10
Шебаниң аял падишаси Сулайманни издәп келиду
2Тар. 9:1-12
1 Шебаниң аял падишаси болса Сулайманниң Пәрвәрдигарниң нами билән бағлинишлиқ болған даңқ-шөһритини аңлап, уни қийин чигиш-соаллар билән синиғили кәлди. 2 У хушбуй буюмлар, интайин тола алтун вә яқут-гөһәрләр артилған төгиләрни елип, чоң дәбдәбә билән Йерусалимға кәлди. Сулайманниң қешиға кәлгәндә өз көңлигә пүккән һәммә иш тоғрилиқ униң билән сөзләшти. ■2Тар. 9:1; Мат. 12:42; Луқа 11:31 3 Сулайман униң һәммә сориғанлириға җавап бәрди. Һеч немә падишаға қараңғу әмәс еди, бәлки һәммисидә униңға җавап бәрди.
4 Шебаниң аял падишаси Сулайманниң даналиғиға, ясиған орда-сарайға, 5 дәстихандики таамларға, әмәлдарларниң қатар-қатар олтиришлириға, хизмәткарлириниң қатар-қатар турушлириға, уларниң кийгән кийимлиригә, униң сақийлириға вә униң Пәрвәрдигарниң өйидә атап сунған көйдүрмә қурбанлиқлириға қарап, үни ичигә чүшүп кәтти.□«.. униң , йәни Шебаниң айал падишаниң... үни ичигә чүшүп кәтти» — ибраний тилида «униңда роһ қалмиди». Демәк, интайин һәйран қалди.
6 У падишаға: — Мән өз жутумда силиниң ишлири вә даналиқлири тоғрисида аңлиған хәвәр раст екән; 7 Амма мән келип өз көзлирим билән көрмигичә бу сөзләргә ишәнмигән едим; вә мана, мән йериминиму аңлимиған екәнмән; силиниң даналиқлири билән бәрикәт-баяшатлиқлири мән аңлиған хәвәрдин зиядә екән. 8 Силиниң адәмлири немидегән бәхитлик-һә! Һемишә силиниң алдилирида туруп даналиқлирини аңлайдиған бу хизмәткарлар нәқәдәр бәхитликтур! 9 Силидин сөйүнгән, силини Исраилниң тәхтигә олтарғузған Пәрвәрдигар Худалири мубарәктур! Пәрвәрдигар Исраилға мәңгүлүк бағлиған муһәббити үчүн, У силини тоғра һөкүм вә адаләт сүргили падиша қилди, деди.
10 У падишаға бир йүз жигирмә талант алтун, интайин көп хушбуй буюмлар вә яқут-гөһәрләрни соға қилди. Шебаниң аял падишаси Сулайман падишаға сунған шунчә зор миқдардики хушбуй буюмлар униңдин кейин һеч көрүнгән әмәс 11 (Һирамниң Офирдин алтун әпкелидиған кемилириму Офирдин йәнә интайин зор миқдардики сәндәл яғичи вә яқут-гөһәрләрни елип кәлди. 12 Падиша сәндәл яғичидин Пәрвәрдигарниң өйи үчүн вә падишаниң ордиси үчүн пәләмпәй-саласунлар ясатти һәм нәғмә-навачилар үчүн чилтарлар вә сазларни шуниңдин ясатти. Шу вақиттин кейин шундақ зор миқдардики есил сәндәл яғичи бу вақитқичә һеч кәлтүрүлмиди я көрүлүп бақмиди). ■2Тар. 9:11 13 Сулайман падиша Шебаниң аял падишасиға өз шаһанә сахавитидин бәргәндин башқа, аял падишаниң көңли тартқан һәммини — немә сориса, шуни бәрди; андин у хизмәткарлири билән йолға чиқип өз жутиға қайтип кәтти.
Сулайманниң байлиқлири
2Тар.9:13-28
14 Сулайманға һәр жили кәлтүрүлгән алтунниң өзи алтә йүз атмиш алтә талант еди. □«666 талант» — 22 тонна. 15 Бу киримдин башқа, тиҗарәтчиләрдин, оқәтчиләрниң содисидин, барлиқ Әрәбийә падишалиридин вә өз зиминидики әмәлдарлардин һәм алтун кәлтүрүлди.
