Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
21
Давутниң гунайи — у аһалини санақтин өткүзиду
2Сам. 24:1-25
1 Шәйтан Исраилларға зәрбә бериш үчүн, Давутни Исраилларни санақтин өткүзүшкә езиқтурди. «Шәйтан Исраилларға зәрбә бериш үчүн, Давутни Исраилларни санақтин өткүзүшкә езиқтурди» — «санақтин өткүзүш» дегән сөз Исраилниң әскирий күчини көздә тутиду. 5-айәтни көрүң.
Башқа бир хил тәрҗимиси «Дүшмәнниң Исраилларға зәрбә бәрмәкчи болғини Давутни Исраилларни санақтин өткүзүшкә алдиратти» («Шәйтан» вә «дүшмән» ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду). Бизниңчә «езиқтуриду» яки «алдиратти» дегән сөз бир роһий күчниң мәвҗутлуғини көрситиду, шуңа «Шәйтан» дәп тәрҗимә қилдуқ. «2Сам.» 24:1ниму көрүң.
2 Шуңа Давут Йоабқа вә хәлиқниң йолбашчилириға: «Силәр Бәәр-Шебадин Данғичә арилап Исраилларни санақтин өткүзүп келип мениң билән көрүшүңлар, уларниң санини биләй» деди. «Бәәр-Шебадин Данғичә» — «Бәәр-Шеба» Исраил зениминиң әң җәнубий четидә, «Дан» болса әң шималий четидә еди. 3 Лекин Йоаб җававән: —«Пәрвәрдигар Өз хәлқини һазир мәйли қанчилик болсун, йүз һәссә ашурувәткәй. Лекин и ғоҗам падишасим, уларниң һәммиси өзүңниң хизмитиңдә туруватқанлар әмәсму? Ғоҗам бу ишни зади немә дәп тәләп қилиду? Ғоҗам Исраилни немишкә гунаға муптила қилидила?» — деди.«Ғоҗам Исраилни немишкә гунаға муптила қилидила?» — қизиқ йери шуки, Йоаб адәттә Худадин анчә қорқмайдиған адәм болуп, мошу вақитларда ғоҗисиға қариғанда, Худаниң ирадисини убдан биләтти. «Хәлиқни санақтин өткүзүш» дегән гуна тоғрилиқ «Самуил»дики «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
4 Лекин падишаниң сөзи Йоабниң сөзини бесип чүшти; шуңа Йоаб чиқип пүтүн Исраил зиминини арилап Йерусалимға қайтип кәлди. 5 Йоаб санақтин өткүзүлгән хәлиқниң санини Давутқа мәлум қилди; пүтүн Исраилда қолида қилич көтирәләйдиған адәмләр бир миллион бир йүз миң; Йәһудалардин қолида қилич көтирәләйдиған адәмләр төрт йүз йәтмиш миң болуп чиқти. 6 Бирақ Лавийлар билән Биняминларла санаққа кирмиди; чүнки падишаниң бу буйруғи Йоабниң нәзиридә жиркиничлик еди.
 
Пәрвәрдигар җаза чүшүриду
7 Худа бу ишни яман көргәчкә, Исраилларға зәрбә бәрди. «Худа бу ишни яман көргәчкә, Исраилларға зәрбә бәрди» — немишкә «хәлиқни санақтин өткүзүш» гуна һесаплиниду? Бу тоғрилиқ «Самуил»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. 8 Давут Худаға: «Мән бу ишни қилип чоң гуна өткүзүптимән; әнди мәнки қулуңниң бу қәбиһлигини кәчүрүшиңни тиләймән, чүнки мән толиму әхмиқанә иш қиптимән» — деди.
9 Пәрвәрдигар Давутниң алдин көргүчиси болған Гадқа: 10 Сән берип Давутқа ейтип: «Пәрвәрдигар мундақ дәйдуки, Мән саңа үч бала-қазани алдиңда қойимән; шуниңдин бирини талливал, Мән шуни бешиңларға чүшүримән» дегин, — деди.
11 Шуниң билән Гад Давутниң йениға келип: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: 12 «Қени таллиғин: Я үч жил ачарчилиқта қелиштин, я үч ай дүшмәнләрниң алдидин қечип, явлириң тәрипидин қоғлап қиличлинишидин вә яки үч күн Пәрвәрдигарниң қиличиниң уруши — йәни ваба кесилиниң зиминда тарқилиши, Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң Исраилниң пүтүн чегарисини харап қилишидин бирини таллиғин». Әнди ойлинип көр, бир немә дегин; мән мени әвәткүчигә немә дәп җавап берәй?» деди. 13 Давут Гадқа: «Мән бәк қаттиқ тәңликтә қалдим; әнди Пәрвәрдигарниң қолиға чүшәй дәймән, чүнки У толиму шәпқәтликтур. Пәқәт инсанларниң қолиға чүшмисәм, дәймән» деди.
14 Шу сәвәплик Пәрвәрдигар Исраилға ваба тарқатти; Исраиллардин йәтмиш миң адәм өлди. 15 Худа Йерусалимни вәйран қилип ташлаш үчүн бир Пәриштини әвәтти; у вәйран қиливатқанда, Пәрвәрдигар әһвални көрүп өзи чүшүргән бу бала-қазадин пушайман қилип қалди-дә, вәйран қилғучи Пәриштигә: «Бәс! Әнди қолуңни тарт!» деди. У чағда Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Йәбусий Орнанниң хамининиң йенида туратти. «Орнан» — яки «Аравна». «2Сам.» 24:16ни көрүң. 16 Давут бешини көтирип, Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң асман билән йәрниң арилиғида, қолидики ғилаптин суғурған қиличини Йерусалимға тәңләп турғанлиғини көрди. Давут билән ақсақалларниң һәммиси бөз рәхткә оралған һалда йәргә дүм жиқилди. 17 Давут Худаға: «Хәлиқниң санини елип чиқишни буйруғучи мән әмәсму? Гуна қилип бу рәзиллик өткүзгүчи мәндурмән; бу бир пада қойлар болса, зади немә қилди? Аһ, Пәрвәрдигар Худайим, қолуң Өз хәлқиңгә әмәс, бәлки маңа вә мениң җәмәтимгә чүшкәй, вабани Өз хәлқиңниң үстигә чүшүрмигәйсән!» деди.
 
