бир хил тәрҗимиси «туралғу-макан».
3 Андин падиша бурулуп барлиқ Исраил җамаитигә бәхит тилиди; Исраилниң барлиқ җамаити униң алдида туратти. 4 У мундақ деди: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә болғай! У Өз ағзи билән атам Давутқа вәдә қилған еди вә Өз қоли билән уни әмәлгә ашурди. У әслидә Давутқа: —
5 «Мән Өз хәлқим Исраилни Мисир зиминидин елип чиққан күндин буян намим үчүн бу йәрдә бир өй салай дәп Исраилниң һәр қайси қәбилилириниң шәһәрлиридин һеч қайсисини таллимидим, яки хәлқим Исраилға һөкүмран болушқа һеч қайси адәмни таллимидим; 6 һалбуки, Мән намим шу йәрдә болсун дәп Йерусалимни таллидим вә хәлқим болған Исраилға һөкүмранлиқ қилсун дәп Давутни таллидим» дегән еди.
7 Әнди атам Давутниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бир өй селиш арзу-нийити бар еди. 8 Бирақ Пәрвәрдигар атам Давутқа: «Көңлүңдә Мениң намимға бир өй ясашқа қилған нийитиң яхшидур; 9 амма шу өйни сән ясимайсән, бәлки пуштуңдин болидиған оғлуң, у Мениң намимға атап шу өйни салиду», дегән еди.
10 Мана әнди Пәрвәрдигар Өз сөзигә әмәл қилди. Мән Пәрвәрдигар вәдә қилғинидәк, атамниң орнини бесип, Исраилниң тәхтигә олтардим; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бу өйни салдим. 11 Мән бу өйдә әһдә сандуғини қойдум; әһдә сандуғи ичидә Пәрвәрдигарниң Исраиллар билән түзгән әһдә тахтилири бардур» деди.
 
Сулайман Исраил үчүн дуа қилиду
12 Андин Сулайман Исраилниң барлиқ җамаитигә йүзлинип, Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң алдида туруп қоллирини көтирип: — 13 (чүнки бая Сулайман мистин узунлуғи бәш гәз, кәңлиги бәш гәз, егизлиги үч гәз келидиған бир пәштақ яситип, ташқириқи һойлиниң оттурисиға җайлаштурған еди. У әнә шу пәштақ үстигә чиқип туруп, пүткүл Исраил җамаити алдида жүкүнүп олтирип, асманға қарап ғуличини яйған еди) 14 — у мундақ дуа қилди: — И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар! Нә асманда нә зиминда Сәндәк Худа йоқтур; Сениң алдиңда пүтүн қәлби билән маңидиған Өз қуллириң үчүн әһдәңдә туруп өзгәрмәс муһәббитиңни көрситисән. 15 Чүнки Сән Өз қулуң атам Давутқа бәргән вәдидә турдуң; Сән Өз ағзиң билән ейтқан сөзүңни мана бүгүнкидәк Өз қолуң билән вуҗудқа чиқардиң. 16 Әнди һазир, и Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Өз қулуң атам Давутқа: — «Әгәр сениң әвлатлириң өз йоллириға сәгәк болуп сән Мениң алдимда маңғандәк, қанунумға әмәл қилип маңсила, саңа әвладиңдин Исраилниң тәхтидә олтиридиған бир зат кам болмайду» дәп бәргән вәдәңдә турғайсән. 17 Әнди һазир, и Исраилниң Худаси, Сән қулуң Давутқа ейтқан сөзлириң әмәлгә ашурулғай, дәп өтүнимән!