16 Сулайман падиша икки йүз чоң сипарни соқтурди вә һәр сипарға алтә йүз шәкәл алтун кәтти; □«600 шәкәл» — 600 шәкәл бәлким 7 килограмға йеқин. ■1Пад. 14:26 17 шундақла үч йүз қалқанни япилақланған алтундин ясиди; һәр бир қалқанни ясашқа үч мина алтун ишлитилди; падиша уларни «Ливан ормини сарийи»ға есип қойди.□«үч мина алтун» — «мина» еғирлиқ бирлиги еди, һазирқи бирликләрдә қанчә екәнлиги ениқ әмәс. ■1Пад. 7:2
18 Падиша пил чишлиридин чоң бир тәхтни ясап, уни тавланған алтун билән қаплатти. ■2Тар. 9:17 19 Тәхтниң алтә қәвәтлик пәләмпийи бар еди. Тәхтниң баш йөләнчүки жумилақ болуп, орундуқниң икки йенида таянғучиси бар еди, һәр бир таянғучниң йенида бирдин өрә турған ширниң һәйкили бар еди. 20 Алтә қәвәтлик пәләмпәйниң үстидә, оң вә сол тәрипидә өрә турған он икки ширниң һәйкили болуп, һәр бир басқучниң оң-сол тәрипидә бирдин бар еди; башқа һеч қандақ әлдә униңға охшаш ясалғини йоқ еди.
21 Сулайман падишаниң барлиқ җам-пиялилири алтундин ясалған; «Ливан ормини сарийи»дики барлиқ қача-қучилар тавланған алтундин ясалған; уларниң һеч қайсиси күмүчтин ясалмиған; Сулайманниң күнлиридә күмүч һеч немигә әрзимәйтти. 22 Чүнки падишаға қарашлиқ деңизда жүридиған, Һирамниң кемилиригә қошулуп «Таршиш кемә» әтритиму бар еди; «Таршиш кемә әтрити» үч жилда бир қетим келип алтун-күмүч, пил чишлири, маймунлар вә тозларни әкеләтти.□«Таршиш кемә» —Бәлким Таршиш дегән портқа берип келиш сәпиригә чидамлиқ болған кемини көрситәтти. «Таршиш» дегән исим Испанийә, шималий Африқа яки Британийәни яки үчиниң һәммисини көрситиду. Бәзи илимлар Сомалийәниң (шәрқий Африқаниң) деңиз бойида төртинчи бир Таршишму болған, дәп қарайду.
23 Сулайман падиша йәр йүзидики барлиқ падишалардин байлиқта вә даналиқта үстүн еди. ■1Пад. 3:12, 13 24 Худа Сулайманниң көңлигә салған даналиқни аңлаш үчүн йәр йүзидикиләр һәммиси униң билән дидарлишиш арзуси билән келәтти. 25 Кәлгәнләрниң һәммиси өз соғитини елип келәтти; йәни күмүч қача-қучилар, алтун қача-қучилар, кийим-кечәкләр, дубулға-савутлар, тетитқулар, атлар вә қечирларни елип келәтти. Улар һәр жили бәлгүлик миқдарда шундақ қилатти. □«тетитқулар» — яки «хушбуй буюмлар». «Улар һәр жили бәлгүлик миқдарда шундақ қилатти» — яки «жилмужил улар шундақ қилатти».
