Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
28
Аһаз Йәһуда үстигә һөкүм сүриду
2Пад. 16:1-20
1 Аһаз тәхткә чиққан чеғида жигирмә яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди. У атиси Давутқа охшаш Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилмай, 2 Бәлки Исраилниң падишалириниң йолиға кирип маңди; у һәтта Баалларға атап мәбудларни қуйдурди; 3 Пәрвәрдигар Исраиллар зиминидин һайдап чиқарған әлләрниң жиркинчлик гуналирини дорап, Һинном җилғисида күҗә көйдүрди, өзиниң пәрзәнтлирини оттин өткүзүп көйдүрди; «Һинном җилғиси» — ибраний тилида «Гә-Һинном», әрәб тилида «җәһәннәм». Бу жиркиничлик җай тоғрилиқ «Йәр.» 17:31-32ни вә изаһатлирини көрүң. «күҗә көйдүрди» — яки «қурбанлиқларни көйдүрди». «пәрзәнтлирини оттин өткүзүп көйдүрди» — бәлким Аһазниң пәрзәнтлирини инсан қурбанлиғи қилғанлиғини көрситиши мүмкин. 4 Йәнә «жуқури җайлар»да, дөңләрдә вә һәр қайси көкәргән дәрәқ астида көйдүрмә қурбанлиқ қилди вә күҗә көйдүрди. 5 Шуңа, униң Худаси Пәрвәрдигар уни Сурийә падишасиниң қолиға тапшурди; Сурийләр уни тар мар кәлтүрүп, Йәһудадин нурғун хәлиқни тутқун қилип Дәмәшққә елип кәтти. Худа йәнә уни Исраил падишасиниң қолиға тапшурди, Исраил падишаси Йәһудада чоң қирғинчилиқ елип барди. 6 Рәмалияниң оғли Пикаһ Йәһудада бир күн ичидә бир йүз жигирмә миң адәмни өлтүрди, уларниң һәммиси әзимәтләр еди; буниң сәвәви, улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигардин ваз кәчкән еди. 7 Зикри исимлиқ бир Әфраимий әзимәт бар еди; у падишаниң оғли Маасияһани, ординиң баш ғоҗидари Азрикам вә падишаниң баш вәзири Әлканаһни қәтл қилди. 8 Исраиллар өз қериндашлиридин икки йүз миң аял, оғул-қиз балиларни тутқун қилип елип кәтти; улар йәнә Йәһудадин нурғун уруш ғәниймәтлирини булаң-талаң қилип Самарийәгә әкәтти.
9 Лекин у йәрдә Пәрвәрдигарниң Одәд исимлиқ бир пәйғәмбири бар еди; у Самарийәгә қайтип кәлгән қошунниң алдиға чиқип уларға: — Қараңлар, ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигар Йәһудаларни аччиғида силәрниң қолуңларға тапшурди вә силәр пәләккә йәткән қәһри-ғәзәп билән уларни өлтүрдүңлар. 10 Әнди силәр йәнә Йәһудалар билән Йерусалимлиқларни мәҗбурий өзүңларға қул-дидәк қилмақчи болуватисиләр. Лекин силәр өзүңларму Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида гуна-итаәтсизликләр өткүздуңларғу? 11 Әнди гепимгә қулақ селиңлар! Қериндашлириңлардин тутқун қилип кәлгәнләрни қайтуруветиңлар, чүнки Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви бешиңларға чүшәй дәп қалди, деди.
12 Шуниң билән Әфраимларниң бир қанчә йолбашчилири, йәни Йоһананниң оғли Азария, Мәшиллимотниң оғли Бәрәкия, Шаллумниң оғли Һәзәкия вә Һадлайниң оғли Амаса қозғилип чиқип җәңдин қайтип кәлгән қошунни тосувелип 13 уларға: — Бу тутқунларни бу йәргә елип кирсәңлар болмайду; бизниң Пәрвәрдигарниң алдида гунайимиз туруп, йәнә техиму көп гуналар вә итаәтсизликләрни айнитмақчимусиләр? Чүнки бизниң итаәтсизлигимиз һелиму интайин еғирдур, Исраилниң бешиға отлуқ қәһр-ғәзәп чүшәй дәп қалди, деди.