18 Лекин Худа Өзи растла йәр йүзидә инсанлар билән макан қиламду? Мана, асманлар билән асманларниң асмини Сени сиғдуралмайдиған йәрдә, мән ясиған бу өй қандақму Сениң маканиң болалисун?! 19 Лекин и Пәрвәрдигар Худайим, қулуңниң дуа вә илтиҗасиға қулақ селип, қулуңниң Саңа көтәргән нидаси вә тилигини аңлиғайсән. 20 Шуниң билән Өз көзлириңни кечә-күндүз бу өйгә, йәни Сән: «Мениң намимни у йәрдә аян қилимән» дәп ейтқан җайға кечә-күндүз тиккәйсән; Өз қулуңниң у җайға қарап қилған дуасиға қулақ салғайсән. «Өз қулуңниң у җайға қарап қилған дуаси» — яки болмиса: «өз қулуңниң у җай тоғрисидики дуаси...» 21 Қулуң вә хәлқиң Исраил бу җайға қарап дуа қилған чағда, уларниң илтиҗалириға қулақ селип, Өз маканиң қилған асманлардин туруп аңлиғайсән, аңлиғиниңда уларни кәчүргәйсән.
22 Әгәр бириси өз хошнисиға гуна қилса вә шундақла ишниң раст-ялғанлиғини бекитиш үчүн қәсәм ичкүзүлсә, бу қәсәм бу өйдики қурбангаһиңниң алдиға кәлсә, «Әгәр... ишниң раст-ялғанлиғини бекитиш үчүн қәсәм ичкүзүлсә...» — бундақ қәсәм тоғрилиқ «Чөл.» 11:5-31ни көрүң. «Қәсәм бу өйдики қурбангаһниң алдиға кәлсә...» мүмкинчилиги барки, Исраилда мошундақ қәсәмләрни ичиш үчүн қурбангаһниң алдиға келиш керәк әмәс еди, пәқәт: «Худаниң қурбангаһи алдида қәсәм қилимәнки...» дегәндәк сөзләр ейтилған болса «нәқ қурбангаһ алдида турғандәк» һесаплинатти. 23 Сән қәсәмни асманда туруп аңлап, амал қилип Өз бәндилириң оттурисида һөкүм чиқарғайсән; гунайи бар адәмниң гунайини өзигә қайтуруп, өз йолини өз бешиға яндуруп, гунасиз адәмни ақлап өз адиллиғиға қарап униңға һәққини бәргәйсән.
24 Өз хәлқиң Исраил Сениң алдиңда гуна қилғини үчүн дүшмәндин йеңилсә, яманлиғидин қайтип бу өйдә туруп, намиңни етирап қилип саңа дуа билән илтиҗа қилса, 25 Сән асманда аңлап, Өз хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүрүп, уларни Сән ата-бовилириға вә өзлиригә тәқдим қилған зиминға қайтуруп кәлгәйсән.
26 Улар Саңа гуна қилғини үчүн асман етилип ямғур яғмайдиған қиливетилгән болса, лекин улар бу җайға қарап Саңа дуа қилип намиңни етирап қилип, Сениң уларни қийинчилиққа салғиниң түпәйлидин өз гунайидин йенип товва қилса, 27 Сән асманда туруп қулақ селип, қуллириңниң вә хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүргәйсән; чүнки Сән уларға меңиш керәк болған яхши йолни үгитисән вә Өз хәлқиңгә мирас қилип бәргән зиминниң үстигә ямғур яғдурисән!
28 Әгәр зиминда ачарчилиқ я ваба болса, я зираәтләр дан алмиса я һал чүшсә я уни чекәткиләр яки чекәткә личинкилири бесивалса, я дүшмәнләр уларниң зиминдики шәһәрлириниң қовуқлириға һуҗум қилип қоршивалса, я һәр қандақ апәт я кесәллик болса, 29 ундақта барлиқ хәлқиң Исраил болсун, һәр қандақ киши болсун, өзигә кәлгән апәтни вә өз дәрдини билип, қоллирини бу өйгә сунуп, мәйли қандақ дуа яки илтиҗа қилсун, 30 әнди Сән туруватқан маканиң асманда туруп аңлап, кәчүрүм қилғайсән, Сән һәр бир адәмниң қәлбини билгәчкә, өзиниң йоллирини өзигә яндурғайсән (чүнки Сәнла, пәқәт Сәнла һәммә инсан балилириниң қәлблирини билгүчидурсән); 31 шундақ қилип, улар Сән ата-бовилиримизға тәқдим қилған зиминда олтирип өмриниң һәммә күнлиридә Сәндин қорқуп йоллириңда маңидиған болиду.