26 Вә Сулайман җәң һарвулири вә атлиқ әскәрләрни жиғди; униң бир миң төрт йүз җәң һарвуси, он икки миң атлиқ әскири бар еди; у уларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә вә өзи туруватқан Йерусалимға орунлаштурди.■1Пад. 5:20; 2Тар. 1:14; 9:25
27 Падиша Йерусалимда күмүчни таштәк көп, кедир дәрәқлирини җәнубий түзләңликтики үҗмә дәрәқлиригә охшаш нурғун қилди.□«кедир дәрәқлирини...» — яки «кедир яғичини...». Лекин бизниңчә Сулайман кедир яғичини ишлитипла қалмай, шу чирайлиқ дәрәқләрдин Йерусалим әтрапиға көп тиктүрди («Топ.» 2:5ни көрүң). «җәнубий түзләңликтики...» — ибраний тилида «Шәфәлаһдики...». «Шәфәлаһ» бу йәрниң (түзләңликниң) исми. ■2Тар. 1:15; 9:27
28 Сулайман алған атлар Мисирдин вә Кувәдин еди; падишаниң тиҗарәтчилири уларни Кувәдин бекитилгән баһада алатти. □«падишаниң тиҗарәтчилири уларни Кувәдин бекитилгән баһада алатти» —Бу җүмлиниң башқа бир хил тәрҗимиси: «падишаниң тиҗарәтчилири уларни карванға қошуп алатти». «Кувә» болса һазирқи Түркийәниң җәнубий тәрипидә. ■2Тар. 1:16; 9:28 29 Мисирдин елип кәлгән бир җәң һарвусиниң баһаси алтә йүз күмүч тәңгә, һәр ат болса йүз әллик тәңгә еди; вә улар йәнә Һиттийларниң падишалири һәм Сурийә падишалири үчүнму охшаш баһада елип чиқти.□«бир җәң һарвусиниң баһаси алтә йүз күмүч тәңгә...» — мошу айәттики «тәңгә»ниң қиммити һазирғичә ениқ әмәс. Әгәр «шәкәл» болса 11.4 грамни көрситиду. ■2Тар. 1:17
- Падишаһлар «1»
- b «.. униң , йәни Шебаниң айал падишаниң... үни ичигә чүшүп кәтти» — ибраний тилида «униңда роһ қалмиди». Демәк, интайин һәйран қалди.
- d «666 талант» — 22 тонна.
- e «600 шәкәл» — 600 шәкәл бәлким 7 килограмға йеқин.
- g «үч мина алтун» — «мина» еғирлиқ бирлиги еди, һазирқи бирликләрдә қанчә екәнлиги ениқ әмәс.
- ~10~ «Таршиш кемә» —Бәлким Таршиш дегән портқа берип келиш сәпиригә чидамлиқ болған кемини көрситәтти. «Таршиш» дегән исим Испанийә, шималий Африқа яки Британийәни яки үчиниң һәммисини көрситиду. Бәзи илимлар Сомалийәниң (шәрқий Африқаниң) деңиз бойида төртинчи бир Таршишму болған, дәп қарайду.
■10:23 1Пад. 3:12, 13
- ~12~ «тетитқулар» — яки «хушбуй буюмлар». «Улар һәр жили бәлгүлик миқдарда шундақ қилатти» — яки «жилмужил улар шундақ қилатти».
- ~14~ «кедир дәрәқлирини...» — яки «кедир яғичини...». Лекин бизниңчә Сулайман кедир яғичини ишлитипла қалмай, шу чирайлиқ дәрәқләрдин Йерусалим әтрапиға көп тиктүрди («Топ.» 2:5ни көрүң). «җәнубий түзләңликтики...» — ибраний тилида «Шәфәлаһдики...». «Шәфәлаһ» бу йәрниң (түзләңликниң) исми.
- ~16~ «падишаниң тиҗарәтчилири уларни Кувәдин бекитилгән баһада алатти» —Бу җүмлиниң башқа бир хил тәрҗимиси: «падишаниң тиҗарәтчилири уларни карванға қошуп алатти». «Кувә» болса һазирқи Түркийәниң җәнубий тәрипидә.
- ~18~ «бир җәң һарвусиниң баһаси алтә йүз күмүч тәңгә...» — мошу айәттики «тәңгә»ниң қиммити һазирғичә ениқ әмәс. Әгәр «шәкәл» болса 11.4 грамни көрситиду.
■10:2
-
2Тар. 9:1; Мат. 12:42; Луқа 11:31