2
1 Мән болсам, и қериндашлар, йениңларға барғинимда, Худаниң гувалиқини җакалаш үчүн һеч гәпданлиқ яки әқил-даналиқ ишлитип кәлгән әмәсмән;[a] 2 чүнки мән араңларда Әйса Мәсиһдин башқа, йәни крестләнгән Мәсиһдин башқа һеч немини билмәсликкә бәл бағлиған едим; 3 мән араңларда болған вақтимда аҗизлиқта, қорқунучта вә титригән һаләттә болаттим;□«мән араңларда болған вақтимда аҗизлиқта, қорқунучта вә титригән һаләттә болаттим» — «қорқунучта... болаттим» — бәлким у Худа Өзигә тапшурған бу муқәддәс вәзипини орундалмаслиғидин қорққан болуши мүмкин еди. Униңдин башқа адәмни қорқитидиған көп сәвәпларму болған, әлвәттә («Рос.» 18:9-10). [c] 4 мениң сөзлирим һәм җакалишим болса адәмни қайил қилғидәк инсаний даналиқ сөзләр билән әмәс, бәлки Роһниң аламәт көрситишлири вә күч-қудрәт билән болған еди.□«... бәлки Роһниң аламәт көрситишлири вә күч-қудрәт билән болған еди» — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһтур. [e] 5 Буниңдин мәхсәт силәрниң етиқатиңлар инсаний даналиққа әмәс, бәлки Худаниң күч-қудритигә бағлансун дегәндин ибарәт еди.[f]
6 Һалбуки, камаләткә йәткәнләр арисида биз даналиқни баян қилимиз; бу даналиқ бу дәвирдики даналиқ әмәс, яки бу дәвирдики һөкүмранларниң даналиғи әмәс (улар заваллиққа йүз тутқандур);[g] 7 амма биз бир сирни ашкарилап, Худаниң бир даналиқини баян қилимиз; Худа әслидә ашкарә қилинмиған бу даналиқни барлиқ дәвирләрдин бурун бизниң шан-шәрәпкә муйәссәр болушимиз үчүн бекиткән еди.□«биз бир сирни ашкарилап, Худаниң бир даналиқини баян қилимиз...» — «Әфәсуслуқларға»дики «кириш сөз»имиздә ейтқинимиздәк, Инҗилда «сир» дегән сөзниң алаһидә мәнаси бар. Сир (грек тилида «мистерион») Худа әсли йошуруп кәлгән, әнди һазир ашкарилиған мәлум бир иштин ибарәттур. [i] 8 Бу даналиқни бу дәвирдики һөкүмранларниң һеч қайсиси чүшинип йәтмигән еди; уни чүшинип йәткән болса, шан-шәрәпниң Егиси болған Рәбни крестлимигән болатти.□«бу дәвирдики һөкүмранлар» — бу сөз бәлким бу дуниядики падиша-һөкүмдарларни қутритидиған, уларға езитқулуқ қилидиған җин-шәйтанларни көрсәтсә керәк. [k] 9 Һалбуки, Тәвратта пүтүлгәнндәк: —
«Өзини сөйгәнләргә Худаниң тәйярлиғанлири —
Дәл һеч қандақ көз көрмигән,
Һеч қандақ қулақ аңлимиған,
Һеч қандақ көңүл ойлап бақмиған нәрсиләрдур».□«Өзини сөйгәнләргә Худаниң тәйярлиғанлири —дәл һеч қандақ көз көрмигән, һеч қандақ қулақ аңлимиған, һеч қандақ көңүл ойлап бақмиған нәрсиләрдур» — «Йәш.» 64:4. [m]
10 Амма бу нәрсиләрни Худа Роһи арқилиқ аян қилди; чүнки Роһ болса һәммә ишларни, һәтта Худаниң чоңқур тәглирини инчикиләп излигүчидур; □«чүнки Роһ болса һәммә ишларни, һәтта Худаниң чоңқур тәглирини инчикиләп излигүчидур» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһтур. [o] 11 Чүнки инсанларда, инсанниң көңлидикини билгүчи шу инсанниң роһидин башқа нәрсә барму? Шуниңға охшаш, Худаниң Роһидин башқа, Худаниң көңлидикилирини билгүчи йоқтур. □«инсанларда, инсанниң көңлидикини билгүчи шу инсанниң роһидин башқа нәрсә барму?» — «инсанниң көңлидики» мошу йәрдә шу мәлум кишиниң шәхсий вә қәлбидики ишларни алайитән көрситиду. [q] 12 Амма бизниң қобул қилғинимиз болса бу дуниядики роһ әмәс, бәлки Худадин кәлгән Роһтур; дәл шундақ болғачқа биз Худа тәрипидин бизгә сехийлиқ билән ата қилинған нәрсиләрни билип йетәләймиз. □«бу дуниядики роһ» — Шәйтан. «Бу дуниядики роһ» мошу йәрдә бәлким Шәйтанниң көз-қарашлири, «әқиллири»ни көрситиши мүмкин. [s] 13 Бу иш-шәйиләрни инсаний даналиқтин үгитилгән сөзләр билән әмәс, бәлки Муқәддәс Роһтин үгитилгән сөзләр билән, роһий ишларни роһий сөзләр билән чүшәндүрүп сөзләймиз. □«Роһтин үгитилгән сөзләр билән» — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһтур. [u] 14 Амма «җанға тәвә» киши Худаниң Роһиниң ишлирини қобул қилмайду, чүнки бу ишлар униңға нисбәтән әхмиқаниликтур; у уларни һеч чүшинип йетәлмәйду, чүнки улар роһ билән пәриқ етилип баһалиниши керәктур. □««җанға тәвә» киши» — «җанға тәвә» болған киши тоғрилиқ «Римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң. «Җанға тәвә» болған киши Муқәддәс Роһқа егә болмиған кишидур; «ишәнмигән киши» дегили болиду. Шуңа, у Худаниң Роһиға әмәс, бәлки һәрдайим өз җени (әқил-пикир, зеһин, көңүл-калла, һессиятлар)ға тайинип ишларни пәриқ етиду. «Роһий киши» яки «Роһқа тәвә болған киши» болса өз роһида Муқәддәс Роһниң тәрбийә-тәлимини қобул қилип ишларни тоғра пәриқ етиду. «улар роһ билән пәриқ етилип баһалиниши керәктур» — бу 14- вә 15-айәтләрдики «пәриқ етиш» вә «пәриқ етип баһалиниш» грек тилида бирла пеил билән ипадилиниду. 15 Роһқа тәвә киши һәммә ишларға баһа берәләйду; амма униңға болса һеч ким баһа берәлмәйду. □«Роһқа тәвә киши» — «Роһқа тәвә» (яки «роһий киши») — Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә маңидиған киши. [x] 16 Чүнки ким Рәбниң ой-көңлини чүшинип йетип, Униңға мәслиһәтчи болалисун? Амма биз болсақ Мәсиһниң ой-көңлигә егимиз.□«ким Рәбниң ой-көңлини чүшинип йетип, униңға мәслиһәтчи болалисун?» — «Йәш.» 40:13. [z]
- Коринтлиқларға «1»
- a
-
1Кор. 1:17; 2:4.