Давут қурбангаһ селип қурбанлиқ суниду
18 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Гадқа: Сән берип Давутқа ейтқин, у Йәбусий Орнанниң хаминиға чиқип Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ салсун, девиди, 19 Давут Гадниң Пәрвәрдигарниң намида ейтқини бойичә шу йәргә чиқти. 20 У чағда Орнан буғдай тепивататти; Орнан бурулуп Пәриштини көрүп, өзи төрт оғли билән мөкүвалған еди. 21 Давут Орнанниң йениға кәлгәндә, у бешини көтирип Давутни көрүп, хамандин чиқип кәлди-дә, бешини йәргә тәккидәк егип Давутқа тазим қилди.
22 Давут Орнанға: «Хәлиқ ичидә таралған вабани тосуп қелиш үчүн, мошу хаманни вә әтрапидики йәрни маңа сетип бәрсәң, бу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салай дәймән. Сән толуқ баһа қоюп бу йериңни маңа сетип бәрсәң» деди.
23 — Алсила, ғоҗам падишасимниң қандақ қилғуси кәлсә шундақ қилғай; қарисила, қурбанлиқ қилишқа калиларни берәй, хаман тепидиған тирниларни отун қилип қалисила, буғдайни аш һәдийәсигә ишләтсилә; буларниң һәммисини мән өзлиригә туттум, деди Орнан Давутқа.
24 «Яқ», — деди Давут Орнанға, — «қандақла болмисун мән толуқ баһаси бойичә сетивалимән; чүнки мән сениңкини еливелип Пәрвәрдигарға атисам болмайду, бәдәл төлимәй көйдүрмә қурбанлиқни һәргиз сунмаймән».
25 Шуниң билән Давут алтә йүз шәкәл алтунни өлчәп Орнанға берип у йәрни сетивалди.«алтә йүз шәкәл алтун» — 600 шәкәл 7 килограмчә болатти. «2Сам.» 24:24 бойичә у «хаман вә калилар» үчүн 50 шәкәл күмүч бериду. Мошу йәрдә у шубһисизки Орнанниң пүткүл «йәр»ини сетивалиду.
26 Давут у йәргә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салди вә көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиғи сунуп, Пәрвәрдигарға нида қилди; Пәрвәрдигар униң тилигини қобул көрүп, җававән асмандин көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиға от чүшүрди.
27 Пәрвәрдигар Пәриштисини буйрувиди, У қиличини қайтидин ғилипиға салди.
 
Муқәддәс ибадәтхана селиш орнини бекитиш
28 У чағда, Давут Пәрвәрдигарниң Йәбусийлардин болған Орнанниң хаминида униң тилигигә җавап бәргәнлигини көрүп, шу йәрдә қурбанлиқ сунушқа башлиди. 29 У чағда, Муса чөлдә ясатқан Пәрвәрдигарниң чедири вә көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи Гибеонниң егизлигидә еди; 30 лекин Давут Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң қиличидин қорқуп, у йәрниң алдиға берип Худадин йол сорашқа җүръәт қилалмайтти.