14 Шуниң билән ләшкәрләр тутқунлар билән уруш ғәниймәтлирини йолбашчилар вә пүткүл җамаәт алдида қалдуруп қойди. 15 Жуқирида исми тилға елинған кишиләр қозғилип, тутқунларни башлап чиқти, уруш ғәниймәтлири ичидин кийим-кечәк вә аяқларни уларниң арисидики барлиқ ялаңач, ялаң аяқ турғанларға кийгүзүп, һәммисини йемәк-ичмәк билән ғизаландурди, үстибашлирини майлиди, барлиқ аҗизларни ешәкләргә миндүрүп, һәммисини «Хорма дәрәқлири шәһири» дәп атилидиған Йерихоға, өз қериндашлириниң қешиға апирип қойди, андин Самарийәгә қайтти.
16 Бу чағда Аһаз падиша Асурийәниң падишалириға ярдәм тиләп адәм әвәтти, 17 чүнки Едомийлар йәнә Йәһудаға һуҗум қилип нурғун адәмни тутқун қилип кәткән еди. 18 Филистийләрму Шәфәлаһ түзләңлигидики вә Йәһуданиң җәнубидики шәһәрләргә таҗавуз қилип кирип, Бәйт-Шәмәш, Айҗалон, Гәдәрот, Сокоһ вә Сокоһқа тәвә йеза-қишлақларни, Тимнаһ вә Тимнаһқа тәвә йеза-қишлақларни, Гимзо вә Гимзоға тәвә йеза-қишлақларни ишғал қилип, шу йәрләргә җайлашқан еди. 19 Пәрвәрдигар Йәһуданиң падишаси Аһаз түпәйлидин Йәһудани хорлуққа қалдурди; чүнки Аһаз Йәһудани итаәтсиликкә езиқтурди вә өзи Пәрвәрдигарға еғир асийлиқ қилди. 20 Асурийәниң падишаси Тиглат-Пилнәсәр дәрвәқә униң йениға кәлди, лекин ярдәм беришниң орниға, униңға көп аваричиликләрни кәлтүрди. 21 Чүнки Аһаз Пәрвәрдигарниң өйидин, падишаниң ордисидин, шундақла әмәлдарларниң өйлиридин көп мал-дунияни чиқирип, Асурийә падишасиға бәргән болсиму, лекин униңға һеч пайдиси болмиди. 22 Мошундақ интайин мүшкүл пәйттә бу падиша Аһаз Пәрвәрдигар алдида техиму еғир қәбиһликкә чөкүп кәтти. 23 У өзини мәғлуп қилған Дәмәшқниң илаһлириға қурбанлиқ сунди, чүнки у: «Сурийәниң падишалириниң илаһлири уларға ярдәм қилди, шуңа мәнму уларға қурбанлиқ сунуп, уларни маңиму ярдәм беридиған қилимән» деди. Лекин әксичә бу бутлар униң өзини, шундақла барлиқ Исраилларни һалакәткә елип барди. «өзини мәғлуп қилған Дәмәшқниң илаһлири» — бу сөзләр Аһазниң ойлири, әлвәттә; лекин мәлум тәрәптин ейтқанда, униң бутпәрәслиги уни һәқиқәтән мәғлубийәткә учратқан еди. 24 Аһаз Пәрвәрдигарниң өйидики әсвап-буюмларни жиғип елип чиқип, уларни кесип-езип парә-парә қиливәтти; вә Пәрвәрдигарниң өйиниң дәрвазилирини печәтливәтти. Һәм өзи үчүн Йерусалимниң һәр бир доқмушида қурбангаһларни салғузди. 25 У йәнә Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә башқа илаһларға хушбуй йеқиш үчүн «жуқури җайлар»ни салғузди, шундақ қилип ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзиви қозғалди. 26 Мана, униң қалған ишлири, җүмлидин барлиқ тутқан йоллири баштин-ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур. 27 Аһаз ата-бовилири арисида ухлиди; кишиләр уни Йерусалим шәһиригә дәпнә қилди, лекин уни Исраил падишалириниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди. Оғли Һәзәкия униң орниға падиша болди.