32 Өз хәлқиң Исраилдин болмиған, Сениң улуқ намиң, қудрәтлик қолуң вә созған билигиң түпәйлидин жирақ-жирақлардин кәлгән мусапир болса, у келип бу өй тәрәпкә қарап дуа қилса, 33 Сән туруватқан маканиң болған асманларда униңға қулақ селип, у мусапир Саңа нида қилип тилигининиң һәммисигә мувапиқ қилғайсән; шуниң билән йәр йүзидики барлиқ әлләр намиңни тонуп йетип, Өз хәлқиң Исраилдәк Сәндин қорқидиған болуп, мән ясиған бу өйниң Сениң намиң билән аталғинини билиду. «бу өйниң Сениң намиң билән аталғини» — бу ибарә Худаниң ибадәтханиси тоғрилиқ «бу өй Мениңкидур» вә «бу өйдә Мениң ким екәнлигим аян қилиниду» дегәндәк икки мәхситини көрситиду.
34 Әгәр Сениң хәлқиң Сениң тапшуруғуң билән дүшмини билән җәң қилишқа чиққанда, Сән таллиған бу шәһәргә, шундақла мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә қарап Сән Пәрвәрдигарға дуа қилса, 35 Сән асманларда туруп уларниң дуаси билән илтиҗасиға қулақ селип, уларни нусрәткә ериштүргәйсән.
36 Әгәр улар Саңа гуна садир қилған болса (чүнки гуна қилмайдиған һечкиши йоқтур) Сән уларға ғәзәплинип, уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурған болсаң, булар уларни жирақ-йеқинға, өз зиминиға сүргүн қилип елип барған болса, 37 лекин улар сүргүн қилинған жутта әс-һошини тепип товва қилип, өзи сүргүн болған жутта Саңа: — Биз гуна қилип, қәбиһликкә берилип Сәндин йүз өрүп кәттуқ, дәп йелинса, 38 — әгәр уларни сүргүн қилғанларниң зиминида пүтүн қәлби вә пүтүн җенидин Сениң тәрипиңгә йенип, Сән уларниң ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға, Сән таллиған шәһәр тәрәпкә вә мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә йүзини қилип дуа қилса, 39 Сән туруватқан маканиң болған асманларда туруп уларниң дуаси вә илтиҗалирини аңлап улар үчүн һөкүм чиқирип, Өз хәлқиңниң Саңа садир қилған гунайини кәчүрүм қилғайсән; 40 әнди и Худайим, Сәндин өтүнимән, бу йәрдә қилған дуаларға көзүң очуқ, қулиқиң диң болғай!
41 Әнди орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар Худа,
Сән қудритиңниң ипадиси болған әһдә сандуғуң билән,
Өз арамгаһиңға киргәйсән!
Каһинлириң һәққанийлиқ билән кийдүрүлсун,
Мөмин бәндилириң яхшилиғиңдин шатлансун!
42 И Пәрвәрдигар Худа, Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзини яндурмиғайсән;
Қулуң Давутқа көрсәткән өзгәрмәс муһәббитиңни есиңдә тутқайсән!».«Өзүң мәсиһ қилғиниң» — бу, бәлким Давутниң әвлади болған Сулайман падишаниң өзи үчүн қилған дуаси. Худаниң «мәсиһ қилғини» тоғрилиқ «Зәбур» 2-күй вә изаһатларни көрүң. «қулуң Давутқа көрсәткән өзгәрмәс муһәббитиң» — шүбһисизки, бу ибарә Худаниң Давутқа қилған барлиқ вәдилирини өз ичигә алиду.