Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
25
Давут нәғмичиләрни тәшкил қилиду
1 Давут билән қошунниң сәрдарлири Асаф, Һеман вә Йәдутунларниң оғуллириғиму вәзипә жүкләп, уларни чилтар, тәмбур вә җаң-җаңлар челип, бешарәт бериш хизмитигә қойди. Улардин вәзипигә қоюлғанларниң сани төвәндикичә: 2 Асафниң оғуллиридин Заккур, Йүсүп, Нитания вә Ашарилаһ бар еди; Асафниң оғуллириниң һәммиси Асафниң көрсәтмисигә қарайтти; Асаф падишаниң көрсәтмиси бойичә бешарәт берип сөзләйтти.
3 Йәдутунға кәлгәндә, униң Гәдалия, Зери, Йәшая, Шимәй, Һашабия вә Маттитияһ дегән алтә оғли болуп, атиси Йәдутунниң көрсәтмисигә қарайтти. Йәдутун Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтип мәдһийә оқуш үчүн чилтар челип бешарәт берәтти.«Гәдалия, Зери, Йәшая, Шимәй, Һашабия вә Маттитияһ» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Шимәй» дегән исим йоқап кәткән.
4 Һеманниң болса, униң Буккия, Маттания, Уззийәл, Шәбуйәл, Йәримот, Һанания, Һанани, Әлията, Гиддалти вә Ромамти-Езәр, Йошбикаша, Маллоти, Һотир вә Махазиот дегән оғуллири бар еди. 5 Буларниң һәммиси Һеманниң оғуллири болуп, Худаға болған мәдһийисини яңритиш үчүн қоюлған (Һеман болса падишаға Худаниң сөз-каламини йәткүзидиған алдин көргүчи еди); Худа Һеманға он төрт оғул, үч қиз ата қилған еди. «Худаға болған мәдһийисини яңритиш» — ибраний тилида «мүңгүзни (яки бурғини) көтириш» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Мүңгүз болса адәмниң (яки Худаниң) улуқлуғини көрситиду. «Худаға болған мәдһийисини яңритиш» — Һеманниң қизлириму бу мәдһийә хизмитидә еди.
Толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Буларниң һәммиси Һеманниң оғуллири болуп, Худаниң Һеманға болған сөз-калами бойичә униң иззәт-һөрмитини көтириш үчүн униңға берилгән еди (Һеман болса падишаниң алдин көргүчиси еди); Худа Һеманға он төрт оғул, үч қиз ата қилған еди».
6 Буларниң һәммиси атилириниң башламчилиғида болуп, Пәрвәрдигарниң өйидә нәғмә-нава қилиш үчүн, җаң-җаң, тәмбур вә чилтар челип Худаниң өйидики вәзиписини өтәйтти. Асаф, Йәдутун вә Һеман бу ишларда падишаниң көрсәтмисигә қарайтти. «Буларниң һәммиси атилириниң башламчилиғида болуп،...» — «атилири» Асаф, Йәдутун вә Һемандин ибарәт. Асаф вә Һеманлар һәр бири Зәбурдики нәччә күйләрни язған (мәсилән 49-, 72-81-күй, 87-күй. Йәдутун 38-, 61- вә 76-күйдә тилға елиниду). 7 Улар вә уларниң қериндашлириниң сани җәмий икки йүз сәксән сәккиз еди (улар һәммиси Пәрвәрдигарни мәдһийиләш нәғмә-навалиғида алаһидә тәрбийә көргән, күй ейтишқа уста еди). 8 Булар чоң-кичигигә, устаз-шагиртлиғиға қаримай һәммиси бирдәк чәк тартип гуруппиларға бөлүнгән еди.
 
Жигирмә төрт мәдһийиләш гурупписи
9 Биринчи чәк Асафниң оғли Йүсүпкә, иккинчи чәк Гәдалияға чиқти; у, униң инилири вә оғуллири болуп җәмий он икки киши еди; «униң инилири» — яки «униң қериндашлири». 10-18-айәтләрдики «инилири»му шундақ. 10 үчинчи чәк Заккурға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 11 төртинчи чәк Изриға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; «Изри» — яки «Зери» (25:3ни көрүң). 12 бәшинчи чәк Нәтанияға чиқти; у униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 13 алтинчи чәк Буккияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп он икки киши еди; 14 йәттинчи чәк Йәшарилаһқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; «Йәшарилаһ» — яки «Ашарилаһ» (25:2ни көрүң). 15 сәккизинчи чәк Йәшаяға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 16 тоққузинчи чәк Маттанияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 17 онинчи чәк Шимәйгә чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 18 он биринчи чәк Азарәлгә чиқти; у вә униң оғуллири, инилири болуп җәмий он икки киши еди; «Азарәл» — яки «Уззийәл» (25:4ни көрүң). 19 он иккинчи чәк Һасабияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 20 он үчинчи чәк Шубайәлгә чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 21 он төртинчи чәк Маттитияһқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 22 он бәшинчи чәк Йәримотқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 23 он алтинчи чәк Һананияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 24 он йәттинчи чәк Йошбикашаға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 25 он сәккизинчи чәк Һананиға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 26 он тоққузинчи чәк Маллотиға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 27 жигирминчи чәк Әлиятаға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 28 жигирмә биринчи чәк Һотирға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 29 жигирмә иккинчи чәк Гиддалтиға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 30 жигирмә үчинчи чәк Махазиотқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди; 31 жигирмә төртинчи чәк Ромамти-Езәргә чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди.