Link to home pageLanguagesLink to all Bible versions on this site
12
Давутқа беқинған Бинямин палванлири
1 Давут кишниң оғли Саулниң бесими сәвәвидин Зиклагда йошурунуп ятқан чағда муну кишиләр Давутниң йениға келишти (уларниң һәммиси Давутқа җәң қилишта ярдәм бәргән батурлардин еди; 2 оқя билән қуралланған болуп, оң қоли биләнму, сол қоли биләнму оқя вә салға аталайтти; улар Саулниң Бинямин қәбилисидин болған туққанлири еди): 3 — уларниң йолбашчиси Ахиезәр, андин қалса Йоаш болуп, иккиси Гибеаһлиқ Шемааһниң оғли еди; йәнә Азмавәтниң оғли Йәзийәл билән Пәләтму; йәнә Бәракаһ билән Анатотлуқ Йәһу, 4 Гибеонлуқ Йишмаяму бар еди. Йишмая «оттуз палван» ичидә батур болуп шу оттузиға йетәкчилик қилғучи еди; йәнә Йәрәмия, Яһазийәл, Йоһанан вә Гәдәратлиқ Йозабад, 5 Әлузай, Йәримот, Биалия, Шәмария, Харуфлуқ Шәфатия, 6 Кораһлиқлардин болған Әлканаһ, Йишия, Азарәл, Йоезәр вә Яшобиямлар; 7 йәнә Гәдорлуқ Йәроһамниң оғли Йоелаһ билән Зәбадия бар еди.
 
Давутқа беқинған Гад палванлири
8 Гад қәбилисидин бәзиләр чөлдики қорғанға берип Давутқа беқинди. Уларниң һәммиси җәңгә маһир, қалқан вә нәйзә билән қуралланған батур җәңчиләр еди; уларниң турқи бәәйни ширға, чаққанлиғи бәәйни тағдики бөкәнгә охшайтти. 9 Уларниң биринчиси Езәр, иккинчиси Обадия, үчинчиси Елиаб, 10 төртинчиси Мишманнаһ, бәшинчиси Йәрәмия, 11 алтинчиси Аттай, йәттинчиси Әлийәл, 12 сәккизинчиси Йоһанан, тоққузинчиси Әлзабад, 13 онинчиси Йәрәмия, он биринчиси Макбаннай еди. 14 Буларниң һәммиси Гад қәбилисидин, қошун ичидә сәрдарлар еди; әң кичиги йүз ләшкәргә, әң чоңи миң ләшкәргә йетәкчи еди. «Әң кичиги йүз ләшкәргә, әң чоңи миң ләшкәргә йетәкчи еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «әң кичиги йүз адәмгә, әң чоңи миң адәмгә йетийтти». 15 Биринчи айда, Иордан дәрияси тешип қирғақтин ашқан чағда, дәриядин өтүп, шәриққә вә ғәрипкә қарайдиған барлиқ җилғилардикиләрни тирипирән қилип қачурғанлар дәл мошу адәмләр еди.«биринчи ай» — Март яки Апрел.
 
Давутқа беқинған Биняминлар вә Йәһудалар
16 Бинямин қәбилиси билән Йәһуда қәбилисидинму кишиләр қорғанға келип Давутқа беқинған. 17 Давут чиқип уларни қарши елип: «Әгәр силәр течлиқ нийитидә маңа ярдәм беришкә кәлгән болсаңлар, силәр билән бир җан бир дил болимән, лекин қоллиримда һеч наһәқлиқ болмиған мени дүшмәнлиримгә сетивәтмәкчи болсаңлар, ата-бовилиримниң Худаси буни нәзиригә елип һөкүм чиқарғай!» — деди.
18 Бу чағда Худаниң Роһи һелиқи оттуз палванниң йолбашчиси Амасайға чүшивиди, у:
«Аһ Давут, биз саңа беқиндуқмиз;
Аһ Йәссәниң оғли, биз сән билән биллидурмиз;
Өзүңгә аман-течлиқ, аман-течлиқ болғай!
Саңа ярдәм бәргүчиләргиму аман-течлиқ болғай!
Чүнки сениң Худайиң саңа мәдәткардур»
Шуниң билән Давут уларни елип қелип, «зәрбидар әтрәт башлиқлири» қилди.«Худаниң Роһи» — мошу йәрдә ибраний тилида пәқәт «Роһ» дейилиду.
 