- b «мән араңларда болған вақтимда аҗизлиқта, қорқунучта вә титригән һаләттә болаттим» — «қорқунучта... болаттим» — бәлким у Худа Өзигә тапшурған бу муқәддәс вәзипини орундалмаслиғидин қорққан болуши мүмкин еди. Униңдин башқа адәмни қорқитидиған көп сәвәпларму болған, әлвәттә («Рос.» 18:9-10).
- c Рос. 18:1, 3; 2Кор. 10:10.
- d «... бәлки Роһниң аламәт көрситишлири вә күч-қудрәт билән болған еди» — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһтур.
- e 1Кор. 1:17; 2:1; 2Пет. 1:16.
- f 2Кор. 4:7.
- g Аюп 28:21; 1Кор. 15:24.
- h «биз бир сирни ашкарилап, Худаниң бир даналиқини баян қилимиз...» — «Әфәсуслуқларға»дики «кириш сөз»имиздә ейтқинимиздәк, Инҗилда «сир» дегән сөзниң алаһидә мәнаси бар. Сир (грек тилида «мистерион») Худа әсли йошуруп кәлгән, әнди һазир ашкарилиған мәлум бир иштин ибарәттур.
- i Рим. 16:25; 1Кор. 4:1.
- j «бу дәвирдики һөкүмранлар» — бу сөз бәлким бу дуниядики падиша-һөкүмдарларни қутритидиған, уларға езитқулуқ қилидиған җин-шәйтанларни көрсәтсә керәк.
- k Мат. 11:25; Юһ. 7:48; 16:3; Рос. 3:17; 13:27; 2Кор. 3:14; 1Тим. 1:13.
- l «Өзини сөйгәнләргә Худаниң тәйярлиғанлири —дәл һеч қандақ көз көрмигән, һеч қандақ қулақ аңлимиған, һеч қандақ көңүл ойлап бақмиған нәрсиләрдур» — «Йәш.» 64:4.
- m Йәш. 64:3.
- n «чүнки Роһ болса һәммә ишларни, һәтта Худаниң чоңқур тәглирини инчикиләп излигүчидур» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһтур.
- o Мат. 13:11; 2Кор. 3:18.
- p «инсанларда, инсанниң көңлидикини билгүчи шу инсанниң роһидин башқа нәрсә барму?» — «инсанниң көңлидики» мошу йәрдә шу мәлум кишиниң шәхсий вә қәлбидики ишларни алайитән көрситиду.
- q Пәнд. 27:19; Йәр. 17:9.
- r «бу дуниядики роһ» — Шәйтан. «Бу дуниядики роһ» мошу йәрдә бәлким Шәйтанниң көз-қарашлири, «әқиллири»ни көрситиши мүмкин.
- s Рим. 8:15.
- t «Роһтин үгитилгән сөзләр билән» — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһтур.
- u 1Кор. 1:17; 2:4; 2Пет. 1:16
- v ««җанға тәвә» киши» — «җанға тәвә» болған киши тоғрилиқ «Римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң. «Җанға тәвә» болған киши Муқәддәс Роһқа егә болмиған кишидур; «ишәнмигән киши» дегили болиду. Шуңа, у Худаниң Роһиға әмәс, бәлки һәрдайим өз җени (әқил-пикир, зеһин, көңүл-калла, һессиятлар)ға тайинип ишларни пәриқ етиду. «Роһий киши» яки «Роһқа тәвә болған киши» болса өз роһида Муқәддәс Роһниң тәрбийә-тәлимини қобул қилип ишларни тоғра пәриқ етиду. «улар роһ билән пәриқ етилип баһалиниши керәктур» — бу 14- вә 15-айәтләрдики «пәриқ етиш» вә «пәриқ етип баһалиниш» грек тилида бирла пеил билән ипадилиниду.
- w «Роһқа тәвә киши» — «Роһқа тәвә» (яки «роһий киши») — Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә маңидиған киши.
- x Пәнд. 28:5.
- y «ким Рәбниң ой-көңлини чүшинип йетип, униңға мәслиһәтчи болалисун?» — «Йәш.» 40:13.
- z Йәш. 40:13; Рим. 11:34.