Давутқа беқинған Манассәһләр
19 Давут илгири Филистийләр билән бирликтә Саулға қарши урушқа атланғанда, Манассәһ қәбилисидики бәзиләр Давут тәрәпкә өтти (лекин улар Филистийләргә ярдәм бәрмиди, чүнки Филистийләрниң әмирлири: «Давут өз ғоҗиси Саул тәрәпкә өтүп кетиши мүмкин, ундақта бешимиз кәтмәй қалмайду!» дәп мәслиһәтлишип уларни қайтуруп кәтмәкчи болған еди). «Улар филистийләргә ярдәм бәрмиди, чүнки Филистийләрниң әмирлири: «Давут өз ғоҗиси Саул тәрәпкә өтүп кетиши мүмкин, ундақта бешимиз кәтмәй қалмайду!» дәп мәслиһәтлишип уларни қайтуруп кәтмәкчи болған еди» — «1Сам.» 29:4ни көрүң. 20 Давут Зиклагқа қайтип барғанда, Манассәһ қәбилисидики Аднаһ, Йозабад, Йәдияйәл, Микаил, Йозабад, Елиху, Зилтайлар келип униңға қошулди. Буларниң һәммиси Манассәһ қәбилисиниң миң бешилири еди. 21 Улар Давут қарақчиларға қарши җәң қилғанда униңға ярдәмләшти; уларниң һәммиси батур палванлар, қошундики йолбашчилар еди. «Улар Давут қарақчиларға қарши җәң қилғанда униңға ярдәмләшти» — көздә тутқини бәлким «1Сам.» 30-бапта хатириләнгән ишлар; шу чағда Давут Амаләк қарақчилириға һуҗум қилған. 22 Чүнки шу күнләрдә Давутқа ярдәм бериш үчүн һәр күни адәмләр келип қошулуп, худди Худаниң қошунидәк зор бир қошун болуп кәткән еди.
 
Давутқа келип қошулған қошунлар
23 Пәрвәрдигарниң сөз-калами әмәлгә ашурулуп, Саулниң падишалиғини Давутқа елип бәрмәкчи болған қуралланған җәңчиләр йолбашчилири билән Һебронға, униң йениға кәлди. Уларниң сани төвәндикичә: —
24 Йәһудалардин қалқан вә нәйзә билән қуралланғанлар җәмий алтә миң сәккиз йүз киши болуп, һәммиси җәңгә тәйярланған еди. 25 Шимеонлардин җәңгә тәйярланған батур җәңчиләр җәмий йәттә миң бир йүз киши, 26 Лавийлардин җәмий төрт миң алтә йүз киши; 27 Йәһояда Һарунларниң җәмәт беши болуп, униңға әгәшкәнләр җәмий үч миң йәттә йүз киши еди. 28 Йәнә яш бир батур җәңчи Задок вә униң җәмәтидин жигирмә икки йолбашчи бар еди. 29 Биняминлардин, Саулниң уруқ-туққанлиридинму үч миң киши бар еди; шу чаққа қәдәр буларниң көпинчиси Саул җәмәтини қоллап кәлмәктә еди.
30 Әфраимлардин, өз җәмәтлиридә йүз-аброй тапқан батур әзимәтләр җәмий жигирмә миң сәккиз йүз киши еди. 31 Манассәһ йерим қәбилиси ичидә нами пүтүлгән, Давутни падиша қилип тикләшкә кәлгәнләр җәмий он сәккиз миң киши еди. 32 Иссакарлардин заман-вәзийәтни чүшинидиған, Исраилниң қандақ қилиши керәклигини билидиған йолбашчилар җәмий икки йүз киши еди; уларниң һәммә қериндашлири уларниң әмригә бойсунатти. 33 Зәбулунлардин җәңгә тәйярланған, һәр хил қурал-ярақлар билән қуралланған, ала көңүллүк қилмайдиған, Давутниң ярдимигә кәлгән җәмий әллик миң киши еди. 34 Нафталилардин йолбашчи болған миң киши бар еди; уларға әгишип қолиға қалқан вә нәйзә алғанлар җәмий оттуз йәттә миң кишигә йетәтти. 35 Данлардин җәңгә тәйярланған җәмий жигирмә сәккиз миң алтә йүз киши еди. 36 Аширлардин җәңгә чиқип қошун сепигә атлинишқа тәйяр болған җәмий қириқ миң киши еди. 37 Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики Рубән қәбилиси, Гад қәбилиси вә Манассәһ йерим қәбилисидин қолиға һәр хил қурал-ярақ елип җәңгә тәйярланған җәмий бир йүз жигирмә миң киши еди.
38 Жуқирида тилға елинған бу әзимәтләрниң һәрбий жүрүши тәкши болуп, Давутни пүткүл Исраил үстигә падиша қилип тикләш үчүн бир җан бир дил болуп, Һебронға келишкән еди; қалған Исраилларму бир нийәт бир мәхсәттә Давутни падиша қилип тиклимәкчи болушқан еди.
39 Улар шу йәрдә Давут билән үч күн биллә йәп-ичип ғизаланди, чүнки уларниң қериндашлири уларға тәйярлап қоюшқан еди. 40 Уларниң өпчүрисидики хәлиқләр, һәтта Иссакар, Зәбулун вә Нафталиларниң зиминидикиләр ешәк, төгә, қечир вә калиларға артип уларға наһайити көп озуқлуқ елип кәлгән; улар зор миқдарда ун, әнҗир пошкили, үзүм пошкили, шарап, зәйтун мейи вә нурғун қой-калиларни йәткүзүп беришкән еди; пүткүл Исраил шат-хурамлиққа чөмгән еди.